Хәлқаралиқ тәшкилатлар: уйғур журналистларни зиянкәшликтин қоғдаш тәдбири елиниши керәк

Вашингтондин мухбиримиз гүлчеһрә тәйярлиди
2024.11.01
rfa-muxbir-zhurnalist-xerite-1920 Нурғунлиған журналистлар, ахбарат кәспий хадимлири вә мунасивәтлик ахбарат хадимлири хәтәрлик муһитта, мустәқил, ишәнчлик вә дәлил испатлиқ учурларни тәминләш үчүн өлүм, мәҗбурий ғайиб қилиш, қийнаш, қанунсиз тутуп туруш вә тутқун қилиш қатарлиқ қобул қилғили болмайдиған еғир бәдәлләрни төләйду
Photo: RFA

Бирләшкән дөләтләр тәшкилати, 2-ноябир журналистларға қаритилған җинайи қилмишларға хатимә бериш күни мунасивити билән мәхсус мақалә елан қилди. Б д т ниң торидики бу мақалидә, журналистларни қоғдашниң барлиқ пуқраларниң пикир әркинлики вә учурға еришиш һоқуқиға капаләтлик қилишниң зөрүр алдинқи шәрти икәнлики җиддий тәкитлиниду. 2024-Йили дуняниң һәр қайси җайлиридики тоқунуш вә киризисларниң күчийиши билән мухбирларниң бихәтәрликигә капаләтлик қилиш, уларни қоғдаш йәниму кәскин риқабәткә йүзләнмәктикән.

Б д т: “журналистларға қаритилған җинайәтләрниң җазаланмаслиқи җинайәтчиләрни җасарәтләндүриду”

Мақалидә көрситилишичә, мәйли тоқунуш, инсанпәрвәрлик апәтлири, килимат яки сағламлиқ киризиси қатарлиқ мәзмунлар болсун, бу хил мәзмунларни хәвәр қилған журналистлар давамлиқ түрдә тәңпуңсиз тәһдиткә вә техиму юқири җазаға дуч кәлмәктә. Улар сот сиртида қәстләп өлтүрүш, қийнаш, мәҗбурий ғайиб қилиш вә халиғанчә тутуп туруш, тор сиртида вә торда қорқутуш һәм паракәндичилик селишқа учрап кәлмәктә. Нурғунлиған журналистлар, ахбарат кәспий хадимлири вә мунасивәтлик ахбарат хадимлири хәтәрлик муһитта, мустәқил, ишәнчлик вә дәлил испатлиқ учурларни тәминләш үчүн өлүм, мәҗбурий ғайиб қилиш, қийнаш, қанунсиз тутуп туруш вә тутқун қилиш қатарлиқ қобул қилғили болмайдиған еғир бәдәлләрни төләйду.

Бу хил хирисниң тәсиригә учриған журналистларниң бихәтәрлики мәсилисигә йүксәк әһмийәт берилиши тәхирсиз мәсилигә айланған.

Болупму, журналистларға қаритилған һуҗумлар вә җинайәтләрниң җазаланмаслиқи техиму көп қәбиһ җинайәтләрни һәтта қатиллиқни кәлтүрүп чиқармақта, бу, зиддийәтниң күчийиши, қанун вә әдлийә системисиниң бузулушиниң аламитидур.

Хәлқара сиясий мәһбуслар күни.
Хәлқара сиясий мәһбуслар күни.
Yettesu

Мақалидә бу һал “болупму мухбирларға қаритилған зораванлиқ тәһдити вә һуҗумлири ахбарат кәспий хадимлири арисида қорқунч кәйпияти пәйда қилип, барлиқ пуқраларниң учур, пикирләргә еришишигә вә пикирләрниң әркин тарқилишиға тосқунлуқ қилиду” дәп әскәртилиду.

Бирләшкән дөләтләр тәшкилати 2013-йилидики 68-қетимлиқ омуми йиғинида қарар мақуллап, 2-ноябирни “журналистларға қарши җинайи қилмишларға хатимә бериш күни” дәп җакарлиған болуп, қарарда әза дөләтләр ениқ тәдбир қоллинип, журналистларға зиянкәшлик қилғучиларни җазалимаслиқни тохтитишқа чақирилған.

Хитай уйғур журналистларға тохтавсиз зиянкәшлик қилип кәлмәктә

Җүмлидин хитайниң ахбарат хадимлириға, журналистларға қаратқан тохтавсиз вә һәр тәрәплимә бастуруши һәмдә зиянкәшликлири дуняда зор тәнқидкә учрап кәлмәктә. У, хәлқара ахбарат әркинлики доклатлирида давамлиқ әң начар дөләтләр тизимликидин орун алғандин башқа, дуняда мухбирларни әң көп түрмигә ташлиған дөләт дәп баһалинип кәлмәктә.

