“хитай гулагидин һаят қелиш” намлиқ китаб “алдинқи фронт әдәбияти мукапати” ға еришти

Берндин ихтиярий мухбиримиз һәбибулла изчи тәйярлиди
2024.10.07
gulbahar-xatiwaji-1 Гүлбаһар хативаҗи ханим шивейтсарийәниң локарнода бәргән гуваһлиқидин кейин паалийәт тәшкиллигүчиләр билән хатирә сүрәттә. 2024-Йили май.
RFA/Hebibulla Izchi

Фирансийәдики лагер шаһити гүлбаһар хативаҗиниң “хитай гулагидин һаят қелиш” намлиқ китаби италийәниң кассино шәһиридә “алдинқи фиронт әдәбияти мукапати” ға еришкән.

 “хәлқара касино шәһири-алдинқи фронт әдәбияти” дегән нам билән 2005-йилидин башлап йолға қоюлған бу мукапат асаслиқи уруш, кишилик һоқуқтин мәһрум қилиш, юқум, ачарчилиқ қатарлиқ инсанийәт киризисини тәтқиқ қилидиған вә буни оқурмәнләргә йәткүзидиған әдәбий әсәрләргә беғишланған. Италийәниң лазия районидики касино шәһири, иккинчи дуня урушида пүтүнләй вәйран болғаниди. Бу мунасивәт билән касино университети бу урушниң зиянкәшликигә учриғанларни хатириләш үчүн “алдинқи фронт әдәбияти мукапати” ни тәсис қилғаникән.

Бу мунасивәт билән гүлбаһар хативаҗи ханим радийомизниң телефон зияритини қобул қилип, өзиниң мукапатқа таллиниш җәряни һәққидики мәлуматларни аңлиғучилар билән ортақлишип өтти.

Бу мукапатқа талланғучи намзатларни италийә вә дуняниң пәрқлиқ җайлиридики бәзи нәшриятлар бекиткәндин кейин, италийәниң касино шәһиридики касино хәлқаралиқ университетиниң касино вә лазия районлиридики оқуғучилири намзатлиққа талланған китабни оқуп чиқип баһалайдикән вә қоюлған номурға асасән әң юқири номурға еришкүчи төт китабниң апторини һәр йиллиқ мукапатқа еришкүчи қилип бекитидикән.

Гүлбаһар хативаҗи ханим шивейтсарийәниң зүрих шәһиридә өткүзүлгән гуваһлиқ бериш паалийитидә. 2023-Йили.
Гүлбаһар хативаҗи ханим шивейтсарийәниң зүрих шәһиридә өткүзүлгән гуваһлиқ бериш паалийитидә. 2023-Йили.
RFA/Hebibulla Izchi

Бу йилқи таллаш йилниң бешида башланған болуп, 5-айда оқуғучиларниң таллап бекитишидин өтүп, гүлбаһар хативаҗи әң юқири 1563 номур билән 1-ликкә еришкән. Мукапат комитети тәрипидин бу мукапатқа еришкүчиләрниң салаһийити ахирқи қетим бекитилгән. Мукапат тарқитиш мурасими болса, иккинчи дуня урушида явропадики әң чоң урушларниң бири дәп аталған касино орушиниң 80 йиллиқини хатириләш үчүн 4-өктәбир тарқитилған. Мукапатни гүлбаһар хативаҗиға вакалитән, “адд әдитөрә” нәшриятидин илария бәнини тапшуруп алған.

