Хитай тор тәшвиқатидин пайдилинип, американиң бу нөвәтлик сайлимиға тәсир көрситишкә урунмақта
2024.10.15
![Xi-jinping-dengiz-armiye-herbiy-AP Xi-jinping-dengiz-armiye-herbiy-AP](https://uygdev.rfaweb.org/uyghur/xewerler/xitay-teshwiqati-10152024165415.html/xi-jinping-dengiz-armiye-herbiy-ap.jpg/@@images/ce41c1a6-2305-434a-9b8a-84b537b62958.jpeg)
Йеқинда “вашингтон почтиси” гезитидә елан қилинған бир мақалидә, хитайниң иҗтимаий алақә супилирида ялған һесаб ечип, америкадики сайлиғучилар арисида пикир бөлгүнчилики пәйда қилиш, йәһудизимға қарши сөзләрни тарқитиш, сиясәтчиләргә аит суйиқәст нәзәрийәсини базарға селиш арқилиқ американиң 2024-йилдики сайлимиға тәсир көрситишкә урунуватқанлиқи көрситип берилгән.
“вашингтон почтиси” X та тарқилип йүргән нәччә миң учурни тәһлил қилиш арқилиқ, хитайниң америка сиясәтчилирини нишанға еливатқанлиқини байқиған. Мәсилән, хитайниң X тики бир һесабида америка җумһурийәтчиләр партийәсидин болған дөләт мәҗлиси әзаси барри мор (Barry Moore) ға мунасивәтлик 75 учур тарқалған болуп, у “йәһудийларниң ити” дәп һақарәтләнгән һәмдә униң қайтидин дөләт мәҗлиси әзаси болуп сайлиниши “йәһудий малийә гуруһиниң ярдимидин болған” дейилгән.
Мақалидә ейтилишичә, барри мор йеқиндин бери хитай әмәлдарлириға җаза чәклимиси қоюшни қоллиған сиясәтчи болуп, у йәһудий әмәскән. У хитайниң тор дунясидиму өзиниң рәзил мәқситигә йетишкә урунуватқанлиқини билдүрүп: “хитай өзиниң қорал-ярақ амбиридики барлиқ қоралларни, җүмлидин тор қоралини ишқа селип, пүтүн дунядики демократийәни вәйран қилидиғанлиқини аллиқачан ашкарилиди” дегән.
Америкадики сиясий анализчи доктор андерс кор бу һәқтә йоллиған язмичә инкасида мундақ дәйду: “хитай билән американиң тәйвән мәсилиси, уйғурлар мәсилиси вә юқири техникиларда үстүнлүк талишиш тоқунушлириниң әвҗ елишиға әгишип, хитай һөкүмити америка сиясәтчилиригә тәсир көрситип, уларниң хитайға юмшақ қоллуқ қилишини қолға кәлтүрүшкә барғансери қизиқмақта. Хитай компартийәси хитайға бош кәлмәсликтә чиң турған сиясәтчиләрни, дөләт мәҗлиси әзалиридин тартип шәһәр башлиқлириғичә һәммисини нишанға елип, торда уларға қара чаплайдиған, намини булғайдиған, зиянкәшлик қилидиған гәпләрни тарқитип, сайламда һоқуқтин чүшүрүветишкә урунмақта. Бу усул канадада үнүм бәргән болуп, әмди америкадиму үнүм бериши мумкин”.
Америкадики рәнд сиясәт тәтқиқат мәркизи хәлқара тәртип вә хәвпсизлик мутәхәссиси, доктор раймонд ко хитайниң интернетниң күчидин пайдилинип американиң бу нөвәтлик сайлимиға тәсир көрситишиниң унчә биваситә вә күчлүк болмайдиғанлиқини билдүрүп мундақ деди: “улар қаримаққа бихәтәр дәп қариған җайдин американиң сайлимиға арилишишқа урунсиму, униң чоң әһмийити йоқ. Улар пәқәт торда хата вә ялған учурларни тарқитиш арқилиқ америкадики сайлиғучиларниң арисида қалаймиқанчилиқ пәйда қилип, уларни американиң сайлам органлириға ишәндүрмәсликкә урунмақчи. Йәнә бир җәһәттин, хитайниң бу йәрдә ‛бойиға қарап кийим пичиш‚, йәни адәмгә қарап сиясәт бәлгиләш истратегийәси йоқтәк, пәқәт өзлири яхши көрмәйдиған сиясәтчиләргә һуҗум қиливатқандәк қилиду”.
ХитайниңX қатарлиқ иҗтимаий алақә торидики һесаблири хитай тор қошуниниң интернетта тәсир қозғаш үчүн қоллинип кәлгән васитилиридин бири болуп, улар әхләт учурларни топ тарқитиш техникисидин пайдилинип, хитай компартийәсиниң тәшвиқатини қилидикән һәмдә хәлқарада хитайға пайдилиқ пикир еқими вә сайлам нәтиҗисини қолға кәлтүрүшкә урунидикән. Йәнә бир җәһәттин X ниң хоҗайини елан маск X дә сәзгүр сиясий мәсилиләр вә сахта учурларни тазилайдиған хизмәтчиләрни көп миқдарда қисқартқандин кейин, хитайниң X дики тәшвиқат һәрикити мислисиз дәриҗидә күчийип кәткән.
