Хитай һөкүмити уйғур райониға кәлгән көчмән хитай аяллирини туғушқа риғбәтләндүридиған сиясәт чиқарған
2024.05.08

Йеқинқи йиллардин буян хитай өлкилиридә иқтисад төвәнләп, ишсизлиқ нисбитиниң күнсайин ешиватқан бир вақитта “шинҗаңға нишанлиқ ярдәм бериш” баһанисидә уйғур дияриға келип йәрлишиватқан хитай көчмәнлири барғанчә көпәймәктә. Хитай һөкүмитиниң ичкири өлкиләрдин кәлгән хитайларға бериватқан иш пурситидин башқа, бикарлиқ өй, терилғу йәр вә башқа алаһидә имтиязлар техиму көплигән хитайларниң уйғур дияриға келишигә түрткә болмақта. Нөвәттә бу хитайларға туғут толуқлимиси беришкә даир йеңи сиясәтниң иҗра қилинишқа башлиғанлиқи хитайниң уйғур диярида хитай нопусини көпәйтиш үчүн давамлиқ чарә издәватқанлиқини көрситип турмақта.
Йеқинда аптоном районлуқ давалаш капалити идарисиниң торида елан қилинған учурға қариғанда, хитай даирилири башқа өлкә-шәһәрләрдин келип хизмәт қиливатқанларниң туғут толуқлимисини дәл җайида илтимас қилиш вә һәл қилиш сияситини йолға қойған. Һөкүмәт уйғур райониға келип суғуртиға қатнашқан хизмәтчиләрниң туғут ярдәм пулини илтимас қилишта йолуққан мәсилилирини һәл қилиш үчүн бу йеңи сиясәтни чиқарған.
“шинҗаң гезити” ниң бу һәқтә тарқатқан хәвиридин мәлум болушичә, мәзкур сиясәт бойичә, үрүмчи, санҗи, ақсу қатарлиқ җайлардики аял хизмәтчиләр, ичкири хитайдики тәвәликигә қайтмисиму, уйғу районидики йәрлик дохтурхана вә давалаш орунлирида бала туғалайдикән; керәклик учурларни телефонда сиканирлаш арқилиқла туғут толуқлимисидин бәһримән болалайдикән; шәһәр яки өлкә атлашниң һаҗити йоқ икән.
Униңдин башқа, туғут ярдәм пули учурлирини “аптоматик дәлилләш” йолға қоюлидикән. Давалаш аппаратлири давалаш суғуртиси учур суписи арқилиқ туғут учурлирини биваситә йоллап, учур суписи туғут толуқлимиси санлиқ мәлуматлирини аптоматик чиқирип берәләйдикән.
Үчинчиси, бу сиясәт арқилиқ, туғут тәминатини илтимас қилишта һечқандақ хаталиқ йүз бәрмәсликни ишқа ашурғили болидикән. Хәвәрдә, мәзкур сиясәтниң нопус тәрәққиятиға ярдәм беридиған бир сиясәт икәнлики алаһидә тәкитләнгән.
Демәк, һазир уйғур аптоном район дәриҗилик 9 маслаштуруш районида, давалиниш суғуртиси учур системиси арқилиқ аптоматик һалда туғут толуқлимисини алғили болидикән; суғуртиланғучилар өзлири мәлум қилмисиму, туғут толуқлимисидин бәһримән болалайдикән.
Хитай һөкүмити ирқий қирғинчилиқни давамлаштуруп, уйғурларға нопус чәкләшни күчәйтиватқан бир вақитта, ичкири хитайдики пиланлиқ туғут чәклимисини зор дәриҗидә бошитип, хитайларни көп туғушқа вә уйғур райониға келип туғушқа риғбәтләндүрүватқанлиқи бу сиясәттин аян болуп турмақта.
Мәркизи вашингтондики “коммунизм қурбанлири хатирә фонди” ниң алий тәтқиқатчиси адриан зенз, 2021-йили елан қилған “уйғурларниң нопус үстүнлүкни өзгәртиш қурулуши: бейҗиң даирилириниң җәнубий шинҗаңдики нопусни әлалаштуруш истратегийәси һәққидә анализ” намлиқ доклатида, хитайниң һөкүмәт һөҗҗәтлири вә башқа истатистикилиқ материяллирида ашкариланған бәзи учурлар асасида әгәр хитайниң уйғур райониға қаратқан сиясәтлири мушу бойичә давамлашса, уйғур нопусиниң ешиш нисбити барғансери төвәнләп, 2040-йилиға барғанда 2.6 Милйондин 4.5 Милйонғичә кишиниң аз туғулидиғанлиқини оттуриға қойғаниди.
