Нюйоркта ,хитай һакимйити астидики аз санлиқ милләтләр ниң әһвали һәққидә йиғин өткүзүлди
2006.07.27
27- Ийол күни америкиниң нюйорк шәһиридә хитай һакимийити астидики азсанлиқ милләтләрниң әһвали темисида бир илмий муһакимә йеғини ичилди.
Игилишимизчә, хәлқара азсанлиқ милләтләрниң һоқуқини қоғдаш тәшкилати вә хитайда кишилик һоқуқ тәшкилати тәрипидин бирликтә уюштурулған мәзкүр йеғинда, хитайниң һөкүмранлиқида яшаватқан азсанлиқ милләтләрниң иқтисадий, иҗтмаий вә сиясий вәзийити һәмдә хитай асасй қанунида азсанлиқ милләтләргә тонулған һоқуқларниң әмәлийәттә қандақ иҗра қилиниватқанлиқи вә хитай һөкүмитиниң ғәрбни ичиш сиясити һәққидә муһакимә елип берилған.
Икки күн давамлишидиған бу йеғинға уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир, уйғур вә тибәт мутәхәссислири шуниңдәк сиясий паалийәтчиләр һәмдә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң вәкиллири қатнашқан.
Йиғин оюштурғучилириниң билдүрүшичә, йиғин давмида , уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадирханим , хитай һөкүмитиниң уйғур муарипини хитайчилаштуруш сиясити һәққидә мәхсус доклат беридикән. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай, диний вә ахбарат әркинликиниң йоқлиқи билән әйибләнди
- Америка дөләт мәҗлиси хитайдин яң җйәнлини қоюп беришни тәләп қилди
- Рабийә қадирниң пәрзәнтлири үрүмчидә сақчилар тәрипидин сорақ қилинди
- Қазақистанда уйғуршунаслиқ илмий муһакимә йиғини өткүзүлди
- Қазақистанда хәлқаралиқ уйғуршунаслиқ йиғини ечилиду