Оттура асия әллири террорлуққа қарши ортақ һәрикәт пиланини музакирә қилмақта
2006.06.06
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати баш катипи җаң дегуаң сәйшәнбә күни шаңхәй гуруһиға әза дөләтләр террорлуқ тәһдиткә қарши ортақ һәрикәт қоллиниш пилани үстидә музакирә елип бериватқанлиқини билдүрди.
Җаң дегуаңниң әскәртишичә, шаңхәй гуруһиниң әза дөләтләрниң ичкий қисимидики тоқунушларға арилишиш нийити болмисиму, лекин әза дөләтләр терорчи яки диний әсәбий күчләрниң тәһдитигә учриса, униңға қарши ортақ һәрикәт қоллиниш келишими үстидә музакирә елип бармақта икән. У, " биз ички ишларға арилашмаслиқ принсипида қәти чиң турушимиз керәк. Лекин бу биз бирләшмә қошун тәшкиллимәймиз вә террорчиларниң һуҗумиға қарши бирләшмә һәрикәт елип бармаймиз дегәнлик әмәс" дәйду.
Җаң дегуаң, ичкий тоқунуш билән террорлуқ һуҗуминиң чәк -чегрисини қандақ айрийдиғанлиқини тилға алмиди. 2005 - Йили 5 - айда өзбекистан президенти кәримоф, әнҗан вәқәсини бастурғанда шаңхәй гуруһидики дөләтләр кәримофни қоллиған. Лекин америка вә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири ташкәнт һөкүмитини әйиблигән иди. Җаң дегуаң, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати башқа дөләтләр билән тиркишиш йолини издимәйду, дәп тәкитлигән болсиму, лекин көзәткүчиләр русийә билән хитай бу тәшкилатни америкиниң райондики тәсиригә вә шундақла шәрқий түркистан күчлиригә қарши қолланмақта, дәп көрсәтти.
Шаңхәй гуруһиниң келәр һәптә шаңхәйдә чақирилидиған башлиқлар йиғинида иран, һиндистан, пакистан вә моңғулийиләр көзәткүчи дөләт сүпитидә қатнишидикән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Шаңхәй гуруһидики дөләтләрниң парламент башлиқлири москвада йиғин ачти
- Иран қатарлиқ 4 дөләтниң рәһбәрлири шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң башлиқлар йеғиниға тәклип қилинмақчи
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатидики дөләтләрниң ташқи ишлар министирлири йиғини ечилди
- Бейҗиң сақчиларға терроризмға қарши туруш тәлим тәрбийиси елип берилмақта
- Русийә, хитай вә оттура асия җумһурийәтлириниң дөләт мудапиә министирлири бейҗиңда җәм болди