Уйғур районидики тәшвиқат саяһәтчиликидә уйғур кимлики барғанчә йоқитилмақта

Вашингтондин мухбиримиз меһрибан тәйярлиди
2024.05.16
xoten-yotqan-sayahet Саяһәтчиләр хотән наһийәсидики йотқан қәдимий саяһәт районида сүрәткә чүшүватқан көрүнүш.2023-Йили декабир, хотән
www.ts.cn

Хитай хәвәрлиридин мәлум болушичә, нөвәттә уйғур диярида йолға қоюлуватқан аталмиш “мәдәнийәт саяһәтчилики” дә қәшқәр, хотән қатарлиқ җәнубий уйғур дияридики уйғурларниң қәдимий мәдәнийәт мәркәзлири вә шималдики уйғурларниң мәдәнийәт мәркизи болған гүзәл ғулҗа шәһири муһим саяһәт нуқтилириға айландурулған.

Хитайдики иҗтимаий таратқуларда тарқитилған син филимлирида, хитай саяһәт ширкәтлири тәрипидин тәрипидин сетивелинип, музей шәклидә ясап чиқилған мәһәллә түсидики саяһәт нуқтилирида, уйғурларниң туралғу өй, йемәк-ичмәк, базар мәдәнийити уйғур мәдәнийитигә тәвә болмиған милләтләргә тәвә қилип чүшәндүрүлгән. Шуниңдәк, йеқинқи йиллардин буян хитай тәшвиқат васитилиридә “уйғур” ниң орниға “шинҗаңлиқлар” яки “һәр милләт хәлқи” дегән ибариләрниң изчил қоллинилишиму диққәт қозғимақта.

Хитайниң “тәңритағ” торида 15-май елан қилинған “шинҗаң ғулҗа шәһиридә саяһәтчилик қизимақта” мавзулуқ рәсимлик хәвәрдә, ғулҗа шәһиридики саяһәт нуқтилиридин қазанчи мәһәллисидики уйғурларниң көк рәңлик пешайванлиқ, үзүм бараңлиқ туралғу өйлириниң алдиға, қой беқиватқан қазақ қизиниң портрети кириштүрүлгән. Мәзкур рәсимлик хәвәргә йәнә ява кәптәрләр әркин қонуп йүридиған ғулҗа шәһиридики мәйдан мәнзириси вә ғулҗа шәһириниң уйғур мәһәллиридики қайнам-ташқинлиқ базар мәнзирилири, ғулға кочилирида уйғурларниң хадик һарвилирида олтуруп тамаша қиливатқан саяһәтчиләрниң рәсимлири кириштүрүлгән. Әмма бу рәсимләрдә ғулҗа уйғурлириниң кийиниш алаһидиликлиридики манчестер доппа кийгән уйғур әрлири, чекиләп яғлиқ таңидиған уйғур аяллири вә мәдәний ясинип йүридиған җушқун ғулҗа яшлириниң орниға, баш кийимсиз уйғур әр-аяллири вә кочиларда саяһәт қиливатқан хитайларниң һәр хил көрүнүшлири әкс әттүрүлгән.

Ундин башқа хитай саяһәтчилири тәрипидин тарқитилған саяһәт син филимлиридиму, ғулҗа шәһириниң туңган, қазақ, уйғур, хитай қатарлиқ һәр милләт хәлқи яшайдиған көп милләтлик шәһәр икәнлики, у йәрдә манҗу һөкүмранлиқиниң символи болған “или җяңҗүн мәһкимиси” ниң барлиқи алаһидә тәшвиқ қилинған. Һәтта ғулҗидики “хитай базири” дәп атилип қалған базарму хитай мәдәнийитигә тәвә саяһәт нуқтиси қилип көрситилгән.

Хитай һөкүмитиниң бу тәшвиқатлири мәдәнийәт тәтқиқатчилири вә вәзийәт анализчилириниң җиддий инкасини қозғиди.

Германйәдики уйғур мәдәнийәт тәтқиқатчиси айсимә мирсултан ханим хитай һөкүмитиниң аталмиш мәдәнийәт саяһәтчиликидә, уйғурларға тәвә маддий һәм мәниви мәдәнийәт нуқтилири вә өрп-адәтләрниң “аз-санлиқ милләтләргә тәвә” дәп тәшвиқ қилинишидики мәқсәтниң “уйғур” намини йоқитиш, уйғур миллитиниң мәдәнийитини инкар қилиш икәнликини билдүрди.

Айсимә мирсултан ханим йәнә хитай һөкүмитиниң һазирға қәдәр сақлинип келиватқан уйғур мәдәнийәт ядикарлиқлирини хитай мәдәнийәтиниң бир қисми қилип көрситиливатқанлиқини билдүрди.

Түркийәдики уйғур мәдәнийәт тәтқиқатчиси пирофессор алимҗан инайәт әпәндиниң билдүрүшичә, хитай һөкүмити уйғур диярида йолға қоюватқан аталмиш “мәдәнийәт саяһәтчилики” әмәлийәттә, хитай һөкүмитиниң йеқинқи йилларда “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңини мустәһкәмләш”, “җуңхуа мәдәнийити билән озуқландуруш” намида елип бериватқан хитайлаштуруш сияситиниң бир қисми икән.

Униң тәкитлишичә, хитай һөкүмити нөвәттә барлиқ васитиләрдин пайдилинип, уйғурларни өз ана юртида аз санлиқларға айландурушқа, шундақла өзлири базарға селип келиватқан “шинҗаң хитайниң айрилмас қисми, бу йәрдә һәр милләт хәлқи яшайду” дегән сәпсәтисини испатлашқа урунмақтикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.