Хитай һөкүмити аталмиш “чәт әллик мутәхәссис” ләрниң еғизи билән уйғур мәҗбурий әмгикини инкар қилмақта

Вашингтондин мухбиримиз шадийә тәйярлиди
2024.12.19
mejburiy-emgek-dehqan-urumchi-1920 Үрүмчидә ечилған “шинҗаңда ишқа орунлишиш вә иҗтимаий капаләт хәлқара муһакимә йиғини” да, уйғур мәҗбурий әмгики инкар қилинған
Photo: RFA

Йеқинда үрүмчидә ечилған “шинҗаңда ишқа орунлишиш вә иҗтимаий капаләт хәлқара муһакимә йиғини” да, уйғур мәҗбурий әмгики инкар қилинған. Мәҗбурий әмгәкниң “америкадики хитайға қарши күчләр тәрипидин ойдуруп чиқирилған ялған учур” икәнлики илгири сүрүлгән, шундақла “бу райондики йәрлик хәлқләрниң яшаш вә тәрәққият һоқуқиға дәхли-тәруз қилғанлиқ” дәп әйибләнгән.

“хитай гезити” вә “шинҗаң гезити” ториниң бу һәқтики хәвиригә қариғанда, уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари ма шиңрүй 15-декабир күни бу йиғинда сөз қилған. У, америка вә башқа ғәрб дөләтлирини әйибләп, “улар һечқандақ асассизла шинҗаңда ‛мәҗбурий әмгәк мәвҗут‚ дегәндәк асассиз сәпсәтәни ойдуруп чиқарған” дегән. У йәнә “ишқа орунлишиш—әң чоң кишилик һоқуқ” дегәнләрни тәкитлигән.

Нөвәттә америка иҗра қиливатқан “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” бойичә җазалаш тизимликигә киргүзүлгән хитай ширкәтлириниң сани 107 гә йәткән болуп, алдинқи айда америка ана вәтән хәвпсизлики министирлиқи 29 хитай ширкитини мәзкур қанун бойичә җазалиғаниди.

Мана мушундақ бир вәзийәттә, хитай даирилириниң үрүмчидә хәлқара муһакимә йиғини чақирип, уйғур мәҗбурий әмгикини инкар қилиши, хитай вәзийитигә диққәт қилип келиватқан мутәхәссисләрниң җиддий инкасини қозғиди.

Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәтқиқат ишханисиниң директори һенрик шаҗивиски бу һәқтә җиддий инкас қайтуруп, мундақ деди: “хитай һөкүмити дуняға өзлириниң уйғурларға қаратқан қаттиқ сияситиниң мувәппәқийәтлик болғанлиқини көрсәтмәкчи болуватиду. Әмма биз уйғур елидики әмгәк мәсилисиниң зор бир қисминиң мәҗбурий әмгәк икәнликини нәзәрдин сақит қилмаслиқимиз керәк. Униң үстигә, хитай һазир иқтисадий җәһәттин нурғун мәсилиләргә дуч келиватиду. Мениңчә, уларниң уйғур мәҗбурий әмгикини инкар қилишидики сәвәбләрниң бири дәл иқтисадий мәсилидур. Хитай һөкүмити түрлүк тәшвиқат қаналлири арқилиқ, уйғурларниң җәмийәтниң нормал ишләпчиқириш әзалириға айланғанлиқини ташқи дуняға намаян қилишни пилан қилған, дәп қараймән.”

Хәвәрдә дейилишичә, уйғур аптоном районниң рәиси әркин туниязму бу йиғинда сөз қилип, хәлқарадики бир қисим хитайға қарши күчләрниң “уйғур районида мәҗбурий әмгәк мәвҗут” дәватқанлиқини, һәтта униңға мунасивәтлик қанунларни оттуриға чиқирип, буниңға четишлиқ дәп қариған кархана вә ширкәтләргә намувапиқ җаза йүргүзгәнликини әйиблигән.

