Хитайниң һийлә-нәйрәңлири йорутуп берилгән “қайтиш” намлиқ филим рәсмий тарқитилди
2024.11.15
Шиветсийәдики уйғур паалийәтчи нәбиҗан әланиң тәшкиллишидә сүрәткә елинған “қайтиш” намлиқ қисқа һекайә филим “шәрқий түркистан җумһурийити” хатирә күнидә, йәни 12-ноябирда тамашибинлар билән йүз көрүшти.
Бу филимда голландийәдә яшайдиған адил исимлик бир яшни вәтәндики аилиси хитай сақчи күчлириниң бесими билән вәтәнгә келип “туғқан йоқлаш” қа чақириши, бу яш үрүмчигә қайтқандин кейин вәтәндә көргән сахта сәһниләр, бу яшниң өйидики сахта туғқанлар, шуниңдәк уларниң мушу аилидики һәр бир иш-һәрикәтни назарәт қилидиғанлиқи әстайидиллиқ билән йорутуп берилгән.
“қайтиш” намлиқ бу филимниң сенарийәсини нәбиҗан әла язған болуп, филимниң режиссорлуқи түрк телевизийә филимлириниң режиссорлуқини қиливатқан даңлиқ режиссорларниң мәслиһәти вә ярдимидә тамамланған. Филимни ишләш җәрянида түркийәдики бәзи артислар филимдики “ана” ролиға чиқишни рәт қилғачқа, амалсизлиқтин “ана” ролини “сиңил” ролиға алмаштурушқа мәҗбур болған.
Бу филим нәбиҗан әланиң уйғур муһаҗиритигә тәқдим қилған иккинчи филими болуп, бундин үч йил бурун тарқитилған “хорланған виҗдан” намлиқ филимиму көрүрмәнләрниң қизғин алқишиға еришкән иди. Бу мунасивәт билән нәбиҗан әла әпәндини зиярәт қилдуқ. У сөһбитимиз җәрянида бу филимни ишләш нөвәттики вәзийәтниң җиддий еһтияҗи икәнликини, шуниңдәк филимни ишләштики мәқсити һәққидә өзиниң көз қарашлирини радийо аңлиғучилар билән ортақлашти.
Бу филимда баш рол алған варис сәргәз нөвәттә түркийәдә кино-телевизийә кәспидә ишләватқан яш болуп, голландийәдин үрүмчигә туғқан йоқлашқа барған адилниң ролиға чиққан. У өзиниң бу филимда рол елиш җәрянида вәтәнгә бир қетим берип, шу соал-сораққа растинила дуч кәлгәндәк бир һессиятқа кәлгәнликини радийо аңлиғучилар билән ортақлишип өтти.
Бу филим 12-ноябир күни австралийә, японийә, голландийә, шиветсийә қатарлиқ дөләтләрдә бирла вақитта тор арқилиқ қоюлған һәмдә филимни көргүчиләрдиму алаһидә тәсир қалдурған. Бу филимни голландийәдин тор арқилиқ көргән лагер шаһити қәлбинур сидиқ ханим өзиниң бу филимни көргәндин кейинки тәсиратлирини радийо аңлиғучилар билән ортақлашти.
“шиветсийә уйғур бирлики” икки җумһурийәтниң қурулуш күни мунасивити билән бирлик әзалирини бир йәргә җәм қилип бу филимни көргән. Бирлик рәиси бәхтинур абдуреһим бу мунасивәт билән радийомиз зияритини қобул қилғанда “филимда ишлитилгән кийим-кечәкләр вә тәсвирләнгән вәқәләр шәрқий түркистан вә уйғур муһаҗиритидики әмәлий реаллиқни йорутуп бәргән” деди.
Нәбиҗан әланиң билдүрүшичә, “қайтиш” филими арқилиқ муһаҗирәттики уйғурларға хитайниң һийлә-нәйрәңлиригә алданмаслиқни әскәртиш мәқсәт қилинған. Бу филимни ишләш җәрянида дуч кәлгән бәзи қийинчилиқларниму алаһидә тилға алған нәбиҗан әла бу һәқтики көз қарашлириниму радийо аңлиғучилар билән ортақлашти.
Омумән бу филимда вәтәнгә туғқан йоқлашқа барған бир уйғурниң вәқәликини тәсвирләш арқилиқ хитайниң ташқи дуняға қаратқан икки йүзлүк тәшвиқати, шундақла уйғур ирқий қирғинчилиқини йошуруштики рәзил оюнлири филимдики артисларниң һәрикәтлиридә чинлиқ асасида гәвдиләндүрүлгән, дәп қаралмақта. Мәзкур филим һазирчә һәқсиз тарқитилмайдиған болуп, қизиққучиларниң һәқ төләп көрүшигә ечиветилгән.