Түркмәнистанда сәпәр мурат ниязоп үчүн йәнә бир һәйкәл турғузулмақчи
2006.12.31
Бир һәптиниң алдида вапат болған түркмәнистан президенти сәпәр мурат ниязоп йәни түркмәнләрниң рәһбири мәнисини беридиған түркмән баши үчүн йәнә бир һәйкәл орнитилиш қарар қилинған.
Пәрғанә агентлиқиниң учуридин мәлум болушичә, бу һәйкәл түркмәнистан дөләт бихәтәрлик идариси вә чегра қоғдаш идарисиниң бинаси алдиға орнитилиш қарар қилинған. Мәзкур икки бина сәпәр мурат ниязоп һаят вақтида қурулуш башлиған болуп, 2007-йили 19-феврал күни түркмән башиниң туғулған күни рәсмий пүтидикән.
Учурларға қариғанда, түркмәнистанда сәпәр мурат ниязопниң һәр хил шәкилдики һәйкәллири наһайити көп болуп, униң сани намәлум икән. Буларниң ичидә әң егизи ашхабадтики мәркизий мәйданға җайлашқан 12 метир егизликтики алтун ялитилған һәйкәл әң һәйвәтлик вә алаһидә гәвдилик болуп, буниңға 15 милйон доллар кәткән.
Кишиләр мәрһум түркмән башини шәхсигә чоқунушниң символи болған сталин вә мав зедоңларға охшитиду.(Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Түркмәнистан парламенти 11-феврал күни президент сайлими өткүзүшни қарар қилди
- Түркмәнистанда һоқуқ кимниң қолиға өтүши мумкин?
- Түркмән баши дәпнә қилинди
- Түркмәнистан мувәққәт президенти түркмән башиниң дөләт сиясити өзгәрмәйдиғанлиқини җакарлиди
- Түркмәнбеши сәпәр мурат ниязовниң вапати түркмәнистанда қандақ өзгиришләргә йол ачиду?