Адриан зензниң доклатида илгири сүрүлүшичә, хитай һөкүмити аз санлиқ милләтләр нопусиниң мәлум бир районға мәркәзлик топлинип қелишини, өзиниң дөләт хәвпсизликигә тәһдит дәп һесаблиған. Йәни зензниң ейтқанлириға асасланғанда, кәлгүси 20 йилда тарим вадисидики уйғурларниң нопуси бир нәччә милйон төвәнләш бәдилигә хитай нопусиниң бу җайлардики ешиш нисбити 25 пирсәнткә йетидикән. Хитай һөкүмәт тәтқиқатчилириниң тәбири бойичә ейтқанда, тарим вадисидики һәрқайси наһийә вә шәһәрләрдә хитай нопусиниң игилигән нисбити уйғур нопусиниң нисбитидин ешип чүшкәндә, андин аталмиш “нопусниң әлалашқанлиқи” әмәлгә ашидикән.
Адриан зенз мәзкур доклатта йәнә, хитайниң “пиланлиқ туғут сиясити” намида туғут чәкләш вә аялларни туғмас қиливетиш қатарлиқ васитиләр арқилиқ, уйғурларниң нопусини мәқсәтлик азайтиш сияситини “нопус қирғинчилиқи” дәп атиғаниди.
Уйғур райониға кәлгән хитайларниң туғут толуқлимиси елишини қолайлиқ вә үнүмлүк қилиш үчүн чиқирилған бу йеңи сиясәтниң, хитай даирилириниң уйғур райондики аһалә қурулмисини өзгәртиш үчүн давамлаштуруватқан сиясәтлири билән қандақ алақиси бар? иҗра қилинишқа башлиған бу сиясәттин кимләр мәнпәәтлинидиғанлиқи вә униң даириси һәққидә йәниму тәпсилий мәлумат елиш үчүн, қизилсу областлиқ һөкүмәт җеҗяң нишанлиқ ярдәм бериш қоманданлиқ ишханисиға қилған телефонимизни алған хадимниң баянлиридин, мәзкур йеңи сиясәттин хитай өлкилиридин уйғур райониға аталмиш “нишанлиқ ярдәм” гә кәлгәнләрниң мәнпәәтлинидиғанлиқи ашкариланди.
У мундақ деди: “җеҗяңдин шинҗаңға ярдәм беришкә беришкә кәлгән ишчи-хизмәтчилиримиз үчүн ейтқанда, бу сиясәт уларниң мушу җайниң өзидики дохтурханиларда, торлашқан система арқилиқлар һесабат қилалайдиғанлиқидин дерәк бериду, рәсмийәт үчүн артуқ һәқ төлишиниң һаҗити қалмайду” .
Униңдин һазир җеҗяңдин қанчилик адәмниң “шинҗаңға ярдәм бериш” кә кәлгәнликини соридуқ. У җаваб берип мундақ деди: “һәр қайси басқучларда қизилсу аптоном областиға нишанлиқ ярдәмгә кәлгән ишчи-хизмәтчилиримиз миңдин ашиду. Дөлитимизниң район атлап хизмәткә орунлаштуруш сияситиниң түрткисидә, бара-бара башқа шәһәрләргиму кеңәйтилиду” .
Биз йәнә туғут толуқлимиси елиш сияситиниң әмәлийлишиш әһвалини игиләш үчүн санҗи шәһәрлик хәлқ дохтурханиси арқилиқ туғут ярдәм пулиға еришкән бир шәншилиқ хитай аялни зиярәт қилдуқ.
У өзиниң техи йеқинқи күнләрдә балисини санҗидики нуқтилиқ дохтурханида туғқанлиқини, бу сиясәттин хәвәр тапқандин кейин юртиға қайтмайла интайин қолай һалда туғут ярдәм пулиға еришәлигәнликидин бәкму хушал икәнликини билдүрүп мундақ деди:
“юртум шәнши, йолдишим иккимиз шинҗаңға ишлигили кәлгән. Шуңа мән баламни шинҗаңда туғдум. Мениң нопусум бу җайда болмиғачқа, туғут толуқлимисини бу җайда илтимас қилалмаймән, чоқум юртумға қайтишим керәк яки юрттикиләр рәсмийәтләрни әвәтип бериши керәк дәп ойлиғанидим. Әмма, ширкитимизниң башлиқиға телефон қилип, туғут толуқлимисини атчот қилишим үчүн, қандақ һөҗҗәтләр әвәтишим керәкликини сориғанда, у маңа һазир, мушу җайниң өзидила толуқлима пулини алғили болидиғанлиқини ейтти. Шуниң билән түнүгүн мушу дохтурханиниң өзидила, икки миң йүән туғут толуқлимисини қолумға бәрди. Қандақла болмисун икки миң йүән хели җиқ пул” .