Ахбарат вә пикир әркинлики пүтүнләй чәклинип, ис-түтәксиз уруш мәйданиға айландурулған уйғур диярида уйғур журналистлар әң қаттиқ бастуруш нишани болуп кәлди. Өмүрлүк қамаққа мәһкум қилинған пирофессор илһам тохти, раһилә давут, “шинҗаң мәдәнийити” ниң баш муһәррири, 5 йилдин артуқ ғайиб қилинип, 15 йиллиқ кесиветилгән атақлиқ журналист қурбан мамут, 20 йиллиқ кесилгән или области телевизийәсиниң талантлиқ режиссори әркин турсун, “бөлгүнчилик” билән әйиблинип, 15 йиллиқ кесилгән тонулған әдәбий обзорчи ялқун рози вә йәнә гүлмирә имин вә башқилар шуларниң ичидики типик мисаллардур.

Хитайниң уйғур журналистларға зиянкәшлик қилиши ялғуз уйғур диярида еғир болупла қалмай, ирқи қирғинчилиқ, лагер вә башқа инсанийәткә қарши җинайәтләрни паш қилип келиватқан әркин асия радийосиниң уйғур мухбирлириға қаритилған биваситә вә васитилик тәһдитлири давам қилип кәлмәктә. Хитай даирилири уларға ашкара төһмәт қилиш вә тәһдит қилиш, қара чаплаш арқилиқ әркин асия радийосиниң хәвәр вә ахбаратлириниң етибарини чүшүрүшкә урунуватқан болса, өч елиш тактикилири арқилиқ уларниң авазини өчүрүшкә урунуп кәлмәктә. “әркин асия радийоси” уйғур бөлүминиң 8 нәпәр мухбириниң юртидики җәмий 50 тин артуқ уруқ-туғқанлири һазирму хитай һөкүмитиниң тутқунида, улар асасән әркин асия радийоси мухбирлириниң америкада пәқәт журналисти хизмити сәвәблик тутқун қилинған. Уларниң бәзилирини лагер вә түрмиләргә қамиған, бәзилирини из-дерәксиз йоқ қиливәткән.

Бу мунасивәт билән “хәлқаралиқ мухбирларни қоғдаш җәмийити” му баянат елан қилип, “хитай һөкүмитиниң мухбирларниң аилә-әзалирини җазалиши зораванлиқта һәддидин ашқанлиқтур” дәп көрсәткәниди. “хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати” хитай ишлири бөлүминиң сабиқ директори софей речардсон ханим радийомизға қилған сөзидә хитай һөкүмитиниң чәт әлләрдики уйғурларни юртидики уруқ-туғқанлири арқилиқ җазалимақчи болуши “йиргинчлик бир истратегийә, буниңға демократик һөкүмәтләр дәрһал қаршилиқ билдүрүши керәк” дәп көрсәткәниди.

Чеграсиз мухбирлар тәшкилати: хитайниң әркин асия радийоси уйғур мухбирлириға қаратқан җинайәтлирини тохтитидиған пәйт кәлди

Хәлқара журналистларға қаритилған җинайи қилмишларға хатимә бериш күни мунасивити билән уйғур мухбирларниң вәзийитигә көңүл бөлүп келиватқан бир қанчә хәлқаралиқ тәшкилатлар радийомизға мәхсус инкаслирини йоллиди.

Баш иштаби фирансийәдики хәлқара чеграсиз мухбирлар тәшкилати (RSF) язма баянатида, хитайниң әркин асия радийосиниң уйғур мухбирлириға қаратқан җинайәтлирини тохтитидиған вә уларниң уйғур районидики аилә-тавабиатлирини қоғдашқа тәдбир алидиған пәйт кәлгәнликини тәкитләп мундақ дәп көрсәтти:

“дуняниң охшимиған җайлирида пәвқуладдә қийин әһвал астида ишләватқан аз сандики уйғур мухбирлар хитай һакимийитиниң садир қилған вәһшийликини давамлиқ хәвәр қилмақта. Улар хитай һакимийитидин йеқинлириға давамлиқ келиватқан бастурулушқа, шундақла өзлири бихәтәр җай дәп қаралған дөләтләрдә учраватқан хитай даирилириниң биваситә тәһдитлиригә қаримай доклат бериш қийин болған темиларда җасарәтлик қарар чиқириду.

