Хитайниң уйғур земинидики қумлуқларға дәрәх тикип, ашлиқ териши “амәт” му яки “апәт” му?
2024.10.11
Йеқинқи мәзгилләрдә, хитай даирилириниң уйғур земинидики қумлуқларни көчәт тикип йешиллаштуруп, қақаслиқни өзгәртип ашлиқ терип, төт корейә дөлитигә баравәр бостанлиқ бәрпа қилиш қурулушини күчәйтиватқанлиқи һәққидики тәшвиқатлири әвҗ алмақта.
Хитайниң бу һәқтики хәвәрлиридә йәнә, ғәрб дөләтлиридики мутәхәссисләрниң хитайниң “қумлуқни йешиллаштуруш вә иқтисадий үнүм яритиш” қурулушиниң әслидә уйғур дияриниң екологийәлик муһитини еғир бузғунчилиққа учритиду дәп әйиблигәнликиму тилға елинған болуп, хитайниң буниңдин қаттиқ нарази болғанлиқи билинмәктә.
Мутәхәссисләрниң билдүрүшичә, хитай һөкүмити 70 йилдин буян уйғур дияридики екологийәлик муһитни еғир дәриҗидә бузғунчилиққа учритип кәлгән болуп, пәқәт йеқинқи йилларда бу районға зор санда аһалә орунлаштуруш үчүн қумлуқни өзгәртип бостанлиқ бәрпа қилиш вә қумлуқ шәһәрлирини қурушқа һәрикәт қилмақта икән.
Бүгүнки күндә тәклимакан қумлуқлирида хитайниң көчәт тикип, ашлиқ териши һәқиқәтән хитай тәшвиқатлирида дейилгинидәк “иқтисадий үнүм яритиш” му, яки бу районға хитай көчмәнләрни йөткәшкә тәйярлиқ қилишму? дегән мәсилидә мутәхәссисләр пикир баян қилди.
Түркийәдики нопус тәтқиқатчиси дилшад баришчи әпәнди бу һәқтики инкасида, хитай һөкүмитиниң нөвәттә “қумлуқни тизгинләп, бостанлиққа айландуруш” қурулушиниң әслидә 1950-йиллардин башлапла “шинҗаңни гүлләндүрүш” шоари астида елип берилғанлиқини, бүгүнки күндә болса қумлуқ җайларни йешил орманлиққа вә мунбәт йәрләргә айландурушиниң теги-тәктидин алғанда уйғурларниң өз земинидики һәқ-һоқуқини пүтүнләй тартивелиш икәнликини билдүрди.
Дилшад баришчи әпәнди йәнә, хитайниң 70 йил мабәйнидә уйғур елидә аталмиш “боз йәр ечиш”, “чөлни бостанлиққа айландуруш намида райондики хитай нопусини көпәйтишиниң дәл хитайниң уйғур елини хитайлаштуруш сияситиниң иҗра қилиниши икәнликини тәкитлиди.
Хитайниң “қолай тор хәвәрлири” (NetEase) ториниң 28-сентәбирдики хәвиридин қариғанда, хитай даирилири ғәрб дөләтлиридики мутәхәссисләрниң тәклимакан чөллүкини йешиллаштуруш вә уни “алтун макан” ға айландуруш тәтқиқатидики йеңи нәтиҗиләрни көрәлмәслики вә уни әйиблишиниң арқисиға мурәккәп муддиаларниң йошурунғанлиқини, шуңа уларниң бу әйибләшлиригә писәнт қилмай, “йешил тәрәққият йоли” ға меңиш ирадиси вә ишәнчисини күчәйтиш лазимлиқини тәкитлигән.
Һазир америкада яшаватқан, илгири японийәдә тәбиий җуғрапийә кәспий бойичә докторлуқ унвани алған мухтәр чоң әпәнди, уйғур елидики қумлуқлар вә қумлуқларниң түри һәққидә тохтилип, бу қумлуқларни көкәртип, терилғу йәр ечишниң екологийәлик қанунийәткә мас келиш кәлмәслики һәққидә мәлумат бәрди.
Доктор мухтәр чоң әпәндиниң ейтишичә, һазир дуняда оттура шәрқтики бәзи бай дөләтләрдә деңиз сүйини тузсизландуруп, уни көчәт тикиш вә чимлиқларни суғурушқа ишлитиватқанлиқи мәлум болсиму, хитайниң қиливатқинидәк, қумлуқта зор көләмлик боз йәр өзләштүрүш йәни, тәбиәтни өзгәртиш қилмишини аңлап бақмиғаникән. Униң билдүрүшичә, хитайниң нөвәттә уйғур елигә хитай көчмәнләрни йөткәш үчүн қумлуқларда сүний усулда бәрпа қилған йешиллиқ вә бостанлиқлири екологийә нуқтисидин елип ейтқанда, начар ақивәтләрни кәлтүрүп чиқиридикән.
Японийәдә тәбиий җуғрапийә пәнлири бойичә докторлуқ унвани алған алған, һазир түркийәдики истанбул айдин университети саяһәт бөлүминиң оқутқучиси болуп ишләватқан доктор гүлмирә бәрдаш ханимниң қаришичә, хитайниң қумлуқни өзгәртиш қурулуши маһийәттә, қумлуқ җайлардики суниң азийиши, тупрақниң начарлишишини кәлтүрүп чиқирип, уйғур елиниң екологийәлик муһит вә тәңпуңлуқиға көрүнәрлик сәлбий тәсирләрни елип келидикән.
Униң билдүрүшичә, хитай тәрипләп келиватқан қумлуқни “йешиллаштуруш” қурулуши йәнә, райондики тәбиий қумлуқ екологийә системиси, шуниңдәк тарим дәрясиниң төвән еқинидики екологийәлик системиниму қалаймиқанлаштуридикән.
Омумән ейтқанда, мутәхәссисләрниң қаришичә, хитай даирилириниң бүгүнки бу “қумлуқни йешиллаштуруш вә иқтисадий үнүм яритиш” қурулуши хитайларға амәт, уйғурларға апәт елип келидиған бузғунчилиқ һәрикити икән.