Хитай чәт әллик мухбирларниму өзини ақлаш тәшвиқатиға салмақта

Вашингтондин мухбиримиз шадийә тәйярлиди
2024.10.29
tursun-ebey-ziyaret Америкалиқ дәний хайфоң (Danny Haiphong) ниң X суписида тарқатқан шинҗаң университетиниң уйғур пирофессори турсун әбәйни зиярәт қиливатқан көрүнүши
X/@SpiritofHo

Йеқинқи мәзгилләрдә америка вә ғәрб дөләтлириниң “шинҗаң мәсилиси вә уйғурларниң әркинлики” һәққидә ялған-сахта учур тарқитиватқанлиқини тәшвиқ қилип хитайниң кәтминини чапидиған чәт әллик мухбирлар вә тор чолпанлири барғансери көпәймәктә.

Дәрвәқә, хитайниң бу тор тәшвиқат сепигә йеңидин қошулған америкалиқ дәний хайфоң (Danny Haiphong) ниң X суписида тарқатқан шинҗаң университетиниң бир уйғур пирофессори билән уйғур елидә хитайниң бастуруш сиясити елип берилмиғанлиқи, һалбуки буниң тамамән американиң “яман ғәрәзлик истратегийәлик тәшвиқати” икәнлики һәққидики сөһбәт видийоси дәл буниң бир мисалидур.

Америкадики рос-хулман технологийә институтиниң дотсенти тимусий грос бу икки кишиниң видийолуқ сөһбитини өзиниң X суписида һәмбәһирлигән. У илһам тохти билән раһилә давутни хәштәг қилип, аталмиш “бу йәрдә зулум йоқ” дегән сөзни алаһидә әскәртип, дәний хайфоңға рәддийә бәргән. Һәмдә униңдин мунуларни сориған; “һәй дәний, … сән немишқа бу икки уйғур пирофессорни зиярәт қилмайсән? улар муддәтсиз қамақ җазасини өтәватқан түрмигә кирәләмсән? улар қайси ‛җинайәт‚ үчүн түрмигә ташланған? #rahiledawut #ilhamtohti (бу йәрдә зулум йоқ…)”

Буч веир (Butch Ware) намидики бир X қолланғучисиму дәний хайфоңниң X суписида тарқитилған бу сөһбәт видийосиға қарита: “хитайниң ирқчилиқини қоғдашни тохтат. Мән биваситә бу сәвәбләрдин азаблиниватқан уйғурларни билимән. Бу йәрдин чиқип кәт” дәп өз пикрини билдүргән.

X Суписида елип бериливатқан бу муназирә вә ғулғула һәққидә уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәтқиқат ишханиси директори һенрик шаҗивиски җиддий инкас қайтурди. Униң қаришичә, хитай һөкүмитиниң мәнпәәти вә түрлүк имтиязлиридин бәһримән болуватқан бу ғәрблик мухбирлар вә тор чолпанлири пүтүнләй хитай компартийәсиниң контроллуқи астида уларниң аталмиш “америка вә ғәрб сәпсәтилиригә” қарши елип бериватқан бу кәң тәшвиқат истратегийәсидә актип рол ойнаватқан икән. У мундақ деди:

 “әмәлийәттә бирләшкән дөләтләр тәшкилати хитай һөкүмитиниң уйғур районидики һәрикити инсанийәткә қарши җинайәт шәкилләндүрүши мумкин деди. Әлвәттә хитай һөкүмити өзиниң хәлқарада ишәнчсиз бир образ икәнликини испатлиди. Шуңа мениңчә, бу йәрдә уларниң ғәрб дөләтлириниң баянлири һәққидики пикир, көз қарашлири һәққидә диққәт қилишқа тегишлик иш шуки, ғәрбниң баян-сәпсәтилири әмәс, бәлки уйғур мәсилисидур. Йәни америка вә ғәрбниң хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан инсанийәткә қарши җинайәт дәп әйибләнгән қилмишлирини тәнқид қилиштур. Ваһаләнки демәкчи болғиним шуки, бу тор мухбирлири һазир башқиларниң уйғур райониға бериш һоқуқи болмиған шараитта у йәргә берип, әркин-азадә синлиқ видийоларни ишләватиду. Буниң әксичә, хитай һөкүмитиниң қилмишлирини тәнқид қилидиған вә уйғур райониниң әһвали һәққидә доклат беридиған нурғун кишиләр вә яки өзлири туғулуп чоң болған районни, аилисини биваситә көрүшни арзу қилидиған уйғурлар үчүн бу мумкин болмайдиған әһвал болуп, уйғурларниң районға кириши чәклиниватиду.”

