Хитайниң уйғур земинидики қезилма байлиқларни талан-тараҗ қилиш чарә-тәдбирлири көпәймәктә

Вашингтондин мухбиримиз шадийә тәйярлиди
2024.10.05
Koktoqay-kan-mineral-serek-topa Көктоқай наһийәсидики 84 хил минерал мадда байқалған 3-номурлуқ кан қудуқи, 2020-йили 16-сентәбир, көктоқай
CGTN

Хитай һөкүмити уйғур диярини нуқтилиқ истратегийәлик енергийә базисиға айландуруш пиланини оттуриға қоюп, районда хитайниң енергийә байлиқи санаәт топини актиплиқ билән шәкилләндүрүш вә кеңәйтишкә урунуватқан болуп, йеқинда “канчилиқниң юқири сүпәтлик тәрәққиятини илгири сүрүштики бир қанчә тәдбир” ни елан қилған.

Хитайниң “хәлқ тори” 27-сентәбир чиқарған хәвәрдин қариғанда, уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт елан қилған “бир қанчә тәдбир” дә, “йешил енергийә байқашни күчәйтиш, геологийәлик чарлашқа ярдәм бериш салмиқини ашуруш, қезилма байлиқларни қидирип тәкшүрүш вә ечишни илгири сүрүш, метан гази байлиқини чарлаш вә ечишни тезлитиш, кан һоқуқини йөткәш сода қаидисини мукәммәлләштүрүш, пән-техникилиқ йеңилиқ яритишни күчәйтиш” қатарлиқ сиясәт-тәдбирләр көрситилгән.

Хәвәрдә йәнә, юқириқи “тәдбирләр” арқилиқ қезилма байлиқларни қезишниң йеңи басқучлуқ истратегийәлик һәрикәт нишанини әмәлгә ашуруш, шинҗаңниң дөләтниң енергийә вә байлиқ бихәтәрликигә капаләтлик қилиштики муһим ролини толуқ җари қилдуруш тәкитләнгән.

Хитайниң йеқинқи йиллардин буян уйғур диярини хитайниң истратегийәлик енергийә базисиға айландурушқа күчәватқанлиқи, көмүр, нефит, тәбиий газ вә һәр хил қиммәтлик кан байлиқлирини қезишни кеңәйтип, һәр қайси кан районлирида хитайниң енергийә байлиқи санаәт топини шәкилләндүрүшкә урунуватқанлиқи мәлум.

Мутәхәссисләр йеңи елан қилинған бу аталмиш “бир қанчә тәдбир” ниң хитайниң иқтисади үчүн истратегийәлик әһмийәткә игә болуштин башқа йәнә, уларниң йеқинқи йиллардин буян уйғур елидә инсанийәткә қарши җинайәт садир қилишидики муһим сәвәблиридин бири икәнликини илгири сүрмәктә.

Америкадики рәнд сиясәт тәтқиқат мәркизиниң хитай ишлири тәтқиқатчиси, доктор раймонд ко бу һәқтә пикир баян қилип мундақ деди: “нөвәттә хитайниң иқтисадий астилаш мәсилисигә дуч кәлмәктә. Әмма һазир өй-мүлүк вә қурулуш саһәсидә еғир киризис болғачқа, хитай өз нишанини башқа саһәләргә қаритип, иқтисадини илгири сүрүшкә урунмақта. Буниң ичидә експорт әң муһим кәсипләрниң бири болуп, хитай експорт базириға минераллар вә кәм учрайдиған метал қатарлиқ хам әшяларни тәминлиши керәк. Һәммигә мәлум болғинидәк, һазир һалқилиқ хам әшялар биз ишлитидиған барлиқ електиронлуқ мәһсулатлирини ясашқа ишлитилидиған кәм учрайдиған елементлардур. Әгәр хитай бу саһәдики базарни игилийәлмисә, өз иқтисадини әслигә кәлтүрүш истратегийәси бузғунчилиққа учрайду”.

Доктор раймонд ко зиярәт давамида, хитайниң һазир дунядики кәм учрайдиған мәдәнләр, һалқилиқ минерал маддиларни ишләпчиқарғучи әң чоң дөләт икәнликини, уйғур елиниң болса ашундақ байлиқлар көп чиқидиған район икәнликини әскәртти. Униң билдүрүшичә, йәр шарида кәм учрайдиған мәдәнләрниң қезилиши муһитни еғир дәриҗидә булғайдикән. Шуңа бу нуқтидин елип ейтқанда, бу минерал маддиларни қезиш үчүн кишиләр муһитниң еғир булғинишини қобул қилиш вә яки бу байлиқ мәнбәлирини қезиштин ваз кечиштәк зиддийәткә дуч келидикән. У мундақ деди: “шинҗаңда бу хил минерал маддилар көп. Һалбуки, хитай һөкүмитиниң бу җәһәттики муһит асраш бәлгилимиси кәмчил. Шуңа буни еғир тоқунуш дейишкә болиду. Хитай һөкүмити һазир бу саһәдики нурғун мәһсулатларни контрол қиливатқан болуп, улар хитайға иқтисадий әвзәлликләрни елип келиду. Әмди шинҗаңдики қезилма байлиқларни қезишқа кәлсәк, хитай һөкүмити шинҗаңдики тәбиий байлиқларни техиму көп қезиш арқилиқ, техиму кәң базарни игилийәләйду. Чүнки буларниң һәммиси хитай һөкүмитиниң пайдисиға хизмәт қилиду, шуниңдәк хитай һөкүмитиниң районға болған контроллуқини күчәйтиду.”

