Хитай йеңи паспорт қануни елан қилди


2006.12.31

Хитай ахбарат торлириниң учурлиридин қариғанда, 2007-йили, 1-айниң 1-кунидин етибарән йеңи паспорт қанунини күчкә игә қилидикән.

Қанун бойичә паспортқа илтимас қилидиған киши нопус, салаһийәт гуваһнамиси қатарлиқ мунасивәтлик материялларни тәйярлиши керәк болуп, аддий паспортниң беҗирилиш вақти илгирикидин қисқартилип, 15 күнгә чүшүрүлгән.

Буниңдин башқа йәнә адәмләрниң яш өлчимигә бинаән паспортниң йил өлчими һәр хил болған. Мәсилән 16 яштин төвәнләрниң паспорт муддити 5 йил болса, 16 яшлиқтин юқуриларға 10 йил болған шуниңдәк йәнә паспорт узартиш әмәлдин қалдурулған.

Хәвәрләрдин қариғанда, 2006-йили пүтүн хитай бойичә 3 милйон 920 миң адәм паспортқа илтимас қилған болуп, һазир 20 милйон адәмниң паспорти бар икән. Бирақ, йеқинқи вақитлардин буян уйғур елиниң бәзи җайлирида уйғурларниң паспортлирини йиғивелиш әһваллири йүз бәргән болуп, уйғурларниң паспорт елиши тәсрәк икән. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.