Хитайниң мустәмликә маарипида йоқ қилиниватқан уйғур тили
2024.09.27
Йеқинда “җәнуби хитай әтигәнлик почтиси гезити” ниң “очуқ соаллар” сәһиписидә, хитайдики аз санлиқ милләтләр мутәхәссиси барри сатман (Barry Sautman) билән өткүзүлгән сөһбәт елан қилинған. Барри сатман мухбирниң соалиға бәргән җавабида, уйғур елидики бир қисим мәктәпләрдә уйғур тили йоқиливатқан әһвалда, тибәттики мәктәпләрдә тибәт тилиниң йәнила дәрслик қилип өтүлүватқанлиқини билдүргән.
Америкалиқ мутәхәссис барри сатман чиңхуа университетиниң тәклиплик пирофессори, уйғур вә тибәтләрни тәтқиқ қилидиған мутәхәссис болуп, аз санлиқ милләтләрниң һоқуқи, уларниң мәдәнийитиниң қоғдилиши вә хитайниң сиясий муһитидики өзгириши униң асаслиқ тәтқиқат нишани икән.
У 1990-йилларниң ахири, 2000-йилларниң башлирида уйғур елигә үч-төт қетим барған болуп, 2008-йил тибәттә йүз бәргән намайиш вә 2009-йил үрүмчидә йүз бәргән қирғинчилиқтин кейин, хитайниң “миллий территорийәлик аптономийә түзүми” вә аз санлиқ милләтләргә етибар бериш сияситини қәтий өзгәртиш еқиминиң үстүнлүкни игилигәнликини көргән һәмдә бу һәқтә тәтқиқат елип барған.
У өткән 10 йилда аз санлиқ милләт районлиридики миллий кадирлар вә рәһбәрләрниң роли, шундақла аз санлиқ милләтләр маарипиниң муһимлиқиниң әмди тәкитләнмәйдиған болғанлиқиға диққәт қилған. Униң қәйт қилишичә, 2000-йиллардин башлапла уйғур райони билән тибәт районида бәзи мәктәпләрдә аз санлиқ милләтләр тил-әдәбият дәрслики қалдурулған, әмма уйғур райони билән тибәт райониниң бу җәһәттики әһвали пәрқлиқ болған. У 2000-йилларниң бешида уйғур елидә ата-аниларниң уйғур тили маарипиниң кәлгүсигә ишәнч қилалмиғанлиқини билдүрүп мундақ дегән: “қәшқәрдики бир башланғуч мәктәп бизгә шуни дедики, өткән йилдин башлап улар оқуғучиларға мәхсус уйғур тили дәрси орунлаштурмиған. Чүнки ата-анилар буниңға күчлүк қаршилиқ билдүргән. Улар балилириниң уйғур тилини өгинишкә вақит исрап қилмай, пүтүн зеһнини бийологийә, математика вә хитай тили өгинишкә қаритишни үмид қилидиғанлиқини билдүрүшкән. Әлвәттә, бу балиларниң көпинчиси уйғур, улар яшаватқан шәһәрниң 84 пирсәнт аһалиси уйғур. Шуңа улар һәр күни өйдә вә мәктәптә уйғурчә сөзлигәчкә, уйғурчини унтуп қалмайду. Әмма һазир уларға уйғур тилини қандақ оқуш вә йезишни өгитидиған адәм қалмиған. Ата-аниларниң буниң билән кари болмиған, уларниң көпинчиси шәһәрликләр болуп, улар балилириниң риқабәттә утуп чиқишини, алди билән яхши оттура мәктәпкә андин алий мәктәпкә беришини үмид қилишқан”.
Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқатчиси, доктор һенрик шаҗивски (Henryk Szadziewski) барри сатманниң хитайда узун йил тәтқиқат билән шуғулланған мутәхәссис болсиму, уйғур тили дәрсини әмәлдин қалдурушни уйғур ата-аниларға бағлашниң бир тәрәплимә, һәтта хата икәнликини билдүрүп мундақ деди: “пирофессор сатманниң дегәнлири тоғра әмәс, хитай һөкүмити уйғур тилини маарип системисидин тәдриҗий чиқиривәтти, мәктәпләрму шундақ қилди. Ата-анилар шундақ дегәнлики үчүнла һөкүмәтниң ундақ қилғини йоқ. Уни хитай һөкүмити һечқандақ мәслиһәт қилмайла уйғурларға таңған. Әмәлийәттә нурғун уйғурлар мәктәпләрдә уйғур тили оқутушқа чақириқ қилған. Чәт әлдики бир паалийәтчи илгири қәшқәрдә ана тили мәктипи қурмақчи болғанда зиянкәшликкә учрап түрмигә қамалған, қийин-қистаққа елинған. Уйғур ата-анилар балилирини хитайчә билсикән дәйду, бу әлвәттә тоғра. Әмма улар балилирини уйғурчә билмисун дәмду? мән пирофессор сатманниң немишқа униңға ишәнгинигә һәйранмән. Йәнә келип, у өзиму уйғур елидә тәкшүрүшниң чиңлиқидин башқилар билән параңлишишниң интайин қийин икәнликини дәпту, ундақта, у кишиләрниң немә ойлайдиғинини қандақ билиду? ” .
