Уве бехренс дуня уйғур қурултийини қарилап, хитайни ақлиди
2021.04.15
Уве бехренс “хитай уйғурлар үстидин ирқий қирғинчилиқ йүргүзиватамду?” намлиқ мақалисида д у қ ни қарилиған.
12-Април шәрқий германийәдә нәширдин чиқидиған “йеңи германийә” гезити уве бехренс исимлик бир апторниң “хитай уйғурлар үстидин ирқий қирғинчилиқ йүргүзиватамду?” намлиқ мақалисини елан қилған. Мақалидә хитайниң җаза лагерлири сиясити ақланған, д у қ әйибләнгән вә хитай һакимийитиниң мәвҗут миллий сияситигә чапан йепилған иди.
“ғәрб әллири хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзиватқан инсанийәткә қарши җинайәтлирини ‛ирқий қирғинчилиқ‚ дәп аташқа башлиған һәмдә хитайға қарши түрлүк шәкилләрдә җаза йүргүзиватқан бүгүнки күндә, хитайниң зувани болуш вәзиписини үстигә алған бу ғәрблик адәм кимдур?” дегән соалниң һәрбир уйғурниң каллисида пәйда болиши тәбиий иди.
Мақалидә әсәр апториниң хитайда 27 йил яшиғанлиқи, униң 2019-йили ахириқи қетим хитайни зиярәт қилған вақтида уйғур дияриниму көздин көчүргәнлики тилға елинған. Биз бу йип учиға асасән уве бехренсниң зади ким болғанлиқи һәққидә издәндуқ. Униң билән алақилишиш имканиға еришәлмигән болсақму, тор учурлиридин уве бехренсниң 1944-йили чех җумһурийитиниң пайтәхти пирага шәһридә туғулғанлиқи, илгири сабиқ советләр иттипақиниң контироллиқидики шәрқий германийәдә қатнаш саһәсидә хизмәт қилғанлиқи, 1990-йили икки германийә бирлишип узун өтмәй хитайға барғанлиқи вә у йәрдә йүк тошуш ширкитидә хизмәт қилғанлиқи, баклаверлиқтин артуқ унвани йоқ адәттики бир адәм болғанлиқиға даир мәлуматларға ериштуқ.
Бу мәлуматлар арисида диққитимизни тартқини, уве бехренсниң 2021-йили 17-феврал нәширдин чиққан “дүшмән образлиқ хитай: хитай хәлқ җумһурийити тоғрисида бизниң билмәйдиғанлиримиз” намлиқ 244 бәтлик китаби болди. Мәзкур китабниң қисқичә мәзмуниға нәзәр ағдурғинимизда, униңда хитайниң тәрәққиятиға алаһидә йүксәк баһа берилгәнлики, хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири вә аз санлиқ милләтләр йолуқуватқан зулумларниң бурмилинип тәшвиқ қилинғанлиқи көзимизгә челиқти. Демәк, мәзкур китаб билән апторниң “хитай уйғурлар үстидин ирқий қирғинчилиқ йүргүзиватамду?” намлиқ мақалиси әмәлийәттә бир-биригә зәнҗирсиман туташқан охшаш мәзмундики хитайға чапан япидиған тәшвиқат әсәрлири иди.
Чәт әлләрдики бәзи уйғур анализчилар, җаза лагерлири мәсилиси сәвәблик хәлқарадики образи зор дәриҗидә хунүкләшкән хитай һакимийитиниң йеқинқи мәзгилләрдин буян бәзи чәт әллик язарларни ялливелип, өзлириниң җинайәтлирини вә җаһанға хоҗа болуш қара нийитини йошуруватқанлиқини илгири сүрмәктә. Германийәниң шитутгарт шәһридики уйғур зиялийси абдушүкүр һаҗим, хитайниң “куңзи иниститути” вә чәт әллик язарларниң қәлими арқилиқ бухил юмшақ күч җәһәттин дуняға тәсир көрситиш урунушлириниң һәрхил шәкилләрдә изчил давам қиливатқанлиқини әскәртти.
“хитай уйғурлар үстидин ирқий қирғинчилиқ йүргүзиватамду?” намлиқ мақалә мундақ башлиниду: “байден һөкүмити башта болуп голландийә вә явропа парламенти хитайни шинҗаң районидики уйғур хәлқи үстидин ирқий қирғинчилиқ йүргүзиватқанлиқ билән әйиблиди. Қирғинчилиққа алақидар болған шәхс вә ширкәтләр үстидин җаза йүргүзди. Хитай хәлқ җумһурийитиму буниңға җавабән явропа парламентиниң бир қисим әзалириға, хитай ишлири мутәхәссислиригә вә тәтқиқат иниститутлириға җаза йүргүзди. Дәл әксичә, 2019-йили ислам һәмкарлиқ тәшкилати бу мусулманларниң хитайда яхши турмуш көчүрүватқанлиқини тәстиқлиған, хитай ташқий ишлар министери бу йил маритта сәуди әрәбистан, әрәб бирләшмә хәлипилики, оман, бәһрәйин вә иранни зиярәт қилғандиму улар бу нуқтини муәййәнләштүргән иди.”
