Хитайниң “авази” болуватқан чәт әллик оқуғучилар көпәймәктә
2024.08.01
Хитай һөкүмитиниң хитайдики университетларда оқуватқан чәт әллик оқуғучилар үчүн аталмиш “тәтқиқат-өгиниш” намида уйғур елидә орунлаштурған бир йүрүш паалийәтлириниң көпийиватқанлиқи билинмәктә. Йеқинда тәшкилләнгән “һазирқи хитайни чүшиниш вә ечиветилгән шинҗаңни тонуш” темисидики тәтқиқат-өгиниш паалийити буниң бир мисали болуп, уларниң мәзкур паалийәткә қатнишиш арқилиқ тәрәққий қилған вә ечиветилгән “һәқиқий шинҗаң” ни “ениқ” көргәнликини ағзи-ағзиға тәгмәй махтап, хитайниң “авази” болуши диққәт қозғимақта.
Хитай башқурушидики “хәлқ тори”, “теңшүн тори” ниң бу бирнәччә күндики әң йеңи хәвәрлиридә ейтилишичә, “бейҗиң чәт әл тили университети” вә “бейҗиң педагогика университети” дики 26 дөләттин кәлгән чәт әллик оқуғучилар үрүмчи, шихәнзә, қарамай вә алтай қатарлиқ җайлардики ширкәт, мәктәп-университет, йеза-кәнт һәмдә бир қисим саяһәт районлириға барған. 17-Июлдин башланған 10 күн әтрапида елип берилған “һазирқи хитайни чүшиниш вә ечиветилгән шинҗаңни тонуш” тәтқиқат-өгиниш паалийитигә мәзкур университетлардики вийетнам, непал, корейә, уганда, русийә, сербийә қатарлиқ дөләтләрдин кәлгән 80 гә йеқин чәт әллик оқуғучи вә тәйвән, хоңкоң, макавлиқ оқуғучилар қатнашқан. Мәзкур паалийәт ахирлашқанда орунлаштурулған сөһбәт йиғинида, улар илгири өзлириниң тәсәввуридики пәқәт “қарлиқ тағ, отлақ вә қумлуқ” дәп ойлиған бу земинниң “хитайниң ғәрбкә ечиветилгән чегра райони” ға айланғанлиқини, һәмдә райондики йеза игилик, деһқанчилиқ, чарвичилиқ, санаәт, пән-техника қатарлиқ һәр саһәләрдики “һәқиқий шинҗаң” ниң кишини ишәндүргүсиз тәрәққият вә өзгиришлирини “ениқ” көрүп, һәйран болғанлиқини бәс-бәстә махташқан.
Японийәдики шизиока университети (Shizuoka University) инсаншунаслиқ вә иҗтимаий пәнләр факултетиниң пирофессори, моңғул тәтқиқатчи, моңғул тарихи бойичә мутәхәссис охнос чогту (яң хәййиң) (杨海英) әпәнди хитай университетлиридики чәт әллик оқуғучиларниң “тәтқиқат-өгиниш” намида уйғур елидә елип барған бир йүрүш паалийәтлиригә қарита инкас қайтурди. Униң қаришичә, хитай һөкүмити йеқинқи бир мәзгилдин бери зор мәбләғ вә күч аҗритип дөләт ичи вә сиртидики бир қисим чәт әлликләрниң “авази” дин пайдилинип, уйғур елини “заманивилашқан вә тәрәққий қилған”, шундақла “илғар вә мәдәнийәтлик район” ға айландурғанлиқи һәққидики кәң-көләмлик тәшвиқат шоари билән өзиниң уйғурларға йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқини җиддий рәвиштә йепишқа урунмақтикән. У бу һәқтики қаришини баян қилип мундақ деди.
“маһийәттә, хитайниң шинҗаңда йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқи натсистларниң ‛йәһудий чоң қирғинчилиқи‚ динму вәһшийдур. Чүнки улар мәдәнийәт қирғинчилиқи елип бериш вә уларни ассимилятсийә қилиш арқилиқ әйни чағда моңғулларни хитайлаштурғандәк һазир уйғурларниң диний етиқади, өрп-адити, тили, мәдәнийити вә тарихини бурмилап йоқитип, һәтта хитай билән той қилишқа мәҗбурлап уларниң хитай билән юғурулушини күчәйтиватиду. Шуңа, һазир хитай хәлқара җәмийәтниң тәнқидигиму писәнт қилмастин, шинҗаңни мисли көрүлмигән ғайәт зор тәрәққиятларға ериштүргәнликини козир қилиш арқилиқ, уйғур ирқий қирғинчилиқини йошурмақта. Буниң үчүн дөләт ичи вә сиртиға қаритилған түрлүк тәшвиқаттин наһайити устилиқ билән пайдилиниватиду. Наһайити әпсус, бу тәшвиқатқа иштирак қилғучилар мәқсәтсиз вә мәқсәтлик һалда хитайниң тоқуп ясиған ‛гүзәл шинҗаң‚ тәшвиқатиниң бир парчисиға айланмақта.”
