Мутәхәссисләр: “хитай һөкүмити уйғурларниң бирликидин әнсирәйду”
2024.04.22
Йеқинда хитай һөкүмәт таратқулирида, хитайниң “милләтләр мәсилиси вә милләтләр хизмити шинҗаңдики пүткүл хизмәтләрниң ул теши” дәп тәкитлиши алдинқи йилларда чәт әлләргә қаратқан “шинҗаң мәсилиси қандақтур кишилик һоқуқ мәсилиси, милләтләр мәсилиси яки диний мәсилә әмәс, бәлки хитайниң ички тәрәққият мәсилиси” дегән сиясий тәшвиқати билән пүтүнләй пәрқлиқ болуп, рошән зитлиқ һасил қилған.
Уйғур аптоном районлуқ коммунистик партийә комитетиниң 11-қетимлиқ омумий йиғиниға беғишланған бир парчә обзор мақалиси 17-апрел күни “шинҗаң гезити” дә елан қилинған болуп, бу обзорда “милләтләр иттипақлиқи һәр милләт хәлқиниң җан томури вә шинҗаңдики пүткүл хизмәтләрниң ул теши” дәп көрситилгән. Шундақла, хитай һөкүмитиниң җиддий рәвиштә тәшвиқ қиливатқан аталмиш “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңи” ни омумлаштуруш вә мустәһкәмләш шоариниң, уйғур дияриниң бихәтәрлики вә узун муддәтлик муқимлиқини сақлаштики зор сиясий мәсилә икәнлики тәкитләнгән.
Һалбуки, чәт әлләрдики хитайниң уйғур сиясити мутәхәссислириниң қаришичә, хитай һөкүмитиниң бу мақалидә илгири сүргән қарашлири уларниң һазирғичә аталмиш “шинҗаң мәсилиси хитайниң ички тәрәққият мәсилиси” дәп җар селип келиватқан тәшвиқ-тәрғибатлирини тамамән инкар қилиштур.
Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқатчиси һенрий шаҗевиски (Henryk Szadziewski) ниң билдүрүшичә, хитайниң ғәризи “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси” еңини күчәйтиш арқилиқ, һәр милләт хәлқиниң өзара юғурулуп бир гәвдигә айлинишини тезлитиш һесаблиниду. У мундақ деди.
“мениңчә миллий мәсилиләрни һәл қилиш сияситидә хитай коммунистик партийәси узун йиллардин буян җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңини тикләшни өзиниң йөнилиш йоли қилип давамлаштуруватиду. Уларниң милләтләр мәсилиси вә милләтләр хизмитидә милләтләр иттипақлиқини тәкитлиши, райондики өзидин башқа хитай болмиған барлиқ йәрлик милләтләрниң җуңхуа миллитигә айлинишини тезлитиштин дерәк бериду. Һалбуки ениқ көрүшкә болидуки, хитайниң түпки нишани қандақтур йеңи җуңхуа миллити шәкилләндүрүш әмәс, бәлки милләтләр иттипақлиқи нами астида хитай болмиған башқа барлиқ милләтләрниң өзгичә хаслиқ вә охшимаслиқини йоқитиштур”.
Һенрий шаҗевискиниң қаришичә, хитайниң алдинқи йилларда чәт әлләргә қаратқан аталмиш “шинҗаң мәсилиси хитайниң ички тәрәққият мәсилиси” дәп давраң селишлириға зит болған һалда һазир “милләтләр мәсилиси вә милләтләр хизмитини шинҗаңдики пүткүл хизмәтләрниң ул теши” дәп тәкитлиши теги-тәктидин қилип ейтқанда, уйғур елидики муқимлиқни сақлаш үчүндур. У бу һәқтики қаришини ипадиләп мундақ деди.
“әлвәттә, муқимлиқ болса хитай компартийәсиниң уйғур елидә йүргүзүватқан зораванлиқ сиясәтлирини иҗра қилиш үчүн устилиқ билән оттуриға чиқарған бир һийлисидур. Шуңа һәр вақит аталмиш муқимлиқни районниң тәрәққияти үчүн дәп қоллинип келиватиду. Һалбуки, мениңчә уларниң муқимлиқни қоғдаш намидики бир қатар сиясәтлири башқа мәсилиләргә қариғанда райондикиләрниң күчлүк наразилиқини қозғиди. Чүнки, бу йәрдә ейтиливатқан аталмиш милләтләр иттипақлиқи һазир уйғур районида йүз бериватқан нурғун ихтилап вә мәсилиләрни кәлтүрүп чиқириши мумкин”.
Мәлум болғинидәк, хитай һөкүмитиниң милләтләр сиясити вә “йеңи дәврдики партийәниң шинҗаңни идарә қилиш истратегийәси” һәққидики йолйоруқлириниң ядроси “муқимлиқ вә хитайдин пәрқлиқ болған уйғурларниң миллий кимликини йоқитиш” сияситидур. Ваһаләнки, илгирики вақитлардиму хитай дөлити вә хитай компартийәсиниң “шинҗаң мәсилисини һәл қилиш” сияситини “шинҗаңда узун мәзгиллик әминлик бәрпа қилишниң асаси”, “партийәниң шинҗаңни идарә қилиш истратегийәси шинҗаң хизмитидә утуқ қазинишниң әңгүштәри” дәп тәшвиқ қилинип кәлгәниди.
Лекин, хитай даирилири йеқинқи йиллардин буян һәтта өзиниң асасий қанунида милләтләргә берилгән һоқуқларға һәмдә “миллий территорийәлик аптономийә қануни” дики милләтләргә берилгән һоқуқ вәдилиригә өзлири хилаплиқ қилишқа киришкән, һәтта улар ““миллий территорийәлик аптономийә қануни” ни тилғиму елип қоймайдиған болғаниди.
Германийәдики инсаншунаслиқ пәнлири доктори вә уйғур мәдәнийәт тәтқиқатчиси руне ситенберг (Rune Stenberg) хитайниң нөвәттә уйғур елидә “милләтләр мәсилиси вә милләтләр хизмити, шинҗаңдики пүткүл хизмәтләрниң ул теши” дегәндәк тәшвиқ тәрғибатини базарға селиши маһийәттә, узун йиллардин бери өзиниң мустәмликичилик сияситини йүргүзүватқан районлардики уйғурларни асас қилған йәрлик милләтләрниң өзара иттипақлишиши вә уларниң күчийишидин қаттиқ әндишилинидиғанлиқиниң ипадисидур. У бу һәқтә мунуларни деди.
Доктор руне ситенберг йәнә, хитайниң нөвәттә уйғур елидики миллий мәсилини һәл қилиш вә милләтләр иттипақлиқини һәр милләт хәлқиниң җан томури дәп җар селиши һәққидә тохтилип өтти. У мундақ деди.
Мутәхәссисләрниң билдүрүшичә, хитай һөкүмити тәкитләватқан милләтләр иттипақлиқи вә милләтләр хизмити уйғур вә башқа милләтләрниң өз һоқуқлирини тәләп қилиш, өзлиригә берилгән аптономийә һоқуқлирини әркин йүргүзүш тәләплири вә өз миллитини һәр җәһәттин юқири дәриҗидә тәрәққий қилдуруш һәрикәтлирини тосуп, уларни хитай һөкүмитиниң ассимилятсийә сияситигә шәртсиз бойсунушни әмәлгә ашурушни нишан қилған.