Давамлишиватқан вә еғирлишиватқан тәһдит һәм башқа вәһший тактикилар сүргүндики мухбирларниң шинҗаңдики вә сүргүндики уйғурлар җәмийитигә қаритилған вәһшийликини ашкарилап қоюшиниң алдини елиш үчүн хитай һакимийитиниң елип барған дөләт һалқиған бастурушиниң қайси дәриҗигә йәткәнликини көрситип бериду. Демократик дөләтләр вә хәлқара җәмийәтниң мусапир мухбирларни қоғдашқа һәрикәт қилидиған вә хитай һөкүмитигә бесим ишлитип, журналистларниң уйғур районидики аилә-тавабиатлирини қоғдашқа тәдбир алидиған вақти кәлди”.

Чеграсиз мухбирлар тәшкилати йәнә хитайниң ахбарат әркинлик хатириси уйғур елидики уйғур мухбирларниң хәтәрлик вәзийитини көрситип бәргәнликини мундақ дәп тәкитләйду:

“2016-йилидин башлап, бейҗиң һакимийити уйғур мухбирлириға қаритилған шиддәтлик бастуруш һәрикитини қанат яйдурди, таратқуларниң қамал қилиниши мисли көрүлмигән учур қара өңкүрини кәлтүрүп чиқарди, чеграсиз мухбирлар тәшкилати хитайда қамалған 123 журналист вә ахбарат әркинликини қоғдиғучисиниң ичидә қолға елинған яки мәҗбурий ғайиб қилинған уйғур мухбирлириниң сани 80 нәпәрни тәшкил қилиду. 2024-Йиллиқ дуня ахбарат әркинлики көрсәткүчидики 180 дөләт ичидә хитай 172-орунға тизилған”.

Йеқинқи мәзгилләрдә хитайниң тәшвиқатчилириға айланған бәзи чәт әллик мухбирлар вә тор чолпанлири хелила көпийип қалған болуп, уларниң “уйғурларниң тинч, бәхтияр яшаватқанлиқи” ни тәшвиқ қилиш биләнла қалмай, бәлки хәлқаралиқ мунбәрләрдә “шинҗаң мәсилиси” һәққидә сөзләш салаһийитигә игә болуши хитайниң сиясий тәшвиқат тактикилирини күчәйтиватқанлиқидин дерәк бәрмәктә.

Хитайниң бир тәрәптин өзиниң вәһший җинайәтлирини паш қиливатқан уйғур журналистларни бастурса, йәнә бир тәрәптин чәт әл тор чолпанлири вә мухбирлирини өзиниң ирқи қирғинчилиқ җинайитини йепиштики тәтүр тәшвиқати үчүн қоллиниватқанлиқи мәлум.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң хитай ишлири бөлүми муавин директори мая ваң радийомизға йоллиған язма инкасида мундақ дәйду:

“хитай һөкүмитиниң күчийишигә әгишип, униң, охшимиған пикирдикиләрни җазалаш вә сүкүт қилдуруш үчүн узунға созулған бастуруш қолиму дунядики нурғун дөләтләргә узарди. Журналистлар, тәтқиқатчилар вә тәкшүргүчиләр һәмишә хитайниң бу хил ‛дөләт һалқиған бастуруш‚ ниң зиянкәшликигә учрап кәлмәктә.

Хитай һөкүмити билән достанә вә яки иқтисадий җәһәттә тайинидиған мунасивәтни сақлайдиған нурғун дөләтләрдә, хитайдин кәлгән журналистлар, тәтқиқатчилар вә язғучилар бихәтәр әмәс, чүнки улар һәтта мәҗбурий һалда хитайға қайтурулуш хәвпигә учриши мумкин. Хитай уларни пәқәт уларниң өз кәспи вә хизмити сәвәбликла қамаққа ташлайду.

Гәрчә демократик дөләтләрдә, һөкүмәтләр хитайниң бу хил дөләт һалқиған бастурушиға қарши туруш күчигә игә болсиму, әмма бу һәқтики тиришчанлиқи йетәрлик әмәс. Дөләт һалқиған бастуруш тәһдитигә учриған нурғун кишиләр қоғдилиши капаләткә игә болмиғанлиқи үчүн тәшвишлиниду. Бу хил әһвалда улар йәрлик сақчиға мәлум қилишиму мумкин, әмма сақчилар башқа бир дөләтниң тәһдити астида қалған бу муһаҗирәттикиләрни қандақ қоғдаш җәһәттә билим вә тәҗрибигә игә әмәс”.