Америкадики сиясий анализчи гордон чаң хитайниң америкада хитайға пайдилиқ бир сиясий муһит яритишни көзләватқанлиқини билдүрүп мундақ дәйду: “хитай һазир америкаға, болупму өз маллириниң америка базириға киришигә һәр қандақ вақиттикидин бәк моһтаҗ, буниң үчүн америкада чоқум хитайға пайдилиқ бир пирезидент вә дөләт мәҗлиси болуши лазим. Шуңа хитай бу қетимлиқ сайлам мәзгилидә американиң төвән қатламдики сайлам риқабитигә, һәтта йәрлик һөкүмәт сайлимиға арилишишқа урунмақта”.
Санлиқ мәлумат тәкшүрүш гурупписи графика (Graphika) ниң билдүрүшичә, хитайниң интернетта вә иҗтимаий алақә супилирида тәшвиқат қилиш, ялған-хата учур тарқитиш вә тор арқилиқ тәсир көрситиш һәрикити2017-йилдин башлап җанланған болуп, “Spamouflage” (әхләт елхәт), “Dragonbridge” (әҗдиһа көврүки) дәп аталған бу һәрикәткә қатнашқан 40 нәччә тор бекәт мәхсус ашундақ учурларни тарқитишқа мәсул икән.
Гордон чаң бу һәқтә тохтилип мундақ деди: “хитайниң тор қошуни һазир дуняда интернет арқилиқ тәсир көрсәткүчи әң чоң мәхпий тор қошуни болуп, уларниң ғоллуқ паалийәт қилидиған Spamouflage намлиқ гурупписи һәмишә америка пуқралириниң намидин пайдилинип, америка сиясәтчилиригә һақарәт қилмақта; 5-ноябирдики чоң сайламдин илгири кишиләрни икки қутупқа бөлидиған учурларни тарқатмақта. Бу гуруппа тарқатқан әхләт елхәтләр ичидә америкадики туғут һоқуқи вә өй-макансизлар мәсилиси, шундақла американиң украина вә исраилийәгә ярдәм бериши қатарлиқ гио-политик мәсилиләр бар. Омумән ейтқанда, хитай америкалиқлар арқилиқ американи вәйран қилишқа урунмақта”.
Мәлум болушичә, хитайниң бу әхләт учур тарқитидиған тор гурупписи хитайни махтайдиған учурларни азайтип, асаслиқ нишанини американиң нөвәттики сайлимиға қаратқан; улар сахтилиқи билинмигүдәк дәриҗидә америка пуқралириниң намида тор һесаби ечип, америкадики көчмәнләр мәсилиси, сақчиларниң зораванлиқи, америкалиқ қара тәнликләрниң җениму җан дегәндәк қизиқ нуқтиларни сөрәп чиққан. Улар йәнә 2023-йил 10-айниң 7-күни хамас исраилийәгә һуҗум қилғандин башлап, иҗтимаий алақә супилирида йәһудийларға қарши мәзмунларни көпләп тарқатқан. 2024-Йил 7-, 8-айларда болса йәһудийларға болған өчмәнлик отини техиму улғайтишқа урунған.
Доктор андерс кор хитайниң тордики питничилириниң америка пуқралириниң идийәсигә тәсир көрситишкә урунуватқанлиқи һәққидә мундақ дәйду: “коммунист хитай һазир америка пуқралирини сиясий җәһәттә икки қутупқа бөлүветишкә, икки партийә оттурисидики талаш-тартишни күчәйтишкә урунмақта. Исраилийә мәсилисидә, хитай йәнә йәһудийлар қарши ирқий өчмәнликни тәшәббус қилмақта. Бу типик дост-дүшмән истратегийәси болуп, хитай өзиниң дости иранға һәмдәм болуп, американиң иттипақдиши болған исраилийәгә қарши турмақта”.
Мақалидә көрситилишичә, хитайниң тәйвәнгә һуҗум қилиш тәһдитиниң күчийишигә әгишип, хитай тәйвәнгә ярдәм беришкә тәйяр туруватқан американиң бу нөвәтлик пирезидентлиқ сайлимиға тәсир көрситишкә башқичә күчимәктә икән. Хитай 2022-йилиму американиң оттура мәзгиллик сайлимиға тәсир көрситишкә урунған болуп, җумһурийәтчиләр партийәсидин болған намзат марко робийониң образини чүшүридиған нурғун учурларни X да тарқатқан. Бу нөвәтлик пирезидентлиқ сайлимида утуп чиқиши хитайға пайдисиз болған намзатниң беләт санини азайтиш үчүн йеңи усулларни қоллиниши мумкин икән.
Доктор раймонд ко мундақ дәйду: “америка дөләт мәҗлисидә, һәтта пирезидент намзатлири ичидә хитайға қарши кәйпият күчлүк. Хитай уларниң һакимийәт бешиға чиқип сиясәт йүргүзүш мумкинчиликини қанчә бурун йоқ қилалиса, өзигә келидиған пайдисиз вәзийәттин, мәсилән, хитайға қарита қанун турғузуш, һалқилиқ санаәт вә кәсипләрни контрол қилиш, хәвпсизлик қурулуши қатарлиқ ишларға дуч келиштин шунчә бурун сақлиналайду”.
Мәлум болушичә, хитайниң интернет қошуни нөвәттә риқабәт үстидики җумһурийәтчиләр вә демократлардин қайсисини қоллайдиғанлиқини ашкара ипадиләштин қечиватқан болуп, буму хитайниң һечқайсисиға яман көрүнүп қалмаслиққа урунуватқанлиқидин дерәк беридикән.