Апторниң қаришичә, әрәб, ислам дөләтлириниң хитайни қоллиғанлиқи ғәрб әллириниң хитайға җаза йүргүзүшиниң тоғрилиқиға ниспәтән шүбһә пәйда қилидикән. Уйғурларму хитайдики 55 аз санлиқ милләткә охшашла һөкүмәтниң асришиға, көңүл бөлүшигә еришиватмақта икән, маарип, баҗ, пиланлиқ туғут саһәлиридә алаһидә имтиязлиқ етибар бериш сиясәтлиридин бәһримән болмақта икән.
Аптор мақалисидә уйғурларниң шинҗаңни хитайдин айрип чиқип хәлипә дөлити қурмақчи болғанлиқи, гәрчә хәлқара етирап қилмиған болсиму, бу урунушни 1865-йилидин 1877-йилиғичә, 1933-йилидин 1934-йилиғичә, 1944-йилидин 1949-йилиғичә болған арилиқта йүз бәргән реаллиқлар дәлилләйдиғанлиқини илгири сүргән.
Мақалидә баян қилинишичә, бу хил бөлгүнчилик һәрикәтлириниң бир мәнбәси уйғур райониниң ичкий қисмида болса, йәнә бир мәнбәси чәт әлдә икән. Мәзкур мақалидә мундақ дейилгән: “бу милләтниң сүргүндики тәшкилати болған дуня уйғур қурултийиниң мәркизи мюнхен шәһригә җайлашқан. Бу тәшкилат америкадики бир ақиллар амбириниң ярдимигә игә, улар өзлирини сүргүндики һөкүмәт дәп қарайду һәмдә мустәқил шәрқий түркистан җумһурийити қурушни тәшәббус қилиду. Шуниң билән биргә бу дуня уйғур қурултийи бир һәрбий ишлар тәшкилатини қоллайду, шәрқий түркистан ислам һәрикити тәшкилати дәп аталған бу тәшкилат әң ахириқи қетимлиқ терорлуқ һуҗумиға җавабкар болған, бирақ уни 2020-йили америка терорлуқ тизимликидин өчүрүп ташлиди”.
Германийәдики уйғур зиялийси турғунҗан алавудун әпәндиниң илгири сүришичә, йеқин йиллардин буян франсийә, италийә, германийә қатарлиқ әлләрдики д у қ ни қарилайдиған вә хитайниң миллий сияситини мәдһийәләйдиған язарларниң сани хелила көпийип қалған болуп, хитайниң чәт әл қәләмкәшлирини сетивелиш арқилиқ өз җинайәтлири ақлаш урунушлири ахирқи һесабта карға кәлмәйдиған бир таллаш болуп һесаблинидикән.
“хитай уйғурлар үстидин ирқий қирғинчилиқ йүргүзиватамду?” намлиқ мақалиниң давамида хитайда илгири йүз бәргән терорлуқ вәқәлири тилға елинған. Сүрийә, афғанистанларда һәрбий һәрикәтләр билән тәлим көргән уйғурлар мәсилиси көптүрүп баян қилинған. Хитайниң уйғур диярида елип бериватқан “тәрбийәләш курслири” ниң мәқсити “уйғурларни тәрәққий қилдуруш үчүн” дәп тәсвирләнгән. Гәрчә уйғур диярида һәр 50 митерда бирдин сақчи понкити қурулғанлиқини, йүксәк назарәт системиси орнитилғанлиқини инкар қилмиған болсиму, буни районниң теничлиқи, тәрәққиятиға пайдилиқ дәп көрсәткән. Чәт әлликләр сүний һәмраһ арқилиқ тартқан “җаза лагерлири” ниң сүрәтлиригә қарита “буларниң уйғурларни гүлләндүрүш үчүн йеңидин қурулған санаәт районлири қурулуши болуши мумкин” ликини илгири сүргән.
Мақалидә йәнә “1 милйон уйғур лагерда” дегән қарашниң “ялғанлиқи”, униң “көптүрмә һәм асассизлиқи”, BBC вә башқа ғәрб ахбарат вастилириниң “бир тәрәплимә учурларға асасән хитайни орунсиз әйибләватқанлиқи”, хитайниң уйғурларни бастуриватқанлиқи һәққидики барлиқ учурларниң “пакитни асас қилмиғанлиқи” тәпсилий изһар қилинған.