Мая ваң йәнә һәтта “америкадиму мухбирларни хитайниң тәһдит вә зиянкәшликидин қоғдаш йетәрлик вә мукәммәл әмәс” дәп тәнқид қилди. У мундақ деди:

“бу җәһәттә көрүнәрлик илгириләшләрни қолға кәлтүргән дөләт америкадур. Әмма, нурғун тәһдитләр мухбирларниң аилә әзалирини қорқутуш билән четилидиған болғачқа, америка қанун иҗрачилири уларни биваситә тәһдит астида қалған кишиләр дәп тонумайду, яки уларниң қорқушини һеқиқи һес қилалмайду. Һөкүмәтләр һеч болмиғанда тәкшүрүш органлиридин бу хил зиянкәшликкә учриғучиларниң доклатлирини хатириләшни вә бу делоларни из қоғлашни тәләп қилиши шуниңдәк бу хил әһвалларниң давамлиқ йүз беришиниң алдини елиш үчүн тәдбир елиши лазим. Һөкүмәтләр зиянкәшликкә учриғучиларниң писхика вә рәқәмлик бихәтәрлик ярдәмлиригә еришишигә ярдәм бериш қатарлиқ қанунни иҗра қилиш даирисидин һалқиған тәдбирләрни елиши вә буниңға күч сәрп қилиши керәк”.

Хитайниң уйғур журналистларға қаратқан бу хил бастуруши ахбарат әркинликини чәкләштин башқа йәнә дөләт һалқиған бастуруш сүпитидә америка һөкүмити, хәлқаралиқ тәшкилатларниң шуниңдәк ахбаратларниң зор диққитини қозғап келиватқан болсиму, лекин улар һелиһәм хизмити сәвәблик бәдәл төлимәктә, уларниң уруқ-туғқанлири йәнила тәһдит вә зиянкәшликкә учрап кәлмәктә.

Уйғурлар вә уйғур мухбирлар учрап келиватқан бастурушларға изчил көңүл бөлүп келиватқан кишилик һоқуқ фонди (HRF) радийомизға язма пикрини йоллап, уйғур мухбирларниң әнә шундақ еғир роһий бесим вә тәһдитләргә қаримай йәнила җасарәт билән хизмитини давам қиливатқанлиқиниң муһим әһмийәткә игә икәнликини мундақ тәкитлиди:

“журналистларни қоғдаш тәшкилатиниң сөзигә қариғанда, хитай дунядики журналистларни әң көп түрмигә ташлайдиған дөләт. Әмма хитайда ахбарат әркинлики асасән йоқ, хитайда қолға елинған мухбирларниң йерими дегүдәк уйғурлар.

Хитай компартийәси дөләт һалқиған бастуруш һәрикитини күчәйткәнликтин, пәқәт демократик дөләтләрдила қечип чиққан уйғур мухбирлар интайин чәклик болған қоғдашқа еришмәктә. Гәрчә улар хитайниң вәһшийликини ашкарилашқа җүрәт қилған болсиму, улар йәнила хитайниң тохтимай тәһдит селиши, паракәндичилики, аилисигә зиянкәшлик қилиши, һәтта мәҗбурий ғайиб қилишниң асаслиқ нишани болуп кәлмәктә. Хитай коммунистик партийәси уйғурларниң кәчүрмишлири, җүмлидин өзиниң уйғурларға қаратқан ирқий қирғинчилиқ қилмишлири тоғрисидики һәқиқәтни өчүрүп, униң орниға өз тәшвиқатини алмаштурушни мәқсәт қилиду”.

Кишилик һоқуқ фонди хетини йәнә мундақ давамлаштурған:

“мухбирларниң бихәтәрлики вә зиянкәшликтин қутулушиға капаләтлик қилиш улар панаһланған дөләтниң мәҗбурийити болупла қалмай, демократик қиммәт қаршини сақлаштики кәм болса болмайдиған ортақ мәсулийәттур. Хитайниң бу бастурушлириға қарита сүкүтниң давамлишишиға йол қоюш хитайниң пикир әркинликини контрол қилишиға йол қоюштур. Инсанларниң иззәт-һөрмити вә ахбарат әркинликини қоғдаш дуняви әхлақ мәсулийити вә әркин қиммәт қаришимизниң асасидур”.

2024-Йилдики журналистларға қаритилған җинайи қилмишларға хатимә бериш хәлқара күнини хатириләш йүзисидин 6-7-ноябир күнлири африқа бирләшмисиниң баш иштаби җайлашқан ефийопийәдә хатириләш йиғини чақирилидикән. Йиғинда журналистларниң хизмитини мустәқил елип бериш вә улар үчүн бихәтәр һәм қолайлиқ муһит бәрпа қилиш тоғрисидики тәдбир вә пиланлар музакирә қилинидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.