Хитайниң “шинҗаң гүллириниң тойлуқи әрзан” еланлирини һөкүмәт қоллиған
2025.01.17

Уйғур диярида хитайниң ирқи қирғинчилиқ сиясити билән охшаш бир вақитта давамлишиватқан, уйғур қиз-аяллириниң хитай әрлири билән тойлаштурулушидин ибарәт, һөкүмәт қоллиған “никаһ” мәсилиси, хәлқарадики һәр саһәниң диққитини тартқан вә күчлүк тәнқидини қозғап келиватқан мәсилә. Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши 2022-йили 11-айда елан қилған “уйғур аяллириниң мәҗбурий тойлаштурулуши: хитай һөкүмитиниң шәрқий түркистандики милләтләр ара тойлаштуруш сиясити” намлиқ доклатида, уйғур аяллирини хитай әрлири билән топлаштуруш сияситини “хитайниң дөләт сиясити сүпитидә системилиқ иҗра қиливатқан, уйғурларни хитай җәмийитигә сиңдүрүветишни мәқсәт қилған бир тактика”, дәп көрситилгәниди.
Хитай әрләрни җәлп қилиш елани: “уйғур қизлириниң тойлуқи әрзан”
Хитай һөкүмити сиясәт, тәшвиқат вә һәр җәһәттин қоллаш арқилиқ уйғур қизлирини хитай әрлири билән тойлаштурушни йәниму илгири сүрмәктә. Һәр хил шәкил һәр хил исимларда йеза-кәнтләргичә, мәхсус уйғур қизлирини хитай әрлири билән той қилдурушни мәқсәт қилип қурулуватқан аталмиш лайиқ тонуштуруш ширкәтлири, нөвәттә ашкара һалда, уйғур қизлирини “чирайлиқ” дәп базарға селиштин ешип, уларни “тойлуқи әрзан”, “ичкири өлкиләрдә бир хотун алған тойлуққа, уйғур қизидин иккини алғили болиду”, “уйғур қизлири хитай әрлириниң көйүмчанлиқиға амрақ” дегәндәк болмиғур сөз-ибариләрни ишлитип елан беридиған һалға йәткән.
Буниң билән иқтисадий бесим, еғир тойлуқ, җинси тәңпуңсизлиқ қатарлиқ сәвәбләр билән бойтақ қеливатқан милйонларчә хитай әрлири үчүн тепилмас пурсәт яритилмақтикән.
“елан: уйғур гүлигә өйләнмәкчи болсиңиз нәрқи 30 миң йүән, 10-20 күндә ишиңиз пүтиду”
Муһаҗирәттики уйғурларда әндишилик ғулғулиларға сәвәб болуватқан шундақ бир еланни мисал елиш мумкин. Йәни “шинҗаң сүй йүән лайиқ тонуштуруш ширкити” йеқинда өзиниң довйин вә үндидар суписида һәтта мундақ бир елан тарқатқан. Униңда “‛уйғур гүли‚ гә өйлинишни арзу қилидиған хитай әрләр 30 миң йүән пул қойсила, ширкитимиз униң йол вә ятақ чиқимлирини үстигә алиду, рази болғудәк қизни тонуштуруп 10 күндин 20 күн ичидила, той хети беҗирип беримиз” дейилгән.
Уларниң 24 саәт мулазимәт қилимиз дегән еланлириға асасән, хотәнниң вақти бойичә йерим кечә 12 болуп қалғиниға қаримай телефон уруп синап көрдуқ.
Дәрвәқә телефонни бир уйғур аял алди, әмма арқидинла униң сөзини бир хитай тартивалди-дә, үндидар билән алақилишишни тәләп қилди. У телефонимизниң чәт әлдин уланғанлиқини байқиди болғай, соаллиримизға җаваб бәрмәйла уйғур аялни: “буниң қәстән ширкитимизниң тегини игиләватқанлиқини пәрқ әттмидиңму?…” дәп әйиблиди. Арқидин у йәнә турупкини қолға алдидә-: “сениң бу соаллириңға сараң болуп қалған адәмла җаваб бериду!…” дегиничә телефонни үзүвәтти. Бу телефон номури қайта уланмиди.
Хитайларға уйғур вә башқа милләт қизлиридин лайиқ издәшни тиҗарәт кәспи қиливалған ширкәтләрниң асасән, һөкүмәт қоллиши билән хитайларға тегип аилә қурған уйғур аяллар вә уларниң хитай әрлири тәрипидин ечилип, иш елип бериватқанлиқи инкас қилинип кәлмәктә иди. Һазирқи хитайға тегиш юқири долқунида уларниң ролиғиму сәл қарашқа болмайдикән.
“шинҗаң сүй йүән лайиқ тонуштуруш ширкити” ниң әмәлийәттә бир ай илгирила йәни 2024-йили 12-айда, хотән шәһәр гүлбағ йоли, юңән аһалиләр районидики мәлум туралғу өйниң адресида тизимгә алдурулған шәхси ширкәт икәнлики мәлум болди.
