Хитайниң чағанлиқ сәнәт кечилики вә ешәккә мингән “нәсридин әпәнди”
2025.02.05

Түркий хәлқләр, җүмлидин уйғур хәлқиниң әқил-парасити вә юмуристик характериниң символи болған нәсридин әпәнди бу йил қәшқәр кона шәһәрдә өткүзүлгән 2025-йиллиқ чағанлиқ сәнәт кечиликидә һәҗвийләштүрүлгән.
Хитайниң “хәлқ тори” вә “хитай хәвәрләр тори” ниң 27-январдики хәвәрлиридә дейилишичә, ешәккә мингән “нәсридин әпәнди” бу йил қәшқәр конашәһәрдә өткүзүлгән “чағанлиқ сәнәт кечилики” дә “ярқин нуқтилар” ниң биригә айланди дәп тәшвиқ қилинған.
Өткән 40 йилдин буян хитай мәркизий телевизийәсиниң әң үнүмлүк тәшвиқат пирограммиси болуп кәлгән “чаған сәнәт кечилики” ниң бир қисим нәқ мәйдан номурлири өткән йили қәшқәрдә көрситилгәниди. Җүмлидин, даңлиқ уйғур кино артиси дилрәба дилмурат баш болуп ойниған нахша-уссул номури бу сәнәт кечиликиниң “җәлпкар нуқтиси” болғаниди.
Бу йиллиқ чаған сәнәт кечиликидә ешәк мингән “нәсридин әпәнди” ниң көрситилиши хитай тәшвиқат васитилириниң бу қетим уйғур хәлқ мәдәнийитидики образларни хитай мәдәнийитиниң алаһидилики бойичә өзгәртиш вә хунүкләштүрүш урунуши дәп қаралмақта.
Америкадики хитай анализчиси, “бейҗиң баһари” журнилиниң сабиқ баш муһәррири ху пең әпәндиниң қаришичә, “нәсридин әпәнди” ниң кишиләргә тонушлуқ болған символлуқ характери пүтүнләй бурмиланған. У бу һәқтики қарашлирини билдүрүп мундақ деди:
“уйғурлар һәққидә параң болғанда, кишиләр нәсридин әпәндини тилға алмай қалмайду. Чүнки хитайлар арисидиму у сәмимийәт, адаләт вә әқил-парасәтниң намайәндиси дәп тонулған. Нәсридин әпәндини бу қәдәр тонутқан нәрсә униң даңлиқ ләтипилири вә өткүр чақчақлирила әмәс, униңдики батурлуқ, һәққанийәтчилик вә адаләтсизликкә қарши туруш роһидур. Шуңа, әгәр бу сәһнидә нәсридин әпәндиниң ролини җанландуруш тоғра кәлсә, униң бу алаһидиликиниму ипадиләш керәк. Уни пәқәт кишиләрни күлдүридиған һәзилкәш қилипла көрсәтмәслик керәк. Бундақ қилиш униң мәдәнийлик қиммитини хунүкләштүрүш болуп һесаблиниду.”
Америкадики “чикаго университети” ниң тәклиплик пирофессори, кишилик һоқуқ адвокати тең бявниң билдүрүшичә, бу маһийәттә хитай компартийәсиниң чағанлиқ кечиликни васитә қилиш арқилиқ уйғур мәдәнийитигә арилишиш, уни кәмситиш, бурмилаш, игиливелиш қилмишидур. У бу хил мәдәнийәт суйиистемалчилиқи һәққидә көз қарашлирини шәрһләп мундақ деди:
“хитай компартийәсиниң шинҗаңда ирқий қирғинчилиқ қиливатқанлиқини һәммимиз билимиз. Райондики кишилик һоқуқ вәзийити интайин начар. Шуңа, бу йәрдә уларниң нәсридин әпәнди образини чағанлиқ сәһнигә елип чиқиши пүтүнләй мәдәнийәтни бурмилап өзләштүрүштур. Чүнки, у йәрдә уйғурларни қалақ, мәдәнийәтсиз қилип көрсәткән. Һалбуки, хитай компартийәси көплигән уйғур мәдәнийәт сәрхиллири вә зиялийлирини системилиқ шәкилдә вәйран қилди, нурғун уйғур музикантлири вә сәнәткарлирини түрмигә ташлиди, бәзилирини еғир җазаға һөкүм қилди. Йәнә бир тәрәптин, улар уйғур мәдәнийитиниң символлирини йоқитип, мәдәнийәтниң көп хиллиқи яки миллий инақлиқ дегәндәк сахтилиқларни ойдуруп чиқти. Бундақ сахта тәшвиқат вә һәқ-наһәқни астин-үстүн қилиш маһийәттә, ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәтни йошуруш қилмишидур.”
Бу йиллиқ чаған байриминиң алди кәйнидә чаған гоя уйғурларниң әнәниви байримиға айландурулған болуп, уйғурларниң хитайчә, хитайларниң уйғурчә кийинип бирликтә “байрам тәнтәниси” қилишқанлири алаһидә тәшвиқ қилинғаниди. Қәшқәр кона шәһәрдә өткүзүлгән чағанлиқ сәнәт кечиликигә ешәк йетилигән “нәсридин әпәнди” ниң қатнаштурулуши уйғур зиялийлири арисидиму инкас қозғиған. Дуня уйғур язғучилири уюшмисиниң муавин рәиси, шиветсийәдә яшайдиған шаирә раһилә камал ханим “нәсридин әпәнди” образи һәққидә изаһат бәрди һәмдә хитай тәшвиқатчилириниң уни чағанлиқ сәнәт кечиликигә елип чиқиштики мәқсәтлири һәққидә тохталди.
Хитай таратқулириниң хәвәрләрдин қариғанда хотән, үрүмчи қатарлиқ җайлардики бу йиллиқ чаған сәнәт кечиликидә “нәсридин әпәнди” образини яритиш еқими яритилған болуп, һәммисидә пәқәтла юмурлуқ, қизиқчи образи билән сәнәт кечиликиниң “күлдүргүчиси” сүпитидә гәвдиләндүрүлгән. Бу һәқтә пикир қатнаштурған мутәхәссисләрниң қаришичә, уйғур әқил-параситиниң вәкили болған нәсирдин әпәнди һәқиқәттә чиң туридиған, өткүр ләтипилири билән залимларни қамчилап авам хәлқни күлдүридиған шәхс болуп, хитайниң чағанлиқ сәнәт сәһнилиридә у пәқәт ешәккә минип һәйярлиқ қилидиған һәзилкәш қилип көрситилгән. Хитайниң бу образни бурмилап көрситиши әмәлийәттә, уйғур тарихий образлирини хунүкләштүрүш, уйғурларни ташқи дуняға мәдәнийәтсиз вә қалақ қилип көрситиш, шундақла қандақтур “күлкә ичидики уйғур җәмийити” картинисини яритишқа урунушидин ибарәттур.