Америкадики “хәлқара тинчлиқ катализатори” ғәрбий шимал районлуқ шөбисиниң директори, уйғур райони вә қазақистанда бир мәзгил яшиған вә оттура асия тәтқиқати билән шуғулланған доктор бил кларк (Bill Clark) ниң билдүрүшичә, хитайниң бу хилдики тәтқиқат-өгиниш вә саяһәтлиригә иштирак қилғучиларниң хитайниң уйғур елидә 2017-йилидин буян елип бериватқан уйғур ирқий қирғинчилиқиға көз юмуши кишини толиму әпсусландуридикән. У бу һәқтики пикрини мундақ бир уйғурчә җүмлә билән башлиди: “әгәр уларниң уйғур достлири бар болған болса… шуңа мән һәр заман шундақ дәймән, уларниң йеқин уйғур достлири йоқ.”
У сөзини давамлаштуруп йәнә мундақ деди. “чүнки бу саяһәтләр һәммиси әстайидиллиқ билән орунлаштурулған. Шуңа, бу хилдики паалийәт-саяһәтләрдин қайтип келип, шинҗаңдики һәммә ишлар яхши дегән достларниму көрүватимән. Уларға һәммә ишлар яхшидәк, хәлқләр бәхтлик баяшат яшаватқандәк көрүниду. Әнглийәдә бир йил давамлашқан уйғур сотида лагерда һаят қалғанлар, дипломатлар, кишилик һоқуқ паалийәтчилири һәммиси хитайниң уйғур қирғинчилиқи һәққидә гуваһлиқ бәрди. Шуңа, хитай һөкүмити тәшвиқат васитилири вә уларға янтаяқ болидиған бир қисим кишиләрдин пайдилинип, дуняниң һәрқайси җайлирида уйғур мәсилисини қанунлуқ шәкилдә аңлитиватқанларға тақабил туруш үчүн бу хилдики тәшвиқат садалириға моһтаҗ болуватиду. Ениқ кесип ейтишқа болидуки, һазир бизниң көзитишимиздә уйғурларға қарита актип ирқий қирғинчилиқ елип бериливатиду. Бу вәҗидин мән кишиләрниң һәр күни инсанийәткә қарши җинайәт садир болған районға саяһәткә бериш-бармаслиқни вә кимгә ишинишни виҗданән өзи қарар қилиши керәк дәп ойлаймән. Чүнки, һазир бу җайда охшимиған икки хил һекайә бар. Бири хитай һөкүмитиниң һекайиси. Йәнә бири болса, болупму йеқинқи йәттә йил җәрянида балилар-өсмүрләр, яшлар вә ата-анилардин тартип яшанғанларғичә азаб-оқубәт тартиватқан уйғур хәлқиниң нидасидур. Шуңа дуняға бу авазларни аңлитиш керәк.”
Бу һәқтә инкас қайтурған сиясий анализчи илшат һәсәнниң қаришичә, уйғур елидики бу бир йүрүш “тәтқиқат-өгиниш” кә қатнашқан хитай университетлиридики чәт әллик оқуғучилар маһийәттә хитайниң иқтисадий җәһәттики имтиязлириға еришиватқанлар икән. У инкасида, бу чәт әллик оқуғучиларниң хитайниң уйғур елидики “һәқиқий шинҗаң” ни “ениқ” көрәләйдиған тәшвиқат “нишани” қилиштики ғәрәзлири вә у оқуғучиларниңму бу сәпкә “иштирак” болуши һәққидә тохтилип өтти. Илшат һәсәнниң билдүрүшичә, чәт әллик оқуғучилар үчүн мәхсус орунлаштурулған бу хилдики аталмиш “тәтқиқат-үгиниш” нами астида елип берилған саяһәт паалийәтлири, маһийәттә хитайниң уйғурларға һелиһәм давамлаштуруватқан ирқий қирғинчилиқини йошуруштин башқа нәрсә әмәс.
Дәрвәқә, түркийә, қазақистан, қирғизистан, канада, испанийә, америка вә голландийә қатарлиқ йәттә дөләттин кәлгән 56 нәпәр хитай муһаҗир яш-өсмүрдин тәшкилләнгән 2024-йиллиқ “хитай йилтизини издәш саяһити” намидики язлиқ лагер июл ейиниң бешида уйғур елидә тунҗи қетим елип берилған болуп, йеқиндин буян хитай өзиниң “ирқий қирғинчилиқ” ни йошуруш тәшвиқатида дөләт ичи вә сиртидики чәт әллик оқуғучилардин пайдилинишни барғансери күчәйтиватқанлиқи илгири сүрүлмәктә.