X Суписида өзини ютубе қанилиниң сиясий вәзийәт анализчиси вә журналист дәп атиған дәний хайфоң мәзкур сөһбәттә турсун әбәй исимлик уйғур пирофессордин америка вә ғәрбниң шинҗаң һәққидики баянлириға қандақ қарайдиғанлиқини сориған һәмдә өзиниң америкадин кәлгәнликини, һалбуки уларниң пикир-баянлириниң бир сәлбий ривайәт икәнликини әскәрткән. Бу уйғур пирофессор сөһбәт җәрянида бу һәқтики қарашлирини оттуриға қоюп, бу сәпсәтиләрниң уйғур әмгәкчиләрниң һоқуқ-мәнпәәтигә биваситә тәсир қилидиған һуҗум характерлик тәшвиқат икәнликини оттуриға қойған. Шуниңдәк, американиң уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни намида бәзи ширкәтләргә җаза йүргүзгәнликини тилға елип, буниң нурғун ширкәтләргә зиян салғанлиқини ейтқан.”

Америкалиқ дәний хайфоң (Danny Haiphong) ниң X суписида тарқатқан шинҗаң университетиниң уйғур пирофессори турсун әбәйни зиярәт қиливатқан көрүнүши
Америкалиқ дәний хайфоң (Danny Haiphong) ниң X суписида тарқатқан шинҗаң университетиниң уйғур пирофессори турсун әбәйни зиярәт қиливатқан көрүнүши
X/@SpiritofHo

Ениқлашлиримизға асасән, Турсун әбәй Исимлик бу уйғур пирофессор хитайниң чиңхуа университетида ахбарат вә алақә пәнлири бойичә докторлуқ унвани алған болуп, 1983-йили туғулған. У һазирғичә 20 дин артуқ һәр хил хәвәр мақалиси, илмий мақалә вә тәтқиқат доклатлирини язған болуп, буларниң бәзилири хитай мәркизи һөкүмити вә уйғур аптоном райони рәһбәрлири тәрипидин яхши баһаларға вә һөкүмәтниң қоллишиға еришкән.

Америкадики хитай анализчилиридин “бейҗиң баһари” журнилиниң сабиқ баш муһәррири, обзорчи ху пиң әпәндиниң билдүрүшичә, хитай һөкүмити йеқинқи бир икки йилдин буян чәт әл таратқу вә мухбирлиридин пайдилинишни барғансери күчәйтип, уларниң еғизи арқилиқ өзиниң уйғурларға елип бериватқан қирғинчилиқ вә бастурушлирини йошуруш вә инкар қилишни кәң көләмдә әвҗгә чиқармақта икән. Һалбуки, хитайниң мана бу хилдики тәшвиқатиға юқиридики видийода көргинидәк бәзи уйғурларниңму өз ихтияри билән маслишиватқанлиқи вә яки қорқунчтин бундақ қилишқа мәҗбур болуватқанлиқини тилға елип мундақ деди:

“әлвәттә уйғурлар вә башқа милләтләр арисидики бир қисим кишиләр һөкүмранларға, мустәбит һакимийәт йүргүзгүчиләргә хизмәт қилишни халайду һәмдә билип туруп ташқи дуняға ялған сөзләйду. Әмма бу хил әһвалда техиму көп кишиләр қорқуш түпәйлидин һәқиқий әһвални сөзләшкә җүрәт қилалмайду. Биз илгири бундақ ишларни көп көрдуқ. Худди мәдәнийәт инқилаби дәвригә охшаш у вақиттиму нурғун кишиләр өзлириниң зиянкәшликкә учриғанлиқини сөзләшкә җүрәт қилалмиған, әксичә болғанда еғир җазаларға учриған. Шуңа мениңчә, һазир чәт әлдики уйғур кишилик һоқуқ тәшкилатлири бу ишқа җиддий тәдбир қоллинишини тәвсийә қилимән. Йәни, улар уйғур районидики һәқиқий әһвални игиләш үчүн мунасивәтлик бир тәкшүрүш-зиярәт гурупписи тәшкилләп, уларниң районға берип кимләрни, қандақ кишиләр вә аилиләрни зиярәт қилидиған бир тизимлик билән тәминлиши керәк. Шундақ болғандила улар һәқиқий әһвални чүшәнгили болиду дәп ойлаймән.”

