Анализчилар: “хитай шәрқий түркистанни тутуп туруш үчүн ‛террорлуққа қарши тәшвиқат‚ ни базарға селиватиду”
2024.12.31

Хитай даирилири “хитай хәлқ җумһурийитиниң террорлуққа қарши туруш қануни” елан қилинғанлиқиниң тоққуз йиллиқини хатириләшни баһанә қилип, уйғур елидә “террорлуққа қарши туруш” тәшвиқати вә “тәлим-тәрбийә” паалийәтлирини қайтидин башлиған. Мутәхәссисләр, буниң хитай һөкүмитиниң уйғур елини контроллуқ астида тутуп туруш үчүн елип бериливатқан тәдбирлири билән мунасивәтлик икәнликини көрсәтмәктә.
“шинҗаң гезити” ниң 27-декабир күнидики хәвиридә дейилишичә, “хитай хәлқ җумһурийитиниң террорлуққа қарши туруш қануни” елан қилинғанлиқиниң тоққуз йиллиқи мунасивити билән үрүмчи мәдәнийәт мәркизидә “террорлуққа қарши туруп, тинчлиқ орнитиш” намида тәшвиқат паалийити өткүзүлгән. Шуниң билән бир вақитта, уйғур елидики җамаәт хәвпсизлик органлири һәр хил шәкилләр арқилиқ террорлуққа қарши туруш тәшвиқати вә “тәлим-тәрбийә” паалийәтлирини елип барған.
Үрүмчи мәдәнийәт мәркизидә елип берилған бу паалийәттә уйғур аптоном районлуқ парткомниң муавин секретари, сиясий қанун комитетиниң секретари, “террорлуққа қарши туруш рәһбәрлик гурупписи” ниң башлиқи чен миңгу сөз қилип, районда “террорлуққа қарши туруш” тәшвиқатлирини даимлаштуруш вә муқимлиқни пүтүн күч билән сақлашни тәкитлигән.
У йәнә “шинҗаңниң омумий иҗтимаий вәзийити давамлиқ муқим турмақта, шинҗаң йеңи гүллиниш вә җушқун тәрәққият кәйпиятини намаян қилмақта” дегән. Ундақта, хитай даирилири немә үчүн уйғур елидә кәң көләмлик “террорлуққа қарши туруш” тәшвиқати вә “тәлим-тәрбийә” паалийәтлирини қайта башлайду?
Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқатчиси, доктор һенрик шаҗивски (Henryk Szadziewski) соалимизға җаваб берип мундақ деди:
“2017-йилдин башлап, бир қисим чәт әл һөкүмәтлири вә парламентлири хитайниң уйғур районида йолға қойған қаттиқ бастуруш сияситини ирқий қирғинчилиқ дәп атиди. Бәзи көзәткүчиләр инсанийәткә қарши җинайәт дәп атиди. Ундақта немә үчүн хитайниң уйғур районида һәр хил шәкилдики террорлуққа қарши туруш тәшвиқати вә “тәлим-тәрбийә” паалийәтлирини елип беришқа еһтияҗ болиду. Һәмдә буларниң сиясити мувәппәқийәт қазанған пәйттә, буни зади немишқа елип бариду? хитай коммунистик партийәсигә асасланғанда, районниң иқтисадий гүллинип, иҗтимаий муқимлиқи капаләткә игә болған иди. Бундақ әһвалда, немә үчүн хитай һөкүмити террорлуққа қарши туруш тәшвиқати елип бариду? мениңчә, бу уйғур районида контроллуқни сақлап қелиш үчүн елип бериливатқан тәдбирлири билән мунасивәтлик. Һакиммутләқ вә диктатор һөкүмәтниң контроллуқни сақлап қелиш үчүн вә бастуруш сиясәтлирини ақлаш үчүн өз хәлқигә давамлиқ террорлуқ туйғуси вә тәһдит туйғусини давам қилдуруш еһтияҗи туюватиду”.
Инсаншунас вә чех җумһурийити оломок палаки университетиниң тәтқиқатчиси доктор руни стенберг (Rune Steenberg) хитай дөләт ичи вә хәлқара вәзийәттики бәзи өзгиришләр түпәйли хитайниң уйғур районида “террорлуққа қарши туруш” тәшвиқати вә “тәлим-тәрбийә” паалийәтлирини башлатқанлиқини билдүрди: “бу тәшвиқатниң ‛хитай хәлқ җумһурийитиниң террорлуққа қарши туруш қануни‚ елан қилинғанлиқиниң тоққуз йиллиқи билән һечбир мунасивити йоқ. Хитайниң мәқсити өзиниң зулумлирини қобул қилғузуш вә зулум сияситини ақлаш үчүндур. Хитай йеқин арида уйғур вә қазақларға қарита бастурушни йәниму күчәйтиши мумкин”.
Чен меңгу тәкитләп йәнә мундақ дегән: “биз чоқум юқири бесимлиқ вә зәрбә бериш һалитини давамлиқ сақлишимиз, вәқә йүз беришиниң алдини елиш вә уни контрол қилишта чиң турушимиз керәк. Шундақ болғандила зораван террорчилар мәқситигә йетәлмәйду. Террорлуққа қарши турушта бирләшмә күч шәкилләндүрүшимиз керәк. “шаһмат оюни” идийәсидә чиң турушимиз, партийә вә һөкүмәт органлири бирликтә башқуридиған, җәмийәтниң һәрқайси саһәлири қатнишидиған террорлуққа қарши туруш хизмәт әндизисини бирликтә бәрпа қилишимиз керәк” .
Һалбуки, түркийә һаҗәтәпә университети тарих факултетиниң дотсенти вә әнқәрәдики уйғур тәтқиқат институтиниң мудири доктор әркин әкрәм, хитай һөкүмитиниң узундин буян террорлуқни баһанә қилип уйғурларни қаттиқ бастуруватқанлиқини әскәртип өтти: “хитай һөкүмити уйғур кимликини рәт қилип, хитай кимликини уйғурларға мәҗбурий теңиватиду. Хитай уйғур кимликини пүтүнләй йоқ қилмиғучә, хитайниң террорлуқ баһаниси вә ‛террорлуққа қарши тәшвиқати‚ түгимәйду.”