Хитай хәлқара һавалә мәбләғ ширкити CITIC қазақистан нефитликини сетивалди


2007.01.01

Мәркизи хоңкоңдики хитай хәлқара һавалә мәбләғ ширкити канада игидарчилиқидики қазақистан нефитликини бир милярд 910 милйон долларға сетивалғанлиқини җакарлиди.

Шинхуа ахбарат агентлиқиниң әскәртишичә, канада миллий енергийә ширкитидин сетилған қазақистан қараҗанбас нефитликиниң 50 % пай чекини қазақистан дөләт игиликидики қазақмунайгаз ширкитигә өткүзүп беришкә мақул болған.

Хитай хәлқара һавалә мәбләғ ширкити ниң қазақистан нефитликини сетивелиш содисиға қазақистандики бәзи сияси әрбаплар қарши чиққан. Өткән йили ноябирда қазақистан нефит министири бақтиқоҗа измуқәмбетов, хитайларниң қазақистан нефитликини сетивелишиға қарши икәнликини билдүргән. У, шу қетимқи сөзидә "биз қараҗанбас нефитликини сетивелиш содисини тохтитиш үчүн алаһидә тәдбирләрни елишимиз керәк," дәп тәкитлигән. Бу хитайларниң қазақистандин сетивалған 2 - нефитлик болуп һесаблиниду. Алдинқи йили хитай канада нефит ширкитиниң қазақистандики бир нефитликини сетивалған иди.

Хәлқара һавалә мәбләғ ширкити 1979 - йили хоңкоңда хитайниң сабиқ муавин дөләт рәиси роң йирен тәрипидин қурулған. Мәзкур ширкәт оттура асия әллиридә асаси қурулуш саһәсигә көпләп мәбләғ селиватқан хитай ширкәтлириниң бири болуп һесаблиниду. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.