Уйғур қизлириниң хитай өлкилиридин кәлгән хитай әрләр билән тонушуп 3-5 күн ичидила тез сүрәттә той қиливатқанлиқидәк һәтта уларниң хитай өлкилиригә берип яшашқиму мақул болуватқанлиқидәк һәйран қаларлиқ һадисиләргә аит синлар иҗтимаий таратқуларни қаплимақта. Муһаҗирәттики уйғурлар бу һални ирқи қирғинчилиқтики уйғур җәмийити йүзләнгән йеңи киризис вә әндишилик мәсилә сүпитидә ғулғула қилмақта.
Болупму, йеқиндин буян аталмиш лайиқ тонуштуруп ширкәтлириниң, уйғур қизлириға қарита миллий кәмситиш, һәтта җинсий кәмситиш сөз ибарилирини ишлитип елан беришидәк әһвалларниң мәйданға келишигә йешил чирағ йеқилишта хитай һөкүмитиниң қандақ рол ойнаватқанлиқини игиләш үчүн җайларға қарита телефон зиярити елип бардуқ, хотән вилайити гума наһийәсиниң хәлқ ишлири идарисиниң никаһ ишлириға мәсул ишханисиниң телефони елинди.
Телефонни алған хитай исмини дейишни халимиди. У уйғур елидики лайиқ тонуштуруш орунлириниң хитай әрлиригә бериватқан “шинҗаң гүли билән той қилиш” еланида, “уйғур қизлирини кәмситидиған, уларни содиға айландуруватқандәк, инсаний әхлаққа сиғмайдиған ашкара еланларни берәлишидә һөкүмәтниң қоллиши барму йоқ? бу қанунға хилап әмәсму?” дегән соалимизға биваситә җаваб бериштин өзини қачурди. Әмма у, “никаһ әркинлики” һәққидә хитай тәшвиқат баянлирини яғдурди:
“әлвәттә бу хил синларниң кәңри тарқиливатқанлиқиниң өзила шуни көрситип турупту, ениқ ейталайдиғинимиз шуки уйғур қизлири билән хитай әрләрниң өз ара той қилишида һеч қандақ мәсилә йоқ, қанунғиму, инсаний әхлаққиму хилап әмәс. Дөләт тәрәптин ейтқанда қизғин қоллайду, бу дегән милләтләр иттипақлиқи вәзийитини илгири сүридиған әң яхши әһвал турса. Униң үстигә иқтисад аилидики нурғун мәсилиләрниң йешилишидә һалқилиқ рол ойнайдиған болғачқа, иқтисад тәрәптин қанчә зор капаләт берәлисә әлвәттә той ишлирини техиму асанлаштуриду әмәсму?!”
Униңдин йәнә: “бу хил хитай әргә той қилидиған уйғур қизлири немишқа йеқинқи йилларда пәвқуладдә көпәйди? уларниң һәтта ичкири өлкилиригә көчүп берип яшашқа рази болушиға немә түрткә болуватиду? ” дәп соридуқ.
У, пухта тәйярлиқи бар тәшвиқат хадимидәк раван сөзләп мундақ деди:
“аз санлиқ милләтниң ортақ тили маарипи зор дәриҗидә омумлашти, еливатқан билим даириси һазир ичкири өлкиләрниң сәвийәсидин қелишмайду. Қатнашму тәрәққий қилип өз ара берип келиш асанлашти. Хитайлар бу йәргә келәлигәндин кейин буларму ичкири өлкиләргә кирәләйду дегәндәк, уларниң идийәси ечилғандин кейин, әлвәттә җәмийәтниңму уларни қобул қилиши асанлишиду-, дә” .
Хитай кадир: “улар ичкири өлкиләргә берип яшиғанда, җәмийәт вә аилә бесимиға учраштин қутулуп қалиду”
Униңдин йәнә: “һөкүмәт қоллайду дедиңиз, ундақта, бу хил никаһ аилә башлиқлириниң қаршилиқиға учриғанда һөкүмәт хизмити қиливатқанлар берип уларға хизмәт ишләмсиләр? тосалғуларни қандақ һәл қилисиләр?” дәп соридуқ.
Хитай кадир мундақ деди: “растини ейтсам, бу җәһәттә биз хели яхши хизмәтләрни ишләп кәлдуқ. Һәқиқәтән тосалғуларму омумйүзлүк мәвҗут буни яхшилаш пурситиму бар әмәлийәттә. Адәттә хитай аилилири балилириниң аз санлиқ милләтләр билән той қилишиға қарши чиқип кәтмәйду. Пәқәт шинҗаңдики аз санлиқ милләт ата-аниларниң қобул қилиши тәсрәк, һәқиқәтән җиқ. Уларға азаб елип келиду. Әгәр аилә тәрәптин бундақ тосалғуға яки диний өрп-адәт, вә яки башқа тосалғуға учриғанлар ичкири өлкиләргә көчүп берип яшиғанда, аилә яки җәмийәтниң бундақ бесимидин қутулуп қалалайду.”
У, ахирида бизниң “һөкүмәт тәрәптин уйғур-хитай никаһлишишини мәлум санға йәткүзүштәк пилани барму? ” дәп соришимизғила, дәрһал сәзгүрлүк билән телефонни үзүвәтти.
