Шинҗаң университетниң йүз йиллиқида немә үчүн мәктәпни “қизил избасарларни тәрбийәләш мәркизи” гә айландуруш тәкитләнди?

Вашингтондин мухбиримиз меһрибан тәйярлиди
2024.10.04
xinjiang-shinjang-universiteti-1920 Бу йил 9-айниң 21-күни “шинҗаң университети” қурулғанлиқиниң йүз йиллиқи дағдуға билән тәбрикләнгән
Photo: RFA

 Хитай хәлқ җумһурийитиниң 75 йиллиқи һарписида йәни бу йил 9-айниң 21-күни “шинҗаң университети” қурулғанлиқиниң йүз йиллиқи дағдуға билән тәбрикләнгән. Хитайниң шинҗаң телевизийәсиниң хәвиридә мәктәпниң 1924-йили әслидики “рус тили қанун сиясий мәктипи” асасида қурулуп, 1935-йили “шинҗаң институти” ға өзгәртилгәнлики, 1949-йили хитай компартийәси һакимийәтни қолға алғандин кейин давамлиқ кеңәйтилип, 1960-йили көп хил кәсипләр бойичә универсаллашқан “шинҗаң университети” ға өзгәртилгәнлики тилға елинған. Хитайниң хәвиридә йәнә “шинҗаң университети” да японға қарши уруш мәзгилидин башлап мәктәптә хизмәт қилған хитай компартийә әзалири тилға елинип, уларниң йетәкчиликидә бир түркүм инқилабий қизил избасарлар йетиштүрүлгәнлики, мәктәпниң “ғәрбий шимал районида 300 миңдин артуқ ихтисаслиқ хадим тәрбийәләп бәргәнлики” алаһидә тәкитләнгән. Хәвәрдә йәнә болупму ши җинпиң дәвридә мәктәпниң қизил мутәхәссисләрни тәрбийәләш мәркизигә айланғанлиқи тәриплинип, мәзкур мәктәптә йетишкән бир түркүм хитай мутәхәссисләр тонуштурулған. Әмма мәзкур хәвәрдә вә шинҗаң университетиниң мәктәп торидики мәктәпниң 100йиллиқ тарихи һәққидики язма мәлуматта, 2000-йили мәктәп санаәт институти билән бирләштүрүлүп кеңәйтилгәндин кейинки уйғурлардин болған университет мудирлиридин әнвәр һамут, ташполат тейип, вәли барат вә һәрқайси институтларниң уйғур мудирлири вә мәктәптики уйғур пирофессорларниң бириниңму исми тилға елинмиған.

Хитай һөкүмәт таратқулиридики “шинҗаң университетиниң 100 йиллиқи” һәққидики хәвәрләрдә, мәктәпниң “қизил избасарларни тәрбийәләш мәркизи” гә айландурушниң тәкитлиниши вә мәктәп тарихида болупму 2000-йиллардин кейинки университетниң уйғур мудирлири вә һәрқайси институтлардики уйғур рәһбәр вә уйғур пирофессорларниң бириниңму исми тилға елинмаслиқи, илгири мәзкур университетта оқутқучилиқ қилған вә мәзкур университетта оқуған, һазир чәт әлләрдә яшаватқан уйғур паалийәтчилириниң инкасини қозғиди.

Илгири шинҗаң университети физика факултетида оқуған вә кейин мәктәптә бир мәзгил оқутқучилиқ қилғандин кейин, японийәдә өз кәспи бойичә докторлуқ унвани алғандин кейин америка келип тәтқиқат қилған һәм аләм қатниши идарисидә инженер болуп ишләватқан әркин сидиқ әпәндиниң билдүрүшичә, шинҗаң университети шәрқий түркистандики уйғур маарип-мәдәнийитиниң бөшүки болуш сүпити билән нурғунлиған уйғур зиялийлирини тәрбийәләп, уйғурлуқни вә уйғур мәдәнийитини тәрәққий қилдурушта зор төһпә қошқан орун.

Мәлум болушичә, 2017-йили ашкариланған уйғур елидики чоң тутқунда, шинҗаң университетидики уйғур рәһбәрләр вә пирофессорлар әң дәсләп тутқун обйекти қилинған. 2018-Йилидин буян шинҗаң университетиниң мудири ташполат тейип, филологийә институтидики пирофессорлардин раһилә давут, арслан абдулла, ғәйрәтҗан осман вә башқилар тутқун қилинип еғир җазаланған болуп, мәзкур уйғур билим адәмлириниң зәрбә нишани қилиниши хәлқарада күчлүк инкас қозғиғаниди.

Доктор әркин сидиқниң билдүрүшичә, уйғур миллий мәдәнийитини йоқитишни нишан қилған хитай һөкүмити үчүн, бу мәктәп әң чоң тәһдит дәп қарилип кәлгән. Мәктәптики уйғур оқутқучиларниң зәрбә бериш нишани қилиниши вә мәктәпни аталмиш “қизил избасарларни тәрбийәләш мәркизигә айландуруш” ниң тәрғиб қилиниши хитай һөкүмитиниң уйғурларни ассимилятсийә қилиш сияситиниң муһим бир парчиси икән.

Доктор әркин сидиқ әпәнди йәнә мәктәптин тутқун қилинған оқутқучилардин мәктәп мудири пирофессор ташполат тейип, дилмурат турсун, компютер инженери уйғурсофт ширкитиниң қурғучиси алим әхәт қатарлиқларни тилға елип өтти.