 “хитайниң депини челиш сепигә қошулған” дәп тәнқид қилинған америкалиқ мәзкур тор мухбири дәний хайфоң X суписида тарқатқан уйғур пирофессор билән елип барған сөһбитидә, йәнә америкада шинҗаңда әркинлик йоқ дәп қарилидиғанлиқини әскәртип, бу уйғур пирофессордин әркинлик дегән сөзниң униң үчүн немидин дерәк беридиғанлиқиға қизиқидиғанлиқини ейтқан. Ваһаләнки бу пирофессор аталмиш “әркинлик” һәққидә мундақ дәйду; “әркинлик немини халиса шуни қилиш әмәс, бәлки қанун даирисидә өзиниң қиммити вә немигә еһтияҗлиқ икәнликини қоғлишиш дегән гәп бар. Бу мениң әркинликкә болған чүшәнчәмдур.”

Исраилийәдики хитай язғучи таң дәнхоң ханим бу һәқтә сөз болғанда, хитай һөкүмитиниң чәт әл таратқулири вә мухбирлиридин пайдилинип, уларни өзиниң тәшвиқат канийи қилиш истратегийәсини йәнән дәвридин тартипла қоллинип келиватқанлиқини әскәртти. Бүгүнки күндиму хитай компартийәсиниң уйғур елидә йүргүзүватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини ақлаш вә хәлқарадики образини яхшилаш үчүн барлиқ тәдбирләрни қоллиниватқанлиқини тәкитлиди. У йәнә, һазир хәлқара вәзийәттә буниңға охшаш мисалларниң йәнә йүз бериватқанлиқини тилға елип мундақ деди:

“мәсилән елип ейтсақ, биз бу қетим исраилийә билән хамас оттурисидики урушта иран билән қатарниң чәт әл ахбарат васитилири, университетлар вә нурғун саһәгә көплигән мәбләғ салғанлиқини байқидуқ. Шундақ қилип у өзиниң бәзи қилмишлирини вә бәзи җинайәтлирини һәқлиқ қилип өзгәртиватиду. Әлвәттә, хитай компартийәсиму мушуниңға охшаш тактика-васитиләрдин пайдилиниватиду. Болупму өткән бир йилда ғәрб дөләтлири иран, қатар, һәтта хитай компартийәсиниң чәт әл таратқулири яки тәтқиқатчилардин қандақ пайдилинип, уларниң тонушини өзгәртиватқанлиқи вә идийәсини контрол қиливатқанлиқини көрүп туруватиду. Шуңа, мениңчә бу икки тәрәплимилик сиясий вә иқтисадий мәнпәәт үстигә қурулған мунасивәтләр болуп, хитай һөкүмити өзиниң қилмишлирини ақлаш үчүн, бу тәшвиқат сияситини йәнә давамлаштуриду.”

Дәрвәқә юқирида тилға елинған видийолуқ сөһбәткә охшаш нөвәттә, хитайниң иҗтимаий таратқу вә супилар арқилиқ шинҗаң һәққидики иҗабий баянларни көпләп оттуриға чиқирип, хәлқараниң җүмлидин, американиң хитай йүргүзүватқан уйғур кишилик һоқуқ дәпсәндичилики һәққидики тәнқид вә әйибләшлирини йоққа чиқиришқа урунмақта. Һәтта ма шиңруй, әркин туняз қатарлиқ уйғур елидики хитай рәһбәрлириму бәзи чәт әл рәһбәрлири вә мусулман дөләтлири өмәклирини уйғур елигә зиярәткә тәклип қилип, ашкара һалда американи “хитайниң йүзигә қара сүркиди” , “шинҗаң арқилиқ хитайни тизгинлимәкчи” , “ирқий қирғинчилиқ дегини ялған” дәп қарилиди. Хитай бу хил тәшвиқати һәр хил усулларни қоллинип, буниң үчүн зор мәбләғ вә күч аҗратқаниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.