Мутәхәссисләр: “хитай күнсери техиму таҗавузчи болиду, америка һәр заман урушқа тәйяр туруши керәк”
2024.04.11
“телеграф” гезитиниң хәвиригә асасланғанда, алдинқи һәптә пирезидент җов байдин билән ши җинпиң телефонда икки саәткә йеқин көрүшкән. Илгирикигә қариғанда уларниң сөһбити көрүнәрлик һалда достанә түс алған.
Бу алдинқи йили ноябирдики сан фирансиско башлиқлар учришишидин кейин тунҗи қетимлиқ юқири дәриҗиликләр арисидики сөһбәт болуп, көзәткүчиләр бу қетимлиқ сөһбәтниң бундақ силиқ-сипайә елип берилишни һәр икки дөләтниң иқтисадий әһвалидики өзгиришләргә бағлиған. Әйни вақиттики ташқи ишлар министири җамес клеверлий мухбирларға “хитай иқтисадиниң төвәнлиши уни сөһбәт үстилигә қайтуруп келиду” дәп ейтқаниди.
Мәлум болушичә, хитай һөкүмити өткән йили язда хитайдики ишсизлиқ нисбитини елан қилишни тохтатқан болуп, әйни вақитта, хитайда бәштин бир қисим яшлар ишсиз қалған. Иҗтимаий таратқуларда тәһлилчиләр “хитай өзиниң иқтисадиға болған ташқи бесимини йәңгиллитиш үчүн еһтиятчанлиқ билән иш көрүватиду” дәп көрсәткән.
“телеграф” гезитидә берилгән хәвәргә қариғанда, ши җинпиң байдин билән елип барған телефон сөһбитидә, американиң йерим өткүзгүч, сүний әқил вә қайта һасил болидиған електир енергийәси саһәсидә хитайға җаза йүргүзгәнликигә һәмдә тәйвәнни барғансери күчлүк қоллаватқиниға нарази икәнликини билдүргән. Ши җинпиң йәнә “тик-ток” мәсилисини оттуриға қойған болуп, хитайниң америка билән охшашла дәриҗидин ташқири күч икәнликини әскәртишкә урунған.
1989-Йили йүз бәргән тйәнәнмен вәқәсидин кейин, дуня хитайға қарита достанә позитсийәсини тамамән өзгәрткән. Әйни вақитта дең шявпиң “өз күчини йошуруп, башқилардин нәп елиш” истратегийәсини қоллинип, җимҗит тәрәққий қилиш йолини таллиғаниди.
Америкадики рәнд сиясәт тәтқиқат мәркизи истратегийә вә хәвпсизлик мутәхәссиси раймонд ко (Raymond Kuo) әпәнди хитайниң бу хил истратегийә өзгәртишидики сәвәбләр һәққидә тохтилип мундақ деди: “асаслиқ мәсилә шуки, хитайниң һәрбий күчи зор дәриҗидә ашти. Мениңчә 2008-йилдики пул-муамилә киризисидин кейин хитай башқа дөләтләр билән болған һәмкарлиқта техиму күчлүк орунда турушини үмид қилди. Шуңа күчини йошурушниң яки пәйт күтүп турушиниң һаҗити қалмиди, дәп қариған болуши мумкин. Бу йәрдики асаслиқ сәвәб хитайниң һәрбий вә иқтисадий күчиниң ашқанлиқида, дәп қараймән. ”
У йәнә ши җинпиңниң дең шявпиңға охшимайдиған бир истратегийә қолланғанлиқи һәққидә тохтилип мундақ деди: “ши җинпиң хитай компартийәсиниң пүтүнләй контроллуқини қолиға алди. Бу наһайити чоң бурулуш. У һакимийәт бешиға чиққандин кейин йолға қойған юқири дәриҗидики контроллуқ ениқла хитайға зиян елип келиду. Ши җинпиң сиясий контроллуқни мустәһкәмлиди, бу хил вәзийәт мав зедуң дәвридин кейин көрүлүп бақмиған. Ишинимәнки, фалунгуң, тибәт, уйғур, хоңкоң мәсилисигә мунасивәтлик һәр қандақ мустәқил сиясий тәшкилатларни ши җинпиң өз һакимийитигә тәһдит дәп қарайду һәмдә қаттиқ бастуриду. Күлкилик йери шуки, сиздә күч бар, әмма кимгә ишинишни билмәйсиз вә пүтүн хәлқни қорқутисиз. Шундақ дейишкә болидуки, ши җинпиңниң хитайниң ичидә, бәлким хитайниң сиртидиму наһайити күчлүк қоллиғучилири болуши мумкин. Әмма ши җинпиң йәнила өзини һоқуқта бихәтәр дәп қаримайду” .
