Гордон чаң: “ши җинпиң хитайниң мәсилилирини уруш арқилиқ һәл қилишни пиланлаватиду”

Вашингтондин мухбиримиз уйғар тәйярлиди
2025.02.05
Xi-jinping-dengiz-armiye-herbiy-AP Хитай рәиси ши җинпиң җәнубий хитай деңизида хитай деңиз армийәсини көздин кәчүргәндә сөзләватқан көрүнүш. 2018-Йили 12-апрел
AP

Әнглийә “пул-муамилә вақти” гезитиниң йеқинда елан қилған хәвиригә асасланғанда, хитай һөкүмити бейҗиңда уруш мәзгилидики җәңгә қоманданлиқ қилиш мәркизини қурушқа башлиған болуп, у америка дөләт мудапиә министирлиқиниң баш шитаби (бәш бурҗәклик бинаси) дин он һәссә чоң икән. Мутәхәссисләр буниңға баһа берип, ши җинпиңниң кәлгүсидә хитайниң мәсилилирини нормал һәл қилиш йоли арқилиқ әмәс, бәлки уруш арқилиқ һәл қилишни пиланлаватқанлиқини оттуриға қойди.

Хәвәрдә дейилишичә, хитайниң бу йеңи һәрбий қоманданлиқ мәркизи бейҗиң шәһириниң ғәрбий җәнубиға 20 инглиз мил (32 километир) келидиған йәргә җайлашқан. Сүний һәмраһтин тартилған сүрәтләргә қариғанда, бу җайниң йәр көлими тәхминән 9000 мо келидикән. Бу һәрбий базиниң йәр асти қурулуш көлими наһайити чоң болуп, һәрбий мутәхәссисләр буни кәлгүсидә ядро уруши партлиған тәқдирдә хитай қоманданлирини қоғдаш ролини ойнайду дәп қариған. “бейҗиң һәрбий шәһәрчиси” дәп аталған бу қурулуш пүтүп чиқса, америкиниң бәш бурҗәклик бинаси, йәни америка дөләт мудапиә министирлиқиниң баш иштабидин он һәссә чоң болған, дуня бойичә әң чоң һәрбий хизмәт орни болидикән.

Америкидики рәнд сиясәт тәтқиқат мәркизи (RAND Corporation) истратегийә вә хәвпсизлик мутәхәссиси доктор раймонд ко (Raymond Kuo) хитайниң бу йеңи һәрбий қоманданлиқ мәркизи һәққидә тәпсилий чүшәнчә берип мундақ деди:
“бу хитайниң заманиви һәрбий қурулушини кеңәйтишниң бир қисми. Хитай үчүн ейтқанда, азадлиқ армийәниң бундақ бир қоманданлиқ мәркизиниң болуши орунлуқ. Бу мәркәзниң хитайниң ғоллуқ рәһбәрлиригә, болупму ши җинпиңға йеқин болушиниң әһмийити чоң. Әлвәттә, бу һәрбий қоманданлиқ мәркизиниң чоңлуқи кишини һәйран қалдуриду. Буниң зади қанчилик чоң икәнликини билмәймән. Бәшбурҗәклик бинадин он һәссә чоң икәнлики сөзлиниватиду. Бәлким шундақ болуши мумкин. Әгәр сиз һәрбий қоманданлиқ мәркизиниң һуҗумға учраш еһтимали барлиқини ойлисиңиз, бундақ қаттиқ мудапиә қилинған йәр асти һәрби әслиһәниң болуши чоң әһмийәткә игә. Йәнә сиз һөкүмәтниң муқимлиқини сақлаш үчүн һөкүмәт мәркәзлиридин инсанларни бихәтәр һалда һәрбий әслиһәләргә елип кирәләйсиз”.

