Хитай түрмисидики моңғул өктичисиниң аяли хәлқара җәмийәтни йолдишиниң әһвалиға көңүл бөлүшкә чақирди
2007.01.01
Хитай түрмисидики ички моңғул кишилик һоқуқ паалийәтчиси хаданиң саламәтлик әһвали күндин күнгә начарлишип кәткәнликтин, униң аяли хәлқара җәмийәтни хаданиң әһвалиға көңүл бөлүшкә чақирип, бейҗиң һөкүмитигә униң әһвалини яхшилаш һәққидә бесим ишлитишкә үндиди.
Хитай һөкүмити хадани җәнубий моңғулийә демократик иттипақиниң һәриктини қоллиғанлиқи сәвәбидин 1996 - йили мәхпий сотлап, дөләтни парчилаш, җасуслуқ қилиш қатарлиқ җинайәтләр билән әйиблигән вә 15 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилған иди.
Хаданиң аяли шиннаниң йеқинда ройтерс ахбарат агентлиқиға ашкарилишичә, хада түрмидә тегишлик муамилигә еришәлмигән шундақла ялғуз кишилик камирға солинип, башқа моңғул мәһбуслар билән моңғулчә сөзлишиши чәкләнгән вә саламәтлик әһвали барғанчә начарлишип кәткән. Хаданиң аяли, аилисидикиләр униңға йимәклик вә китаб елип барса, түрмә даирилириниң қобул қилмиғанлиқини билдүрди.
Хада қолға елиништин бурун аяли билән биргә моңғолчә китаб сатидиған бир дукан ечип, китаб содиси билән шуғулланған икән. Хәлқара кәчүрүм тәшкилати хадани "виҗдан мәһбуси," дәп көрсәтмәктә.
Мунасивәтлик мақалилар
- Ички моңғулда йүз бәргән партлаш вәқәлиридә аз дегәндә 5 адәм өлди
- Моңғулийә баш министири уйғур аптоном районини зиярәт қилди
- Хитай қийнап иқрар қилдурушни чәкләйдиған йеңи бәлгилимә чиқарди
- Хитайда сорақ җәряни синалғуға елинидикән
- Америка дөләт мәҗлиси хитайдин яң җйәнлини қоюп беришни тәләп қилди