Биз бу мунасивәт билән мукапат тарқатқучи урун, италийәниң касино шәһиридики касино университети билән алақиләштуқ, улар соаллиримизға язмичә җаваб берип гүлбаһар хативаҗиниң бу китабини мукапатқа таллашниң сәвәби һәққидә мундақ деди:

“гүлбаһар хативаҗини мукапатлашниң сәвәби униңдики җасарәт, кәчмишини ейтишқа җүрәт қилиш, кәчүрмишлириниң дәһшәтлири билән қайта йүзлишиштин ибарәттур: чүнки у китабида, күчлүк аваз билән, хитай һакимийити тәрипидин уйғурларниң ассимилятсийә қилинишиға қарши турушини гәвдиләндүрди. У, у йәрдә хитай болмиғанларға бошлуқ йоқлуқини, қийин-қистақ вә инсан қелипидин чиққан зораванлиқларни оқурмәнләрниң көрүши вә һес қилишиға айландурған. Униң бу китаби 21-әсирдики интайин муһим болған бир топлуқ-йәни милләтниң хусусий вә коллектип кимликини йоқитиш вә ассимилятсийә қилишниң испати”.

Гүлбаһар хативаҗи ханимниң “хитай гулагидин һаят қелиш” намлиқ китаби 14 тилға тәрҗимә қилинған.
Гүлбаһар хативаҗи ханимниң “хитай гулагидин һаят қелиш” намлиқ китаби 14 тилға тәрҗимә қилинған.
RFA/Hebibulla Izchi

Бу мукапат комитети бу қетим аял язғучилар әсәрлири вә улардики пәвқуладдә темиларни таллиған. Бу қетимқи аяллар әдәбияти мукапати темиси болса; “бәдинимиз, авазимиз, әркинликимиз” дин ибарәт болуп, гүлбаһар хативаҗи бу һәқтики тәпсилатларниму радийо аңлиғучилар билән ортақлишип өтти.

Бу қетимқи мукапатлаш һәққидә “лего кассино” намлиқ гезиттә берилгән хәвәрдә, гүлбаһар хативаҗиниң хитайниң җаза лагерлиридики кәчүрмишлири әтраплиқ тонуштурулған болуп: “бир милйондин артуқ уйғур хитайниң террорлуқ, сиңип киришниң алдини елиш, бөлгүнчилик дегәндәк асассиз әйибләшлири билән ‛аталмиш қайта тәрбийәләш‚ лагерлириға қамалған, уйғурларниң кәң-көләмдә тутқун қилинип системилиқ бастурулуватқанлиқидәк бир реаллиқ ‛шинҗаң сақчи һөҗҗити‚ гә охшаш бәзи материяллар арқилиқ дуняға ашкариланғандин кейин, дуня җамаәтчилики у йәрдә йүз бәргән мав зедуң дәвридин кейинки әң вәйран қилғучи қирғинчилиқтин хәвәрдар болди. Гүлбаһар хативаҗиниң 14 тилға тәрҗимә қилинған бу китабиму, у вә аилисидикиләрниң хәтәргә тәвәккүл қилип өз кәчүрмишлирини инсанлар билән ортақлишиши вә гуваһлиқи арқилиқ ғәрб дунясиниң бу мәсилигә нисбәтән пәрвасизлиқини көрситип бериду” дәп йезилған.

Гүлбаһар хативаҗи ханим йәнә, өзиниң бу мукапатқа талланғанлиқидәк бир һаяҗинини радийо аңлиғучилар билән ортақлишип, “бу мукапатниң әмәлийәттә өзигила әмәс, уйғур хәлқигә берилгән” дәп ойлайдиғанлиқини билдүрүп өтти.

Бу қетимқи мукапатқа талланғучилар һәққидики хәвәрләр италийә мәтбуатлирида хәвәр қилинған. Бу һәқтә италийәдә нәшр қилинидиған “пископослуқлар” намлиқ гезиттә берилгән хәвәрдә: “гүлбаһарниң гуваһлиқи, бирләшкән дөләтләр тәшкилати мәҗлисидә рәт қилиш һоқуқиға игә, дунядики әң күчлүк һөкүмәтләрниң бири садир қилған заманимиздики тәсәввур қилғусиз әһвалдин дуня җамаәтчиликини хәвәрдар қилди”, дәп йезилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.