Хәвәрдә дейилишичә, бу қурулуш 2024-йилниң оттурисида башланған болуп, 2027-йили, йәни хитай хәлқ азадлиқ армийәси қурулғанлиқиниң 100 йиллиқи тәбриклинидиған йили пүтидикән. Америка истихбарат мутәхәссислири хитай пирезиденти ши җинпиңниң 2027-йилғичә тәйвәнни қошувелиш нийитиниң барлиқини ашкарилиғаниди.

Мустәқил сиясий анализчи илшат һәсән, ши җинпиңниң һазир тәйвәнни ютувелиш үчүнла тәйярлиқ қилмастин, бәлки униң мәқситиниң америкини бойсундуруш икәнликини көрсәтти.

Ундақта хитайниң бу йеңи һәрбий қоманданлиқ мәркизиниң тәйвән билән немә мунасивити бар?

Бу қурулуш ши җинпиңниң зөрүр тепилғанда күч ишлитип 2027-йили тәйвән билән бирлишидиғанлиқини тәкитләп келиватқан бир мәзгилидә оттуриға чиққан. Өз-өзини башқуридиған тәйвәнниң америка билән дөләт мудапиә келишими бар. Америкида електирон саһәсидә ишлитидиған микро өзәкләрниң көпинчиси тәйвәндин келидиғанлиқи мәлум шуңа, ши җинпиңниң тәйвәнни ютувалмақчи болуши, тәйвәнниң микро өзәк (чип) лиригә тайинип қалған америка үчүн чоң тәһдит һесаблинидикән.

Америкидики сиясий анализчи гордон чаң (Gordon G. Chang) Соалимизға җаваб берип мундақ деди:
“хитайниң иқтисади касатлашқан вә ши җинпиңниң сиясити омумйүзлүк мәғлуп болған әһвалда хитай армийәси дунядики әң чоң акупни, йәни һәрбий қоманданлиқ мәркизини селиватиду. Бу қурулуш бизгә ши җинпиң хитайниң мәсилилирини (нормал йол билән) һәл қилмастин, бәлки уруш арқилиқ һәл қилишни пиланлиғанлиқини көрситиду. Һазир, нурғун сигналлар шу йөнилишни көрситиватиду. Ши җинпиң хәлқ азадлиқ армийәсигә тәйвәнгә таҗавуз қилишни башлаш үчүн вақит бәргән болуши мумкин. Әмма биз һәр вақит вә һәр қандақ җайда урушқа тәйярлиқ қилишимиз керәк. У нурғун дөләтләргә қарши урушқақ вә дүшмәнчә һәрикәтләрни қиливатиду. Бу һәрикәтләр контролдин чиқип кетиши мумкин. Бүгүнки бейҗиңда пәқәт әң дүшмәнчә пикир вә җавабларла қобул қилиниду. У (ши җинпиң) қарарини өзгәртмәйду. Апәт бәк йеқинда йүз беридиғандәк туриду”.

Америка истихбарат әмәлдарлири вә америка мәркизи ахбарат идарисиниң сабиқ анализчилири, бу һәрбий әслиһәниң хитайниң илғар ядро уруши уруш иқтидарини тәрәққий қилдуруш муддиасиниң сигналини оттуриға қойғанлиқини илгири сүрмәктә. Америка дөләт мудапиә министирлиқиниң мөлчәричә, хитай 2035-йилға барғанда 1500 данә ядро қоралиға игә болуп, хитай бу җәһәттә америкиниң күчи билән тәңлишидикән.

Мутәхәссисләрниң қаришичә, хитайниң тәйвәнни қошувелиш вә америкиниң һәрбий үстүнлүкигә җәң елан қилиш йөлинишидики бу һәрбий һазирлиқлири америка билән хитай оттурисидики сода җеңи вә башқа зиддийәтләр кәскинлишиватқан вақитта оттуриға чиқиватқан болуп, хитайниң йеңи хирис вә тәһдитлири мәвҗутла болидикән, кәлгүси дуняда тинчлиқниң мәвҗут болмайдиғанлиқи һәққидики әндишиләрни пәйда қилмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.