Садамниң өлүми һәққидә түрлүк инкаслар


2006.12.31

30-Декабир күни сабиқ ирақ рәһбири садам һүсәйин дарға есилғандин кейин, хәлқара җәмийәттә түрлүк инкаслар пәйда болди.

Америка авази радиосиниң учуриға асасланғанда, америка президенти буш "садамниң өлүши ирақ хәлқиниң қийинчилиқ йиллириниң ахирлашқанлиқини көрситиду" дегән шуниң билән бир вақитта у буниң билән ирақтики зораванлиқларниң ахирлашмайдиғанлиқини агаһландурған.

Әнгилийә һөкүмити болса, садам өзи вә хәлқи үчүн өткүзгән җинайәтлири үчүн бәдәл төлиди дәп баһа бәргән.

Русийә билән һиндистан садамниң өлтүрүлүшиниң ирақта техиму бәкрәк қалаймиқанчилиқ вә зораванлиқларни кәлтүрүп чиқиридиғанлиқини билдүргән.

Русийә йәнә йәкшәнбә күни америкини даритмилап әйиблигән. Кувәйт һөкүмити "ирақ хәлқиниң ғәлибиси" дәп тәриплигән болса, ливийә үч күнлүк матәм тутуш елан қилған. Хамас рәһбәрликидики пәләстин һөкүмити бу вәқәни қаттиқ әйиблигән. Пакистан, һиндистан қатарлиқ әлләрдә наразилиқ намайишлири йүз бәргән. Хәлқара инсан һоқуқи тәшкилатиму садамниң дарға есилишини тәнқид қилған. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.