Чикаго университетиниң тәклиплик пирофессори, кишилик һоқуқ адвокати тең бяв әпәндиму бу һәқтә инкас қайтуруп мундақ деди: “уйғур мәҗбурий әмгикигә аит нурғунлиған пакитлар мәвҗут болуп, бу хәлқарадиму хели диққәт қозғаватқан мәсилиләрниң биридур. Шуңа америкаға охшаш бәзи дөләтләр уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш һәққидә мәхсус қанун чиқарди. Әлвәттә, бу хилдики қанун-низамлар бойичә бир қисим хитай әмәлдарлири вә хитай ширкәтлири, җүмлидин бәзи дөләтләрдики бир қисим ширкәтләр җазаға учриди. Шуниңдәк хәлқара җәмийәтниң кишилик һоқуқ җәһәттә қаттиқ әйиблишигә дучар болди. Бу сәвәблик иқтисад вә сода нуқтисидин ейтқанда, хитай һазир ғайәт зор бесимға дуч кәлмәктә. Шуңлашқа, хитай компартийәси мушундақ бир хәлқаралиқ йиғин чақирип, бир тәрәптин мәҗбурий әмгәк мәсилисини рәт қилишқа урунса; йәнә бир тәрәптин хитай компартийәсиниң тәшвиқатлирини хәлқара җәмийәткә зорлап таңмақчи болуватиду дәп қараймән.”

Хәвәрдә көрситилишичә, 16-декабир күни ечилған бу йиғинға хитайдики алақидар министирлиқлар, 44 дөләт, район вә бир қисим хәлқаралиқ тәшкилатлардин кәлгән 200 дин артуқ киши қатнашқан. Йиғинда йәнә “мәҗбурий әмгәк мәвҗутму?”, “бу сәвәбтин җазаланған ширкәтләргә немә болди?” дегән мәсилиләргә қарита йиғин иштиракчилириға “қуяш астидики әмгәк” намлиқ филим көрситилгән.

Һенрик шаҗивиски бу һәқтә мундақ деди: “мән бу йиғинға қатнашқан аталмиш мутәхәссисләрниң ейтқанлириниң қанчилик асаси барлиқидин, шундақла уларниң мәҗбурий әмгәк мәсилисигә болған чүшәнчисидин гуманлинимән. Мисал сүпитидә ейтсам, уларниң уйғур мәҗбурий әмгики билән җазаланған бу хитай ширкәтлириниң қилмишларға арилашмайдиғанлиқини қандақ билимиз? улар бу җәһәттә наһайити әтраплиқ вә мустәқил иқтисадий тәптиш елип барғанму? мән буниңдин гуманлинимән. Шуңиму мән бу кишиләрни хитайниң һекайисини тарқатмақчи болған кишиләр, дәп ойлаймән.”

Тең бявниң билдүрүшичә, хитай компартийәси өзи учриған тәнқид вә әйибләшләргә қарита бир йүрүш ташқи тәшвиқат усуллири һәмдә бир қисим аталмиш мутәхәссисләрни өзи үчүн сөз қилдуруш мәқситидә қоллинип кәлгән. У мундақ дәйду: “хитай компартийәсиниң ташқи дуняға қарита изчил қоллиниватқан тәшвиқ қилиш усули ялған сөзләш вә һәқиқәтни йепиш арқилиқ, өзиниң қиммәт қаришини хәлқара җәмийәткә зорлап теңиш һәмдә өз образини яхшилашни мәқсәт қилған. Мәлум болғинидәк, һазирғичә бу хил рәсмий тәшкилләнгән зиярәтләр наһайити көп болди. Буларниң һәммиси хитай тәрипидин орунлаштурулған. Хитай һөкүмити тәклип қилған кишиләр әмәлийәттә хәлқара җәмийәттә хитайниң мәнпәәти үчүн гәп қилидиғанлардур. Чүнки хитай компартийәси буниң үчүн нурғун пул вә күч сәрп қилди. Демәкки, нурғун аталмиш мутәхәссис, алим яки ахбарат васитилири хитай компартийәси үчүн ирқий қирғинчилиқ билән мәҗбурий әмгәкни рәт қилишқа ярдәм қиливатиду.”

Бу тема бойичә сөһбитимизгә дахил болған мутәхәссисләрниң һәммиси бирдәк, хитайниң дипломатик қаналлардин башқа йәнә һәр хил ташқи тәшвиқат вә муһакимә йиғинлири арқилиқ, уйғур мәҗбурий әмгикини инкар қилишқа урунуватқанлиқини тәкитләп өтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.