Хитай һөкүмити “уйғур” дегән намни ишләтмәслик тактикисини қолланмақта
2024.04.16

Йеқиндин буян, хитайниң һөкүмәт тәшвиқатлирида “шинҗаңлиқ” вә “шинҗаңдики аз санлиқ милләтләр”, тәшвиқати күчәйгән. Қәшқәргә охшаш уйғур юртлири вә уйғур мәдәнийитигә тәвә кийим-кечәк, йемәк-ичмәк, нахша-уссулға мунасивәтлик хәвәрләрдиму, “уйғур” аталғусиниң орниға “шинҗаңлиқлар”, “аз санлиқ милләтләр” дегәндәк намлар омумлаштурулған. Хитайниң бу түрдики тәшвиқатлири чәт әлләргиму кеңәйгән.
Хитай компартийә һөкүмити өз тәшвиқатлирида уйғурларни “шинҗаңдики аз санлиқ милләтләр” “шинҗаңлиқ” лар дәп атап келиватқан болуп, йеқинқи йилларда һәтта өз қанунида бекитилгән “шинҗаң уйғур аптоном райони” наминиму қисқартип “шинҗаң”, һәтта “шинҗаң аптоном райони” дәп атимақта. Болупму уйғур мәдәнийитигә тәвә болған уйғур кийимлири, уссул-музикилири, һүнәр-сәнити, таамлириниң наминиму “шинҗаң нахша-музикилири” , “шинҗаң һүнәр сәнити” , “шинҗаң таамлири” дегән намларда хитай дөлити ичидә тәшвиқ қилинип омумлаштурушқа йүзләнгән.
Хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзүватқан сияситини йеқиндин көзитип келиватқан сиясий вәзийәт анализчилиридин, дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң муавин рәиси, америкадики илшат һәсән әпәндиниң қаришичә, хитай һөкүмитиниң “уйғур” лар вә уйғур мәдәнийитигә тәвә болған аталғуларда “шинҗаң”, яки “шинҗаңдики аз санлиқ милләтләр” дегәндәк намларни қоллиниши мәқсәтлик болуп, буниңда уйғур кимликини йоқитиштин ибарәт ениқ сиясий ғәрәз ипадилинидикән.
Хитай һөкүмити бу йиллиқ рамизан мәзгилидиму алдинқи йиллардикигә охшашла, уйғурларниң ислам диний етиқади бойичә роза тутуш паалийәтлирини қаттиқ чәклигән. Әмма 10-апрел күнидики роза һейтта, қәшқәр, хотән қатарлиқ уйғурлар зич олтурақлашқан шәһәрләрдә, уйғурларни кочиларда, нағра-сунай челиш, сама усули ойнаш қатарлиқ сәнәт паалийәтлиригә уюштуруп, буни “шинҗаңдики аз санлиқ милләтләрниң уссул-музикилири” дәп тәшвиқ қилған. Базарларда сетиливатқан уйғурларниң һейтлиқ йемәкликлири вә уйғур таамлирини болса, “шинҗаң йемәкликлири” намида тонуштуруп, хитай саяһәтчилирини җәлп қилиштики тәшвиқат қоралиға айландурған. Хитай таратқулирида һәтта қәшқәргә охшаш уйғур юртлиридики һейтлиқ паалийәт һәққидики хәвәрләрдиму, “уйғур” аталғусиниң орниға “ “қәшқәрдики һәр милләт хәлқи һейтни тәбриклиди” , “қәшқәрдики аз санлиқ милләтләр сама усули ойниди” дегәндәк ибариләрни ишләткән.
Илшат һәсән әпәндиниң билдүрүшичә, даириләрниң қәшқәрдәк, миң йиллардин буян уйғурларниң мәдәнийәт мәркизи болған шәһәрниму аталмиш һәр милләт хәлқи яшаватқан шәһәр дәп тәриплиши, уйғурларға хас болған барлиқ мәниви маддий мәдәнийәтләрниму “шинҗаң мәдәнийити” қалпиқи астида тәшвиқ қилиши йеқинқи 15 йилдин буян барғанчә күчәйгән.
Униң тәкитлишичә, хитай даирилири нөвәттә өзиниң тәшвиқат қорали арқилиқ, уйғур кимликигә вәкиллик қилидиған, уйғурларниң нахша-музика, һүнәр-сәнәтлири вә уйғур таамлирини, “шинҗаң музика-сәнәтлири”, “шинҗаң һүнәр-сәнити”, “шинҗаң таамлири” дегәндәк намларда хитай дөлити ичидә һәтта чәт әлләргә қәдәр кәң тәшвиқ қилиш тактикисини қолланмақтикән.
Нөвәттә хитайниң бу түрдики тәшвиқатлири чәт әлләрдиму көпийиватқан болуп, бултур 12-ай мәзгилидә, париж шәһиридә уйғурчә кийинип, хитай тәшвиқатини қилған уйғур әр-аял, хитай баянатчиси ваң венбиң тәрипидин “шинҗаңлиқлар образини намаян қилди” дәп мәдһийәләнгән иди. Бу йил4-айниң бешида явропада докторлуқ оқуватқан бир хитай қизиму, уйғурчә кийинип, чехийә пайтәхти пирагадики чоң мәйданда саяһәтчиләргә өзи кийивалған кийимини тонуштуруп, “бу хитайда яшайдиған аз санлиқ милләт уйғурларниң кийими, уйғурлар хитайдики 56 аз санлиқ милләтниң бири” дәп тонуштурған.
Мәзкур видийо филими фәйсбок қатарлиқ иҗтимаий алақә мунбәрлиридә тарқалғандин кейин, чәт әлләрдики уйғурларниң қаттиқ наразилиқ инкаслирини қозғиди.
Германийәдики уйғур паалийәтчиси әнвәр әхмәт әпәндиниң қаришичә, хитай һөкүмитиниң хитай дөләт ичи һәтта чәт әлләрдиму, “шинҗаң” тәшвиқатини күчәйтиши, бу земинниң уйғурларниң ана юрти икәнликини инкар қилишқа урунуш болупла қалмастин, бәлки уйғурларниң кимлики вә уйғурларға тәвә болған мәдәнийәтләрниму хитайлаштуруш һәтта йоқитишни мәқсәт қилғаникән.
Әнвәр әхмәт әпәнди йәнә нөвәттә хитай һөкүмитиниң сияситини қоллайдиған бир қисим хитайпәрәс дөләтләрдә “шинҗаң хитайниң айрилмас бир қисми” “шинҗаңлиқлар бәхтлик яшаватиду” тәшвиқатини күчәйтиватқанлиқини билдүрди.
У сөзидә йеқиндин буян иҗтимаий таратқуларда уйғурларниң наразилиқ инкасини қозғаватқан хитайниң тәшвиқат темилириниң бири, бир қисим хитайпәрәс уйғурлар вә хитайларниң уйғурларниң әнәниви кийимлирини кийип, явропа шәһәрлиридә хитайниң “шинҗаң тәшвиқати” қиливатқан көрүнүшләр икәнликини билдүрди.