Мәлум болушичә 2017-йилидин кейинки мәктәпниң оқутқучилар қурулмисида вә оқутуш методида зор бурулуш болған. Уйғур оқутқучилар қәдәмму-қәдәм тазилинип, мәктәптики оқутуш методида ши җинпиң тәшәббус қилған “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңи” нишани бойичә тәрбийәләш асас қилинған.

Хитайниң хәлқ торида елан қилинған шинҗаң университетиниң йүз йиллиқи һәққидики хәвиридә мәктәп тарихидики бу зор бурулуш алаһидә тилға елинған. Хәвәрдә дейилишичә, хитай компартийәсиниң баш секретари ши җинпиңниң 2022-йилдики шинҗаң сәпириниң 1-бекити шинҗаң университети болған. Әйни чағда ши җинпиң мәктәпниң “марксизм институти” да қурулған “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңини күчәйтиш тәтқиқат базиси” да қилған сөзидә, “җуңхуа мәдәнийити шинҗаңдики барлиқ милләтләрниң мәдәнийитиниң асаси, барлиқ милләтләрниң тәқдири әзәлдин җуңхуа миллитиниң омумий тәқдири билән зич мунасивәтлик” дегәнләрни тәкитлигән.

Хитай һөкүмәт мәтбуатиниң хәвиридә йәнә мәзкур университетни “қизил избасарларни йетилдүрүш мәркизи” гә вә “җуңхуа миллити бирлики еңини күчәйтиш тәтқиқат базиси” ға айландурушта, учтурпанда өз йенидин хираҗәт аҗритип хитай тили мәктипи қуруп “ислаһат нәмуничиси” намиға еришкән қурбан ниязға охшаш үлгиләр тилға елинип, уларниң “җуңхуа мәдәнийити ортақ гәвдиси еңи” хизмитидики аталмиш төһпилири мәдһийәләнгән.

Әркин сидиқ әпәндиниң билдүрүшичә, хитай һөкүмитиниң нөвәттә арзу қиливатқини дәл қурбан ниязға охшаш, өз миллитидин танған, хитай һөкүмитигә садиқ бир түркүм ғалчилар икән.

80-Йилларниң башлиридин 90-йилларғичә шинҗаң университетиниң әдәбият факултетида ахбарат кәспидә дәрс бәргән, нөвәттә америкида яшаватқан қутлуқ алмас әпәндиниң билдүрүшичә, хитай һөкүмити шинҗаң университетиниң 100йиллиқида, мәктәпни “қизил избасарларни тәрбийәләш мәркизи” қилишни тәкитлиши вә мәктәп тарихидики уйғур оқутқучиларни тилға алмаслиқи, уйғур зиялийлириниң йоқитиш нишани қилинғанлиқиниң испати икән.

Униң билдүрүшичә, хитай һөкүмити 2017-йили әң алди билән уйғур мәдәнийитиниң бөшүки болған шинҗаң университетидики оқутқучиларни нишанлиқ тутқун обйекти қилған.

Қутлуқ алмас әпәнди йәнә шинҗаң университетиниң уйғур алий маарипи вә мәдәнийитиниң бөшүки болуш билән көплигән уйғур зиялийлири, алимлири вә язғучи-шаирлирини тәрбийәлигәнлики, һәтта бүгүнки күндә чәт әлләрдә уйғурларниң кишилик һоқуқлири үчүн күрәшни давам қиливатқан уйғур паалийәтчилириниңму әнә шу университеттин йетишип чиққанлиқини билдүрди.

Нөвәттә чәт әлләрдә паалийәт қиливатқан уйғурлардин америкадики “уйғур һәрикити” тәшкилатиниң башлиқи рошән аббас ханимму илгири шинҗаң университетиниң бийологийә факултетида оқуған. Униң билдүрүшичә, 1985-йилдики 12-декабир уйғур оқуғучиларниң демократийә тәләп қилиш һәрикити вә 1988-йили 6-айдики миллий тәңсизликкә наразилиқ билдүрүш һәрикәтлиридә, әйни йиллиридики шинҗаң университети оқуғучилири башламчи болған.

1988-Йили 6-айдики оқуғучилар һәрикитиниң йетәкчиси болған, чәт әлгә чиқип кәткәндин кейин, актип уйғур паалийәтчигә айланған, “дуня уйғур қурултийи” да баш катип, қурултай иҗраийә рәиси, қурултай рәиси қатарлиқ вәзипиләрдә болған, долқун әйса әпәндиму зияритимизни қобул қилди.

Долқун әйса әпәндиниң билдүрүшичә шинҗаң университети тарихтин буян уйғурларниң мустәқиллиқ күришидики нурғунлиған инқилабчиларни тәрбийәләп йетилдүргән орун. Униң тәкитлишичә, әнә шундақ көплигән сәвәбләр хитай һөкүмитиниң шинҗаң университетиға болған әндишисини барғанчә күчәйткән. Бүгүнки күнгә кәлгәндә болса бу мәктәпни хитай һөкүмитиниң өзигә садиқ “қизил избасарларни йетиштүрүш мәркизи” гә айландуруш шоарлириниң барғанчә күчийишигә сәвәб болған икән.

Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.