Ши җинпиңниң охшимиған туғут сияситигә йошурунған сиясий мәқсәтләр

Вашингтондин мухбиримиз меһрибан тәйярлиди
2023.11.03
Америка һөкүмити хитай әлчиханисиниң уйғур аяллири һәққидики тивиттер учурини қаттиқ әйиблиди Хитай әлчиханиси уйғур аяллирини туғмас қилғанлиқини етирап қилғанлиқи мунасивити билән ишләнгән картон.
Yettesu

Хитайда өткән әсирниң 80-йиллириниң оттурилиридин башлап йолға қоюлған пиланлиқ туғут сиясити 40йил давам қилғандин кейин, ши җинпиң һөкүмити 2020-йили хитайда туғут чәкләш сияситиниң бикар қилинғанлиқини елан қилғаниди. 2023-Йили 10-айниң 30-күнидики хәвәрләрдин мәлум болушичә, хитай нопусиниң җиддий азлап кетишидин әнсиригән ши җинпиң хитай аяллирини туғушқа чақириқ қилған.

Ройтерс агентлиқида 30-өктәбир күни берилгән “ши җинпиң, хитай аяллири чоқум йеңи аилә йүзлинишини башлиши керәк деди” сәрләвһилик хәвәрдә дейилишичә, хитай компартийәсиниң баш секретари ши җинпиң хитай аяллирини бала туғушқа чақириқ қилип, хитай нопусида аялларниң һалқилиқ рол ойнайдиғанлиқини тәкитлигән. Ши җинпиң сөзидә “бу дөләт нопусниң қериши ешиватқан, туғулуш нисбити төвәнләватқан мәзгилдә, аялларниң ролиниң муһимлиқи” ни билдүрүп, “аяллар чоқум һәл қилғуч рол ойнап, йеңи аилә муһити бәрпа қилиши керәк” дегән. У йәнә, хитай аяллар бирләшмисиниң бу җәһәттә актип рол ойниши керәкликини тәкитләп: “аяллар хизмитини яхши ишләш-аялларни тәрәққий қилдуруш җәһәттила әмәс, аилә вә җәмийәтниң инақлиқи, дөләтниң тәрәққияти вә хитай миллитиниң гүллиниши билән мунасивәтлик муһим иштур” дегән.

Канададики кишилик һоқуқ паалийәтчиси шең шө ханимниң билдүрүшичә, хитайда 40 йил давам қилған пиланлиқ туғут сияситидин кейин, ши җинпиңниң хитай аяллирини бала туғушқа чақириқ қилиши, нөвәттә хитайда йүз бериватқан хитай нопусиниң шиддәт билән азийиши сәвәбидин икән.

Шең шө бу һәқтә йәнә мундақ деди: “хитай компартийәси йолға қойған пиланлиқ туғут сиясити иҗра қилиш әмәлийити нәччә милйон нопусниң өлтүрүлүшигә сәвәб болди. Кейинки чағда хитайниң пүткүл нопус саниниң җиддий азлап кетиши вә бу бирқанчә йилдин буян униң иқтисадиниң төвәнлиши сәвәблик, у техиму көп нопусқа еһтияҗлиқ болмақта. Әмма һазир хитайда яшлар һәр хил иқтисадий бесим вә сиясий бесимлар сәвәбидин балилиқ болушни халимайдиған вәзийәт барғанчә күчәйди” .

Хитай хәвәрләр ториниң 2023-йил 3-айниң 1-күнидики хәвиридә, хитай дөләтлик истатистика идариси 2023-йили 2-айниң 28-күни елан қилған нопус сани нәқил елинип, “2022-йили пүтүн хитайдики нопус 1 милярд 411 милйон 750 миң болуп, 2021-йилдикидин 850 миң адәм азайған” дейилгән. Хәвәрләрдин мәлум болушичә, хитайда 2022-йили йүз бәргән нопус санидики җиддий азийиш, 60 йилдин буян көрүлгән нопустики әң төвән нуқта дейилгән.