Америка—хитай мунасивити һәққидики мақалиләргә қариғанда, ши җинпиң хитайниң америкини бесип чүшүшкә техи күчи йәтмәйдиғанлиқини, ғәрбниң достлуқидин йәнила нурғун нәрсиләргә еришидиғанлиқини һес қилған. У йәнә ғәрбниң хитайниң базириға киришни арзу қилидиғанлиқиниму билип йәткән.
Америкадики хитай анализчиси ху пиң әпәнди бу һәқтә сориған соаллиримизға елхәт арқилиқ җаваб қайтурди. У хетидә мундақ дәп язған: “хитай һөкүмити ‛хитай пәқәт өзини йетәкләйду‚ дин ‛хитайниң дуняни йетәкләш иқтидари бар‚ дейишкә өзгәрди. Әйни вақитта, дең шявпиң оттуриға қойған ташқи сиясәт төвән нуқтини сақлап қелиш вә көзгә көрүнүп кәтмәслик иди. Бу дегәнлик, күчи йетәрлик болмиғанда өзини йошуруш вә йошурун күчини мәхпий тәрәққий қилдуруш дегәнлик. 2003-Йили хитай компартийәси хитайниң тинч тәрәққий қилидиғанлиқини елан қлип, хитайниң тәрәққий қилиш җәрянида һечкимгә тәһдит салмайдиғанлиқи, зомигәрлик қилмайдиғанлиқи, кәлгүсидә күчлүк болғандиму һәргизму зомигәрлик қилмайдиғанлиқини билдүргән. Мәсилә шуки, өз дөлитидики тинч намайиш қилғанларни қирғин қилиш арқилиқ мустәһкәмләнгән вә қоғдалған һакимийәтниң қәд көтүрүши дуняға тинчлиқ елип келәмду? хитайдики ихтисаслиқларға тохтимай тосқунлуқ қилиш, уларға тәһдит селиш вә вақти кәлгәндә уларни қурбанлиқ қилиш арқилиқ тәрәққий қилидиған һакимийәт баш көтүргәндә башқиларға тәһдит салмамду? буниң җаваби ениқ. Шуңлашқа, биз шуни дейишимиз керәкки, дең шявпиңниң җимҗит тәрәққий қилиш истратегийәсидин ши җинпиңниң чилбөрә дипломатийәсигә өтүши нурғун кишиләр ойлиғандәк туюқсиз вә ғайәт зор өзгириш әмәс, бәлки муқәррәр йөнилиш. Пәқәт ши җинпиңниң һәрикити бәк тез болуп кәтти, халас. ”
У йәнә хитайниң “чилбөрә дипломатийәси” һәққидә тохтилип мундақ дәп язған: “ши җинпиңниң чилбөрә дипломатийәси асаслиқи америкини нишан қилған. Әмма кейин у америкиниң күчиниң йәнила күчлүк икәнликини байқап қалди. Американиң күчини төвән чағлап қалғанлиқини, хитайниң йәнила американиң рәқиби болалмайдиғанлиқини, йәни өзиниң ‛қилич‚ ини сәл балдур көрситип қалғанлиқини байқиди. Шуңа кейинчә сәл мулайим болуп қалди. Әмма ши җинпиң йәнила шәрқниң көтүрүлүп, ғәрбниң йиқилидиғанлиқиға ишиниду. Ши җинпиң чилбөрә дипломатийәсини йәнә давамлаштуриду, вақитниң өтүшигә әгишип, техиму таҗавузчи болиду. ”
Раймонд ко бундақ әһвал астида американиң қандақ қилиш керәклики һәққидә тохтилип мундақ деди: “американиң һазир йүргүзүватқан сиясәтлири тоғра. Лекин йәнила мунасивәттә бәк турақсиз яки дүшмән болуп қелиштин сақлиниш керәк. Шериклиримиз вә иттипақдашлиримиз билән һәмкарлашқанда, американиң мәнпәәтини алдинқи орунға қоюшимиз керәк. Биз уруш қилишни халимаймиз, әмма һәр заман җәңгә тәйяр турушимиз керәк. Мениңчә америка дөләт мудапиә санаити базисиға техиму көп мәбләғ селиши керәк. Өзимиз вә иттипақдашлиримиз еһтияҗлиқ болған қоралларни ишләпчиқиралайдиған завутлиримиз болуши керәк” .
Мутәхәссисләр ахирида, байдин һөкүмитиниң хитай тәрәп қанчә наразилиқ билдүрсиму хитайға қаратқан җаза тәдбирлирини тохтатмайдиғанлиқини, әмма ғәрбтики сиясийонлар вә җамаәт арисидиму хитай компартийәсигә қарши еқимниң шәкиллинишиниң асан әмәсликини оттуриға қойди.