Мутәхәссисләр: “хитай өзи колиған ориға өзи чүшти”

Вашингтондин мухбиримиз уйғар тәйярлиди
2024.10.25
xitay-paychek-baziri.jpg Екранда хитай пай базириң 5 йилдин бәри аң төвән нуқтиға чүшкәнлики көрситилгән. 2024-Йили 5-феврал, бейҗиң.
AP Photo/Andy Wong

Хитай иқтисадини көзитиватқан мутәхәссисләр хитайниң мәвҗут иқтисад моделиниң давам қилалмайдиғанлиқини, шуңа хитай иқтисадиниң яхшилинишида һечбир үмидниң йоқлуқини илгири сүрмәктә.

Тонулған мутәхәссис вә “вол-ситрет журнили” (The Wall Street Journal) ниң обзорчиси волтир расил мид (Walter Russell Mead) хитай иқтисади һәққидә бир парчә мақалә йезип, хитайниң өзи колиған ориға өзи чүшүватқанлиқини, хитай иқтисад моделиниң давам қилалмайдиғанлиқини вә хитай коммунист партийәси үчүн ислаһат елип беришниң бәк хәтәрлик икәнликини илгири сүргән. Волтир расил мид буниң асаслиқ сәвәбини төвәндики җүмлиләр арқилиқ изаһлиған:

“хитай нопуси азийиватқан болсиму, лекин дөләттә 90 милйонға йеқин туралғу өй қуруқ һаләттә туруватиду. Өй-мүлүк ширкәтлири қәрзлирини қайтуралмайватиду. Пирограммиларни, йәни өз чиқимлирини узундин буян өй-мүлүк ширкәтлиригә йәр сетиш арқилиқ тәминлигән йәрлик һөкүмәтләр қәрз патқиқиға ғәрқ болуватиду. Хитай һөкүмитиниң риғбәтләндүрүши билән, хитай аилилири йиғқан омумий мәблиғиниң %80 гә йеқин қисмини өй-мүлүккә салғаниди. Һазир бәзи йәрләрдә 2021-йилидин буян өй баһаси тәхминән %30 чүшүп кәтти. Истемалчилар чиқимини тизгинлимәктә. Санаәттә тапқан пайдиси өткән бир йилда %17.8 Төвәнлиди. яшларниң ишсизлиқ нисбити давамлиқ ашмақта. явропа вә америка хитайға қарши йеңи таможна беҗини пиланлаватиду. Банкилар қәрз беришни халимайватиду, чәт әлликләр мәбләғ селишни халимайватиду”.

Америкадики сиясий анализчи гордон чаң (Gordon G. Chang) Радийомиз зияритини қобул қилип, волтир расил мидниң юқириқи хитайниң өзи колиған ориға өзи чүшүватқанлиқ пикиргә қошулидиғанлиқини баян қилиш билән бирликтә хитай иқтисадиниң яхшилинишида һеч бир үмидниң йоқлуқини илгири сүрди. У мундақ деди:

“хитай ениқла өзи колиған ориға өзи чүшти. Хитайниң иқтисадий сиясити истемални төвәнлитип, мәбләғ селишни ашурушни мәқсәт қилиду. Һазир хитайда мәбләғниң көпийиши пул пахаллиқи пәйда қилидиған дәриҗигә йәтти. Пул пахаллиқи хитайда истемални йоқитип, иқтисадни төвәнлитиш басқучида турмақта. Униң үстигә хитайниң һөкүмитиниң уни тосуш үчүн қилалайдиғанлири наһайити аз. Әпсус, хитай һөкүмитиниң иқтисадни тәрәққий қилдуруш үчүн алған тәдбирлири әмәлийәттә пул пахаллиқиға болған бесимини техиму ашуруватиду, чүнки улар санаәтни техиму тәрәққий қилдурмақчи болуватиду. Һазир хитай иқтисади үчүн үмид йоқ”.

Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқатчиси, доктор һенрик шаҗивски (Henryk Szadziewski) хитайда бир йүрүш иқтисадий мәсилиләрни һәл қилиш үчүн мәбләғ селишни өстүрүш, санаәтни тәрәққий қилдуруш вә експорт миқдарини ашуруш тәдбирлирини әмәс, әксичә базар вә иқтисадий қурулма ислаһати елип бериши керәкликини илгири сүрди. Йәни хитайниң қаттиқ қол сияситини өзгәртиш керәкликини алаһидә тилға алди. У мундақ деди

“хитайда ишлар өзгәрди. Хитайниң иқтисадида чоң бурулуш болмақта, йәни начарлашмақта. Ишләпчиқириш хитай сода вә иқтисадиниң ядролуқ қисми. Әмма әмгәк күчиниң тәннәрхи бурунқиға қариғанда бәк юқири. Шуңа бәзи ширкәтләр хитайда әмгәк күчиниң тәннәрхи юқирилап кәткәчкә, ширкәтлирини әрзан баһалиқ әмгәк күчи болған башқа йәрләргә йөткиливатқанлиқини көрүватимиз. Биз хитайда дөләтниң иқтисад үстидики қаттиқ қолини көрүватимиз. Хитайда кишиләрниң әркин пул тапалайдиған, дөләт қаттиқ контрол қилмиған әркин бир система болуши керәк. Лекин хитайда, иқтисадий паалийәт қаттиқ тәкшүрүш вә контрол қилинған бир муһитта елип бериливатиду. Мениңчә хитай һөкүмити өзиниң иқтисадиға тутқан позитсийәсини өзгәртип, маслишишчан вә юмшақ қол болуши керәк”.

Һалбуки америкадики рәнд сиясәт тәтқиқат мәркизи (RAND Corporation) истратегийә вә хәвпсизлик мутәхәссиси раймонд ко (Raymond Kuo) хитайда ислаһат елип беришниң сиясий җәһәттин бәк хәтәрлик икәнлики әскәртип мундақ деди:

“хитай иқтисадини яхшилашниң бирдинбир йоли болса, хитайда аилиләрниң киримини ашуруш, уларниң көпрәк истемалиға капаләтлик қилиштур. Әгәр бундақ болмиса, бу, сиясий җәһәттә хәтәрликтур, чүнки аммиға истемал қилишниң тоғра икәнликигә ишәнч берәлиши керәк. Хитай һөкүмити хитай хәлқигә еһтияҗ яки қийинчилиқ күнләр үчүн пүл теҗәп қелишни ойлимисиңизму яки әнсиримисиңизму болиду дегән сигнал вә ишәнчни берәлиши керәк. Хитайда үнүмлүк давалаш системиси, иҗтимаий капаләт торини бәрпа қилиши керәк. Лекин буларни бәрпа қилиш һәқиқәтән қиммәткә чүшиду. Буларни бәрпа қилиш үчүн сиясий терики күчлүк, иқтисади күчлүк вә мунасивәт даириси наһайити кәң болғанлардин пул вә байлиқларни елип даимлиқ истемалчиларға бериш керәк. Бу, хитайда нурғун кишиләрни биарам қилиду, болупму нурғун күчлүк кишиләрни биарам қилиду. Бу сәвәбтин, хитайда ислаһат елип бериш сиясий җәһәттин бәк хәтәрлик”.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.