 Шең шө ханим сөзидә хитай һөкүмити 40 йил йолға қойған пиланлиқ туғут намидики нопус тизгинләш сияситидә, хитай һөкүмитиниң сиясий еһтияҗи бойичә хитай өлкилири вә уйғур қатарлиқ хитай болмиған милләтләр районида пәрқлиқ иҗра қилинғанлиқини билдүрди. У мундақ деди: “шинҗаңға охшаш аз санлиқ милләтләр районида, хитай компартийә һөкүмитиниң бу сиясити пүтүнләй сиясий мәқсәттә йүргүзүлди. Йәни хитайниң бу районлардики һөкүмранлиқини мустәһкәмләш еһтияҗи бойичә иҗра қилинди. Йәни пиланлиқ туғут дәсләп йолға қоюлған мәзгилләрдә, хитай компартийә һөкүмити хитай өлкилиридә бу сиясәтни қаттиқ иҗра қилған мәзгилләрдә, у моңғул, уйғур, тибәт районлирида бу сиясәтни кечиктүрди, яки нисбәтән бош иҗра қилди. Әмма кейинки мәзгилләрдә бу сиясәт бу районларда туюқсиз қаттиқ иҗра қилинишқа башлиди. Болупму уйғур райониға чен чүәнго һөкүмранлиқ қилған 2017-2018-йилларда вә 2021-йилға кәлгәндә бу райондики нопусниң туғулуш нисбити 2016-йилдин илгирикигә қариғанда җиддий азийип кәтти. Бу зор пәрқ немидин кәлгән? бу әмәлийәттә хитай һөкүмитиниң районда йүргүзгән бастуруш сиясити билән биваситә мунасивәтлик. Йәни 2016-йилдин башлап у бу районда ирқий айримичилиқ сияситини йүргүзди. Хитай компартийәси лагерларни қуруш арқилиқ бастуруш елип барди. Уйғур аилилирини парчилап, әр-аялларни тутқун қилип лагерларға қамиди, мәҗбурий әмгәккә салди. Униң бу бастуруш сиясәтлириниң һәммиси бу районлардики нопусниң җиддий азийип кетишигә сәвәб болди”.

 Америкадики “уйғур кишилик һоқуқ қурулуши” ниң тәтқиқатчиси зубәйрә шәмсидин ханимниң билдүрүшичә, ши җинпиңниң хитай аяллирини бала туғуп хитай нопусини көпәйтишкә чақириқ қиливатқан шараитниң өзидә, буниңға селиштурма һалда уйғурлар учраватқан ирқий қирғинчилиқ сияситидә, уйғур аяллирини мәҗбурий туғмас қилиш сиясити әң қаттиқ һәтта қәбиһ васитиләр билән иҗра қилиши йеқинқи йилларда әвҗигә чиққаниди.

Уйғур диярида 2017-йили әвҗигә чиққан нәччә милйон уйғурни тутқун қилип лагерларға қамаш долқунида “пиланлиқ туғут сияситигә хилаплиқ қилип көп пәрзәнтлик болған” дегән җинайәт артилип тутқун қилинған уйғурларниң көп санлиқни игилигәнлики дуняға ашкариланғаниди. Бу мәзгилләрдики хәвәрләрдә туғут йешидики уйғур аяллирини мәҗбурий туғмас қилиш, туғулуш алдидики бовақларни мәҗбурий чүшүрүш қатарлиқ сиясәтләр уйғур нопусида җиддий төвәнләш пәйда қилғанлиқи уйғур дияридин чәтәлләрдә қечип чиққан лагер шаһитлири вә хитайниң өзиниң мәхпий һөҗҗәтлири арқилиқ дуняға ашкариланғаниди. Бу, уйғуршунас алим адриян зензгә охшаш тәтқиқатчилар тәрипидин “хитай һөкүмитиниң башқа милләтләрни азлитип йоқ қилип, хитайларни көпәйтиштәк әшәддий милләтчиликиниң типик ипадиси” дәп әйибләнгән.

Германийәлик уйғуршунас тәтқиқатчи адриян зениз тәрипидин 2020-йили 29-июн күни елан қилинған “һамилидарлиқтин сақлиниш, мәҗбурий туғут чәкләш: хитай компартийәсиниң уйғурларниң туғулуш нисбитини контрол қилиш һәрикити” намлиқ 28 бәтлик һөҗҗәтлик доклатта, тунҗи қетим хитай һөкүмитиниң “пиланлиқ туғут сиясити” гә аит рәсмий һөҗҗәтлиридики мәзмунлар вә бу сиясәтниң арқисиға йошурунған пиланлар ашкариланған.

