Хитайниң “бала тепиш вә той қилиш мәдәнийити” ни тәшәббус қилиши хитай нопусиниң қерилишиватқанлиқидин дерәк бәрмәктә

Мюнхендин ихтиярий мухбиримиз әкрәм тәйярлиди
2024.10.30
xitay-balilar-xitay-nopusi.jpg Хитай ата-аниларниң пәрзәнтлирини мәктәпкә елип кетиватқан көрүнүши. 2019-Йили 4-сентәбир, гуаңҗу.
REUTERS

Германийәдә нәширдин чиқидиған “базар учурлири” гезити 28-өктәбир елан қилған “хитайдики иқтисадий касатчилиқ: утқучиларниң тарихий мәғлубийити” намлиқ хәвәрдә баян қилишичә, хитай дөләтлик истатистика идариси бу йил өткән йилниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда хитай иқтисадиниң 27.1 Пирсәнт чекингәнликини оттуриға қойған. Дөләт ичидики истемал сәвийәсиниң чөкүши, мал баһасиниң төвәнлиши, яшларниң ишсизлиқ нисбитиниң өрлиши, өй-мүлүк киризиси қатарлиқ бир йүрүш мәсилиләр хитайға еғир баш ағриқи елип кәлмәктә икән.

Хәвәрдә баян қилишичә, бу йил хитайдики чәт әл ширкәтлириниң пайдиси 1.5 Пирсәнт ешип 1 тириллийон 300 милярд йүән (тәхминән 170 милярд явро)ға йәткән болсиму, әмма хитайниң дөләт игиликидики карханилириниң пайдиси 6.5 Пирсәнт төвәнләп 1 тириллийон 720 милярд йүән (225 милярд явро) зиян тартқан. Хитайдики пайчекларниң пайдиси 4.9 Писәнт төвәнләп, зиян 3 тириллийон 900 милярд йүәнгә, хусусий ширкәтләрниң зийини 183 милярд явроға йәткән. Бу қәдәр еғир чекиниш хитай иқтисадиниң тәрәққиятиға зор тосалғулар пәйда қилмақта икән.

Мушундақ бир мәзгилдә, хитай һакимийити “бала тепиш вә той қилиш мәдәнийити” дәйдиған йеңи бир сиясәтни йолға қоюшни пиланлиған. Германийәдә нәширдин чиқидиған “әйнәк” журнили 29-өктәбир елан қилған “хитай ‛бала тепиш вә той қилиш мәдәнийити‚ни пиланлаватиду” намлиқ хәвәрдә оттуриға қоюшичә, хитайдики нопус тиз сүрәттә қериватқан болуп, 2050-йилиға барғанда 60 яштин һалқиғанларниң сани хитайдики омумий нопусниң үчтин бир қисмини тәшкил қилидикән, йәни 500 милйон адәм қерийдикән.

Бу хил бесимға қарши хитай компартийәси мәркизи комитети йеқинда “ата-аниларни пәрзәнт тепишқа риғбәтләндүрүш үчүн туғут, тәрбийәләш вә маарип чиқимлирини төвәнлитиш, баҗда етибар бериш, яшларға учришиш супилири һазирлап бериш” қатарлиқларни өз ичигә алған “бала тепиш вә той қилиш мәдәнийити” ни йолға қойидиғанлиқини җакарлиған. Бирақ буниң үчүн қанчилик иқтисад аҗритидиғанлиқи, қачандин башлап йолға қойидиғанлиқи, қандақ әмәлгә ашуридиғанлиқи һәққидә мәлуматлар бәрмигән.

Әгәр һәқиқәтәнму бундақ бир сиясәт йолға қоюлса, ирқий қирғинчилиқ иҗра қилиниватқан, мәҗбурий әмгәк давамлишиватқан, қанчә милйон уйғурниң түрмә яки җаза лагерлириға қамалғанлиқи, уларниң 900 миңдин артуқ пәрзәнтиниң һөкүмәт тәрипидин йиғивелинип тәрбийәлиниватқанлиқи, һәтта лагерларда уйғур аяллириниң мәҗбурий туғмас қилинғанлиқи, қарнидики балилириниң мәҗбурий елип ташланғанлиқи илгири сүриливатқан уйғур дияриниң вәзийитигә бу йеңи сиясәт қандақ тәсир көрситиши мумкин?

Германийәдики вәзийәт анализчиси ғәюр қурбан әпәндиниң илгири сүрүшичә, хитай һакимийити узун йиллардин буян уйғурларға қарита нәслини қурутуш сиясити йүргүзүш билән биргә, өз хәлқигиму “бир пәрзәнтлик болуш” сияситини йолға қоюп, әмдиликтә өзи колиған ориға өзи йиқилған. Униң қаришичә, хитайниң нөвәттә йолға қоймақчи болған “бала тепиш вә той қилиш мәдәнийити” уйғурларға һечқандақ иҗабий нәтиҗә ата қилмайдикән.

Норвегийәдики вәзийәт анализчиси бәхтияр өмәрниң қаришичә, хитайниң бу йеңи сияситиниң түркүмлигән уйғур аяллири вә әрлири мәҗбурий туғмас қиливетилгән шәрқий түркистан билән анчә алақиси йоқкән. Бирақ униң әскәртишичә, бу сиясәт шәрқий түркистанда башқичә иҗра қилинип, барғансери әвҗ еливатқан хитай әрлири билән уйғур аяллирини мәҗбурий той қилдурушниң бир хил қануний қоралиға айлинип қелишиму мумкин икән.

“хитай ‛бала тепиш вә той қилиш мәдәнийити‚ни пиланлаватиду” намлиқ хәвәрдә баян қилишичә, йеқинқи мәзгилләрдин буян хитай иқтисадиниң чөкүши билән, чоң шәһәрләрдә бала беқишниң тәннәрхи ешип кәткән. Униң үстигә, хитай иқтисадиниң истиқбали барғансери қараңғулишиватқан болғачқа, хитайларниң той қилип, пәрзәнт көрүп, хатирҗәмлик ичидә яшашқа болған ишәнчиси бәрбат болған. Хитай һакимийити “бала тепиш вә той қилиш мәдәнийити” ни мана мушундақ еғир киризис астида ойлап тапқан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.