Бу йәнила “мәҗбурий никаһ”!
Мутәхәссисләр изчил һалда, хитай мәйли қандақ пәрдазлимисун, уйғур ирқи қирғинчилиқи сиясити йүргүзүлүватқан бир пәйттә мәйданға келиватқан бу хил уйғур қизлириниң хитай әрлиригә никаһлиниш һадисилирини уйғурларни еритип йоқитиш, пүтүнләй ассимилятсийә қилишни мәқсәт қилип елип бериливатқан, һөкүмәт қоллишидики “мәҗбурий никаһ” дәп атап кәлмәктә.
Уйғур ирқи қирғинчилиқиниң уйғур мәдәнийитигә көрситиватқан тәсирлири үстидә инчикилик билән тәтқиқатлар елип бериватқан америкалиқ уйғуршунас, доктор дәррен байлер (Darren Byler) , өзиниң уйғур хитай тойлириға мунасивәтлик йеқиндин буян кәң тарқалған елан вә тәшвиқатларға қарита мулаһизисини оттуриға қоюп мундақ деди:
“кәңри тарқиливатқан бу хил синлар хитай әрлиригә тегиватқан уйғур аяллириниң интайин тез көпийиватқанлиқини көрситип бәрмәктә. Буниң сәвәбини бир қанчә тәрәптин дәп қараймән. Бири, уйғур аяллириға қарита кәң көләмлик тәшвиқат бар. Хитай әрлирини уйғур елигә келип, аҗиз әһвалда қалған уйғур аяллири билән той қилишқа илһамландурмақта. Улар буни кәлгүсидә уйғур җәмийитидики нормаллиққа айландурмақчи. Мән йеқинда уйғур диярини зиярәт қилип қайтип кәлгәнләр арқилиқ игилишимчә, бу хил никаһни қобул қилғучилар ичидә, шәһәр муһитидики аилиләрдә яшиғанлар көпрәк болуп, улар хитай тилида техиму көп тәрбийә алғанлар, йәнә бири, улар хитай билән никаһлинишни өзлиригә нисбәтән қоғдиниш билән тәминлийәләйду дәп қарайду. Уйғурлар буни хитайларниң мәдәнийәт җәһәттин охшашмаслиқни һөрмәтләш вә пул қатарлиқ шәкилләрдики вәдилири вә яки һеч болмиғанда җәмийәттики “йеңи нормал” лиқ сүпитидә қобул қилишқа қисталмақта. Йезилардики аилиләрниң буни қобул қилиши нисбәтән қийин, уларниң хитай җәмийити билән бир гәвдилишиши бир қәдәр тәскә тохтисиму, әмма һазир бундақ әһваллар техиму көп йезилардиму пәйда болушқа башлиғандәк қилиду.”
Доктор дәррен байлер йәнә уйғурларниң һазирқи вәзийәттә хитайлар билән тойлишишқа мақул болмақтин башқа таллиши йоқ икәнликини илгири сүрүп мундақ деди:
“мениң һес қилишимчә, бу хил никаһни қобул қилған уйғур аилилириниң бу тойға қошулуштин башқа таллиши йоқ. Әгәр улар өзлири, аилиси, балилириниң кәлгүсини ойлиғанда, пәрзәнтлириниң хитайға ассимилятсийә болушиға рази болуш арқилиқ өзлириниң хитай һөкүмитигә болған садақитини көрситишкә мәҗбур. Бу мәнидин ейтқанда, гәрчә дөләт бу хил ассимилятсийә қилишни мәҗбурлаш шәкиллиридә таңмиған тәқдирдиму, башқа таллаш қоймиған әһвалда, у йәнила ‛мәҗбурий никаһ‚ тин башқа нәрсә әмәс. Әгәр улар бу никаһни мақул көрмисә, түрмигә кириши яки башқа яман ақивәтләргә учрайдиғанлиқи ениқ. Улар қаттиқ бесим астида бу хил никаһқа мақул болмай амали йоқ. яш уйғур аялларниң болса техиму күчлүк бесим астида икәнликини һес қилиш тәс әмәс мениңчә.”
Буниң алдида, уйғур диярида мәхсус уйғур қизлириниң хитай өлкилиригә берип турмушлуқ болуши үчүн қурулған лайиқ тонуштуруш орунлириниң һөкүмәт тәрипидин лайиһәләнгән вә “дөләт сиясий бихәтәрликни қоғдаш идариси” һәмдә “хәлқ ишлири идариси” қатарлиқларниң қоллиши астида мулазимәт елип баридиғанлиқи ашкариланғаниди.
Йеқинда йәнә қәшқәр мәкиттики бир лайиқ тонуштуруп ширкитиниң хоҗайини, өзигә охшаш “уйғур хитай тойлаштуруш” ширкәтлириниң, 2024-йилидин башлап һөкүмәтниң қоллиши билән хитай өлкилиридики херидарларға мулазимәт қилиш үчүн, уйғур райониниң һәр қайси наһийәлиригичә ечилғанлиқини ашкарилиғаниди.