Илгири уйғур елидә оқутқучилиқ қилған, һазир харвард университетиниң уйғур тили оқутқучиси болуп хизмәт қиливатқан гулнар ханим барри сатманниң у гепигә қошулмайдиғанлиқини билдүрди. Униң дейишичә, 2000-йиллардин башлапла хитай һөкүмити уйғур тилини башланғуч вә оттура мәктәпләрдә чәкләш үчүн нәччә қетим сиясәт өзгәрткән болуп, булар қандақтур ата-аниларниң пикри билән мунасивәтсиз икән.
Барри сатман әйни чағда уйғур зиялийлириниң бу әһвалдин қаттиқ әндишә қилғанлиқини билдүрүп мундақ дәйду: “аз санлиқ милләт зиялийлири шуниңдин әнсиригәнки, уйғур балилири уйғурчә сөзләшнила әмәс, оқуш вә йезишниму өгиниши керәк. Шундила улар өз миллитиниң әдәбий әсәрлири билән учришалайду”.
Барри сатман мухбирға бәргән җавабида, тибәт районидики әһвалниң уйғур райониға охшимайдиғанлиқини, нурғун тибәтликләрниң өзини тибәткә һәм хитайға тәвә дәп қарайдиғанлиқини, хитайға болған өчмәнликниң қалмиғанлиқини, тил җәһәттин бир системиға тәвә икәнликини, шуңа хитай һөкүмитиниң улардин әнсиримәйдиғанлиқини, нурғун тибәтликләрниң қош тиллиқ, балилириниңму қош тиллиқ икәнликини, мәктәпләрдә һәр һәптидә тәхминән бәш саәт тибәт тилини оқуш вә йезиш дәрси өтүлидиғанлиқини, бу җәһәттә қәшқәрдики башланғуч мәктәп билән пәрқлинидиғанлиқини ейтқан. У йәнә нөвәттә “шинҗаң мәсилиси” болмиған тәқдирдиму, тибәт мәсилисиниң бара-бара кичикләп йоқап кетидиғанлиқини, далай лама өлгәндин кейин болса у мәсилиниң тамамән қалмайдиғанлиқини билдүргән. Ички моңғулдики моңғулларниң әһвалиму тибәтләргә охшап кетидиған болуп, кейинки йилларда ички моңғулда хитайниң моңғул тилини маариптин қалдуруш сияситигә қарши намайишлар чиққан болсиму, тезла бесиқтурулған вә моңғул тили йәнила әмәлдин қалдурулған. Йәни йеқинқи 10 йилда хитай һөкүмитиниң хитай тилидин башқа тилларни маариптин чиқирип ташлаш сиясити қаттиқ бесим билән иҗра қилинған. 2016-Йил 9-айдин башлап уйғур елидики уйғур тили оқутуши пүтүн мәктәпләрдә чәкләнгән.
Гулнар ханим хитайниң уйғур тилини чәкләш сияситиниң аталмиш “қош тил маарипи” дин башлинип, 2017-йил “уйғур тилини барлиқ мәктәпләрдә чәкләш” билән тамамланғанлиқини, буниң сепи өзидин мәдәнийәт қирғинчилиқи икәнликини тәкитлиди.
Доктор һенрик шаҗивиски хитайниң уйғур тилини йоқитиш сияситиниң кейинки вақитларда уйғур елидики ирқий қирғинчилиқ вә мәдәнийәт қирғинчилиқиниң әң муһим қисмиға айланғанлиқини билдүрүп мундақ деди: “хитай һөкүмити уйғур тилиниң қиммитигә әзәлдин әһмийәт бәргән әмәс. 80-Йиллардики ниспий гүллиниш вәзийитини һесабқа алмиғанда, уйғур тили изчил һалда коммунист хитайниң тәһдитигә учрап кәлгән. Уйғур тили уйғурларниң диний етиқади, мәдәнийити, сәнитигә охшашла уйғур кимликиниң әң муһим намайәндиси, шуңа тилни йоқитиш мәдәнийәт қирғинчилиқиниң бир қисми. Шуни сизгә ениқ ейтимәнки, кишиләр өз тилини сөзлийәлмәйдиған болғанда, улар толуқ ассимилятсийә болуп, өз алаһидиликини йоқатқан болиду. Барри сатман нурғун мисаллар билән алдин пәрәз қилғандәк, әгәр аз санлиқ милләтләрниң тили йоқалса, улар һакиммутләқ вә мустәмликичи милләт тәрипидин тамамән ассимилятсийә қилинған болиду”.
Бу сөһбәттә, барри сатман уйғур елидә террорлуқниң мәвҗут икәнликини, қайта тәрбийәләш мәркәзлириниң һәқиқәтән әсәбийликни түгитиш, техникилиқ ишчиларни тәрбийәләш үчүн қурулғанлиқини ейтқан. У йәнә йеқинқи мәзгилдә хитай мәтбуатлириға сөз қилип, “шинҗаң һәққидә чиққан әйибләш вә қарилашларниң американиң бир сиясий истратегийәси, хитайға қарши тәшвиқатниң бир қисми” икәнликини билдүргәниди. Биз уни зиярәт қилишқа тиришқан болсақму, хетимизгә җаваб қайтурмиди.