“шинҗаңниң кишилик һоқуқ тәрәққият мунбири” йиғиниға қарита инкаслар
2024.10.28
Хитайниң “шинҗаң гезити” вә “тәңритағ тори” ниң 27-өктәбирдики хәвәрлиридин мәлум болушичә, “шинҗаңдики һәр милләт мәдәнийитиниң гүлләп яшниши” дәп тема қоюлған “2-нөвәтлик шинҗаңдики кишилик һоқуқниң тәрәққият мунбири” намлиқ йиғин 26-өктәбир шинҗаң педагогика университетида өткүзүлгән.
Юқириқи хәвәрләрдә: йиғинда хитай ичи вә сиртидин кәлгән “11 мутәхәссис вә алим охшаш болмиған нуқтилардин шинҗаңдики һәр милләт хәлқиниң өз мәдәнийитини қоғдаш, варислиқ қилиш, йеңилиқ яритишлириға қарита тәтқиқат нәтиҗилирини вә һәқиқий тәсиратлирини баян қилип, шинҗаңдики һәр милләт аммисиниң мәдәнийәт һоқуқидин баравәр бәһримән болуватқанлиқини намаян қилған, шинҗаңдики мәдәнийәт тәрәққиятиниң гүлләп яшнаватқанлиқини көп тәрәпләрдин тәсвирләп бәргән, шундақла хитайға қарши америка вә ғәрб күчлириниң аталмиш шинҗаңдики ‛мәдәнийәт қирғинчилиқи‚ иғвасиниң һәмдә ‛шинҗаң арқилиқ хитайни тизгинләш‚ яман ғәризиниң әпти-бәширисини ечип ташлиған” дәк көрситилгән.
Хәвәрдә тәкитлишичә, бу йиғин аталмиш “мутәхәссис, алим вә тәтқиқатчиларниң чоңқур пикир алмаштуруши арқилиқ, ялған учурларни чәкләш, өсәк сөз вә бир тәрәплимә қарашларға қарши турушни илмий асаслар билән тәминләшни илгири сүргән”.
Голландийәдики җаза лагерлири шаһити қәлбинур сидиқ ханимниң қаришичә, кишилик һоқуқтин әсәрму болмиған, бәлки ирқий қирғинчилиқ йүргүзүлүватқан бир җайда хитайниң кишилик һоқуқ йиғинлирини чақирип қуруқ сәпсәтиләрни базарға селиши өз җинайәтлиригә давамлиқ чапан йепишниң бир парчиси һесаблинидикән.
Хитай иҗтимаий пәнләр академийәси чегра район тәтқиқат институтиниң тәтқиқатчиси шү җәнйиң йиғинда мундақ дегән: “узун йиллардин буян, шинҗаң һәр милләтниң өз тил-йезиқини қоллиниш вә тәрәққий қилдуруш һоқуқини қанун бойичә қоғдап кәлди, һазир шинҗаңдики һәр милләт хәлқи асасән 10 хил тил вә йезиқ ишлитиду. Шинҗаңдики һәр милләт сәнәткарлири көп хил тилларни қоллинип, әдәбий иҗадийәт билән шуғуллинишни тәрәққий қилдуруп, зор миқдардики бәдиий сәнәт әсәрлирини нәшр қилдурди, һәтта муһим еқимларни шәкилләндүрүп, нисбәтән зор тәсирләр яратти. Мәсилән: ‛йеңи чегра шеирийити‚, ‛ғәрбий хитай әдәбияти‚ қатарлиқ еқимлар буниң вәкил характерлик өрнәклиридур”.
Германийәдики уйғур зиялийси вәли турсун әпәндиниң қаришичә, мәзкур йиғинда шү җәнйиң оттуриға қойған пикирләр қипқизил көз боямчилиқтин ибарәт болуп, хитай һакимийити уйғур тили вә йезиқида маарип билән шуғуллиниш, иҗадийәт билән шуғуллиниш, китаб-журналлар нәшр қилиш һоқуқидин уйғурларни аллиқачан мәһрум қилған.
Хәвәрдә йәнә шундақ ибариләргә орун бәргән: “йеқинқи йиллардин буян, шинҗаң чегра район мәдәнийитини техиму чоңқур илгири сүрүп, мәдәнийәт ишлириниң гүлләп яшнишиға түрткә болуп, йәрлик қанунларни түзүш арқилиқ һәр милләт хәлқиниң әнәниви мәдәнийитиниң тәрәққиятиға капаләтлик қилди. Қарағоҗа қәдимий шәһири, ярғол қәдимий шәһири, нийә харабилики, қизил миң өйләр дуня мәдәнийәт мираслири тизимликигә кирди. Уйғур 12 муқами, мәшрәп вә қирғизларниң ‛манас‚ дастани б д т ниң маарип, илим-пән вә мәдәнийәт комитети тәрипидин ғәйрий маддий мәдәнийәт мираслири тизимликигә кирип, һәр милләтниң мәдәний мираслирини қоғдаш вә униңға варислиқ қилишниң йеңи сәһнисини яратти”.
Германийәдики уйғур җамаәт әрбаби аблимит турсун әпәндиниң илгири сүрүшичә, уйғур мәдәнийити, тарихи вә өрп-адәтлирини пүтүнләй вәйран қилип ташлиған, уйғурларни әқәллий яшаш һәқлиридинму мәһрум қиливатқан хитай һакимийитиниң мәзкур йиғинда оттуриға қойғанлири шәрқий түркистандики мәвҗут вәзийәтниң тамамән әксичә икән.
Хәвәрдә йәнә, “шинҗаңдики һәр милләт хәлқиниң инақ һәм көп хил мәдәнийәттә биллә мәвҗут болуватқанлиқидәк мәнзиридин қаттиқ тәсирләнгән” мисирлиқ сиясий обзорчи, “мисир көзники” ториниң баш муһәррири әһмәд сулайманниң “шинҗаңниң бу гүзәл, һәқиқий мәнзириси” ни мисир хәлқигә йәткүзмәкчи болғанлиқиму баян қилинған.