Һөҗҗәткә асасланғанда, даириләр 2019-йили уйғур райониниң җәнубидики төт вилайәттә туғут йешидики аялларниң кәм дегәндә %80 ини туғуттин сақлиниш оператсийәси қилдурған. 2018-Йилидики статистикиға қариғанда, барлиқ йеңи туғуттин сақлиниш орунлаштурушлириниң %80 пүтүн хитай нопусиниң 1.8 Пирсәнтини тәшкил қилидиған уйғур районида елип берилған.

Хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзүлгән пиланлиқ туғут намидики мәҗбурий туғмас қилиш сиясити йәнә америка башчилиқидики ғәрб демократик дөләтлиридә, уйғурларға йүргүзүлгән ирқий қирғинчилиқниң муһим бир парчиси дәп көрситилгәниди.

2020-Йил 30-июн күни америка хәлқара диний әркинлик комитети мәхсус баянат елан қилип, хитай һөкүмитиниң мәҗбурий туғмас қиливетиш тәдбирлирини “қирғинчилиққа баравәр” дәп көрсәтти. Баянатта көрситилишичә, уйғур дияридики лагер тутқунлириниң зор бир қисми “көп пәрзәнтлик болған” дегән әйиб билән тутқун қилинғанлар икән. Хитай һөкүмитиниң туғмас қиливетиш тәдбирлириниң нәтиҗисидә 2019-йили уйғурлар дияридики туғут нисбити 24 пирсәнт төвәнләп кәткән. Йәнә келип 500 миңчә гөдәкниң ата-анисидин җуда болуп, һөкүмәт башқурушидики дарилетамларға мәһкум болуши һәмдә бу җайда өзлириниң диний етиқади вә тил-йезиқидин мәһрум қалдурулуши бу мәсилини техиму еғирлаштуруветидикән.

Хитай һөкүмитиниң уйғурларға елип барған ирқий қирғинчилиқ сияситини һәққидә лагер шаһитлириниң гуваһлиқида әнглийәдә ечилған “уйғур соти” , 2021-йили 12-айниң 9-күни ахирқи һөкүмни чиқарғанда, уйғур учриған мәҗбурий туғмас қилиш қилмишлирини, җинайи қилмиш дәп бекитип, уйғурлар учраватқан ирқий қирғинчилиқниң пакитлири дәп һөкүм чиқарған иди.

Зубәйрә ханим сөзидә, уйғурлар учраватқан ирқий қирғинчилиқ сияситидә, хитай һөкүмитиниң уйғур аяллирини мәҗбурий туғмас қилиш җинайи қилмишлири хәлқарада қаттиқ әйибләшкә учриғандин кейин, хитайниң һөкүмәт таратқулирида уйғур аяллирини мәҗбурий туғмас қилиш сияситини ақлайдиған хәвәрләрниң көпәйгәнликини билдүрди.

У сөзидә 2021-йили 1-айниң 7-күнидики “хитай хәвәрлири” дә бу һәқтә мәхсус мақалә елан қилинип, “аяллар хизмәт пурситигә еришип, туғуш машиниси болуштин азад қилинди” дейилгәнликини, бу хәвәрниң әйни чағда хитайниң америкадики баш әлчиси болуп вәзипә өтәватқан сүй тийәнкәйниң твиттер сәһиписидә һәмбәһирлигәнликини нәқил елип өтти.

Хәлқара таратқулардики хәвәрләргә көрә, ши җинпиң тәхткә чиққан 10 йилдин буян, уйғур дияриға ярдәм намида хитай көчмәнлирини йөткәшни техиму тезләткән. Зубәйрә ханимниң билдүрүшичә, хитай һөкүмити уйғурларни өз земинидики аз санлиқларға айландуруш үчүн, мәһәлливи турмуш адитидә яшайдиған уйғурларниң аилә бирликини бузуп, туғут йешидики әр-аялларни айрип тутқун қилип лагерларға қамаш, әрзан әмгәк күчи шәклидә хитай өлкилиригә йөткәп тарқақлаштуруш, уйғур балилирини ата-анилиридин айрип ятақлиқ мәктәпләрдә мәҗбурий хитайчә маарипта тәрбийәләш, мәниви җәһәттә уйғурларниң диний етиқад, өрп-адәт, тил-мәдәнийәт җәһәтләрдики барлиқ миллий хаслиқлирини йоқитип, уйғурларни хитайлаштуруш сияситини йәниму күчәйткән.

 юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.