Садам һүсәйин өз юрти тикрикқа дәпнә қилинди


2006.12.31

Сабиқ ирақ президенти садам һүсәйин 30 –декабир йәни шәнбә күни бағдадта гренвич вақти саәт үчтә дарға есип өлтүрүлгәндин кейин, 31-декабир күни өз юрти тикриккә елип келинип, дәпнә қилинди.

Әнгилийә б б с агентлиқиниң учуридин мәлум болушичә, садам һүсәйинниң җәсити бир данә америка тик учур айропилани билән 31-дәкбабир күни тикриккә елип келинип, йәрлик әмәлдарлар вә униң уруғ туғқанлириға тапшуруп берилгән шу күни тикрик йенидики садамниң ана юрти ауҗа йезисиға дәпнә қилинған.

Хәвәрдә көрситилишичә, садам һүсәйин америка әскәрлири тәрипидин етип өлтүрүлгән икки оғли шуниңдәк униң аниси вә нәвриси дәпнә қилинған қәбристанлиққа қоюлған.

Сабиқ ирақ президентиниң дарға есилишиға нисбәтән ирақта түрлүк инкаслар пәйда болған. Садам дарға есилған күни бир қисим шиәләр тәбрикләш паалийити өткүзгән болса, бир қисим сүннийләр наразилиқ билдүргән һәмдә шиәләр яшайдиған икки җайда тоқунуш йүз берип, аз дегәндә 70 адәм һаятидин айрилған.

Садам һүсәйинниң өлтүрүлүши һәққидә хәлқара җәмийәтниң баһаси бирдәк әмәс болуп, б б с агентлиқиниң учуриға асасланғанда, ирақ телевизийә истансисини садамниң җинайәтлирини көрситиш билән биргә баш министир малики "садамниң өлүши ирақ тарихидики бир қараңғу-зулмәтниң ахирлашқанлиқидур" дегән. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.