Мәлум болғинидәк, хитай ишғалийитидики уйғур елиниң мол қезилма байлиқлири бүгүн хитайниң иқтисадий түврүкигә айлинип қалған болуп, хитайниң дуняға хоҗа болуштәк “чүши” ни ишқа ашурушида һалқилиқ рол ойнап кәлмәктә.

Японийәдә тәбиий җуғрапийә пәнлири бойичә докторлуқ унвани алған алған, һазир түркийәдики истанбул айдин университети саяһәт бөлүминиң оқутқучиси болуп ишләватқан доктор гүлмирә бәрдаш ханим, уйғур елиниң қезилма байлиқлири һәққидә тохталди. У йәнә, хитайниң йеқинқи йиллардин енергийә киризисини һәл қилиш үчүн, бу қезилма байлиқларни ғайәт зор мәбләғ күчи вә техникисини ишлитип талан-тараҗ қиливатқанлиқини тәкитлиди.

Доктор гүлмирә бәрдашниң билдүрүшичә, хитайниң бу һәқтики истатистика мәлуматлириға асасланғанда 2023-йили уйғур елиниң хам нефит мәһсулат миқдари 32 милйон 701 миң тонна, тәбиий газ чиқириш миқдари 41 милярд 730 милйон куб метир болуп, 2022-йили билән селиштурғанда %6 ашқан. Игилинишичә йәнә, хитайниң “шинҗаңниң көмүрини ичкиригә тошуш” пилани бойичә өткән йили 120 милйон тонна көмүр, “шинҗаңниң токини ичкиригә йөткәш” пилани бойичә бойичә 126 милярд 300 милйон киловат саәтлик ток ичкиригә маңдурулған болуп, бу өткән йилға қариғанда %26.7 Ашқан һәмдә хитайдики нәччә йүз милйон аһалини ток билән тәминлигән.

Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәтқиқат ишханиси директори һенрий шаҗивиски, хитайниң уйғур елидики қезилма байлиқларни ечиш, тәрәққий қилдурушниң униң истратегийәлик иқтисади үчүн интайин муһим икәнликини тәкитләп мундақ деди:

“мәлум болғинидәк, уйғур районида қайта һасил болидиған енергийәгә керәклик һалқилиқ минерал маддилар бар. Һазир бу кәсип вә саһә үзлүксиз тәрәққий қилип, дуня иқтисадиниң истратегийәлик қисмиға айланди. Бу нуқтидин ейтқанда, бу қезилма байлиқлар хитайниң иқтисадий тәрәққиятиға түрткә болупла қалмай, йәр шари иқтисадиниң тәрәққиятиғиму түрткә болиду. Һазир дуня базириниң техиму көп үлүшини игиләш хитай үчүнму наһайити муһим болуп, бу униң истратегийәлик һалда уйғур елидики бу байлиқларни контрол қилишидин дерәк бериду. Йәнә бир җәһәттин елип ейтқанда, башқа дөләтләр бу һалқилиқ минерал маддилар арқилиқ қайта һасил болидиған енергийәгә еришишкә тиришиватиду. Шуңлашқа, бу хитай иқтисади үчүн истратегийәлик әһмийәткә игә болуп, хитайниң кәлгүси иқтисадини контрол қилишиға имканийәт яритип бериду.”

У йәнә, хитай компартийәсиниң уйғур елиниң қезилма байлиқлирини җиддий рәвиштә монопол қилишиниң маһийәттә, униң 2017-йилидин башлап уйғурларни кәң көләмлик бастурушидики сәвәблириниң бири икәнликини тәкитләп мундақ деди:

“мениңчә, хитайниң истратегийәлик иқтисадий пилани уйғур райониниң қезилма байлиқлириға қарита йүргүзүлүватқан болуп, бу өз нөвитидә хитайниң уйғур районида инсанийәткә қарши җинайәт садир қилишидики сәвәбләрдин биридур. Чүнки хитайниң бу районда елип барған ишғалийити, һәрбий күчи, иқтисадий вә әмгәк күчи қатарлиқларниң һәммиси кәң мәнидин елип ейтқанда, уларниң бу земинға қарита игидарчилиқ қилиши билән чәмбәрчас бағланған. Әлвәттә, уларниң бу райондики наһайити муһим болған мәдәнийәт қатлимини вәйран қилиши, милләтләрни ассимилятсийә қилишму шуниң ичидә. Бу амиллар уйғур районидики хәлқниң бастурулушидики сәвәбләр болуп, қезилма байлиқ буларниң ичидики бир сәвәб дәп қараймән.”

Мутәхәссисләрниң ейтқинидәк, хитай һөкүмитиниң уйғур елини енергийә базисиға айландуруш үчүн йолға қоймақчи болған “чарә-тәдбир” лири маһийәттә уларниң ички вә ташқи ғәрәзлирини ишқа ашурушниң техиму юқири пәллигә өрләватқанлиқини көрситип бәрмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.