Биз униңдин йәнә туғут толуқлимиси елиш үчүн, қандақ һөҗҗәт материялларни һазирлаш шәрт икәнликини соридуқ, у бу җәрянниң ойлиғинидинму қолай болғанлиқини, пәқәт кимлики, һәмкарлишип давалаш суғуртиси, ширкәтниң тонуштуруш хети һәмдә дохтурханиниң испати биләнла тор арқилиқ ярдәм пулини нәқләштүргәнликини баян қилди. Шундақла, һәр қандақ җайдин шинҗаңға келип туғқанларниң мушу усулда туғут чиқимини атчот қилалайдиғанлиқини ейтти. Униң чүшәндүрүшичә, һазирқи өлчәм бойичә өзи туғқанларға 800 йүән, оператсийә арқилиқ туғқанларға 2000 йүән туғут толуқлимиси берилидикән.
Бу шәншилик хитайниң санҗиға келип ишләватқанлиқиға икки йилдин ешипту. Биз униңдин, “немә үчүн уйғур дияридики йәрлик милләтләр, силәр көчмәнләр бәһримән болған сиясәтләрдин бәһримән болалмайду, немә үчүн пәрқлиқ болиду? ” дәп соридуқ. У немә дейишини биләлмәй бир һаза турғандин кейин, “немә үчүн бундақ зор пәрқ бар, растни ейтсам мәнму билмидим” деди вә телефонни қойди.
2017-Йил хитай һөкүмити уйғурларни нишан қилған “пиланлиқ туғут сияситигә хилаплиқ қилғучилар” ға зәрбә беришни башлиған, “артуқ туғқанлар” ни мәлум қилғанларни мукапатлиған. “пиландин артуқ туғқан” уйғур, қазақ аилилирини, мәйли у балиси қанчә яшқа киргән болушидин қәтий нәзәр җазалашқа башлиған, аялларға туғуттин сақлиниш үзүки селиш, туғмаслиқ оператсийәси қилишни йолға қойғаниди. Бу хил җазалашниң һазирму давам қиливатқанлиқи мәлум. Бу һәқтә йеқинқи күнләрдә, бир уйғур аялниң “пиландин сирт” туғулған балиси үчүн җәриманә төләшкә мәҗбур болғанлиқидин шикайәт қиливатқан қисқа син көрүнүши тарқалғаниди.
Америкадики лагер шаһити турсунай зиявудун, хитайниң әмдиликтә хитай көчмәнлирини туғушқа риғбәтләндүридиған йеңи сиясәтләрни чиқириватқанлиқидин хорлуқ вә наһәқчилик һес қиливатқанлиқини баян қилди.
Турсунайниң билдүрүшичә, күнәстики лагерда өзи соланған камерда 40 аялдин сәккизи “пиландин көп туғқан” дегән җинайәт билән лагерға қамалған вә еғир җазаланған.
Турсунай йәнә уйғур аяллириниң лагер вә түрмиләрдила әмәс, лагерға кирмигән тәқдирдиму охшашла мәҗбурий туғмас қилиш, мәҗбурий бала чүшүрүш оператсийәси қилиш, “пиландин артуқ” балилиқ болғанларға еғир җәриманә қоюш вә җазалаш сияситиниң қурбани болуп келиватқанлиқини билдүрди. Униң қаришичә, уйғурлар нопусиниң көпийишини қаттиқ чәкләп келиватқан хитай һөкүмитиниң, әмдиликтә хитай көчмәнлирини туғушқа риғбәтләндүридиған сиясәтни әмәлийләштүрүшкә башлиғанлиқи әмәлийәттә хитайниң ирқи қирғинчилиқ җәрянида йоқатқан уйғур нопусиниң орнини толдурушни мәқсәт қилған болуп, ирқи қирғинчилиқ сияситиниң давами икән.