Хотән инқилабиниң шәрқий түркистан миллий азадлиқ инқилабиниң муһим бир қисми икәнлики тәкитләнди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2023.03.13
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
xoten-inqilabi-turkiye-yighin-1.jpg Хотән һөкүмити қурулғанлиқиң 90-йили мунасивити билән истанбулда өткүзүлгән хатириләш йиғинида абдуҗелил туран әпәнди сөзлимәктә. 2023-Йили 11-март, түркийә.
RFA/Arslan

11-Март шәнбә күни мәркизи истанбулдики тәклимакан уйғур нәшрияти вә мәркизи америкадики уйғур тәтқиқат мәркизиниң бирликтә уюштуруши билән тарихта қурулған хотән ислам һөкүмитиниң қурулғанлиқиниң 90-йили мунасивити билән хатириләш йиғини өткүзүлди.

Йиғинда хотән инқилабиниң омумий шәрқий түркистан миллий азадлиқ инқилабиниң муһим бир қисми икәнлики тәкитләнди. Йиғин истиқлал марши оқуш билән башланғандин кейин тәклимакан уйғур нәшриятиниң рәиси абдуҗелил туран сөз қилип, 1932-йили 2-айниң 13-күни хотәнниң қарақаш наһийәсидә муһәммәд имин буғра башчилиқида гоминдаң хитай һакимийитигә қарши қораллиқ һәрикәт башлитилғанлиқини, бу һәрикәттә хотән азад болғандин кейин шу йили 4-айниң 10-күни хотән ислам һөкүмити қурулғанлиқини тәкитлиди.

Абдуҗелил туран сөзидә йәнә “хотән ислам һөкүмити” тоғрисида уйғур тәтқиқатчилар тәрипидин йезилған илмий мақалиләр топлиминиң нәшр қилинғанлиқини билдүрди.

Абдуҗелил туран сөзидә кейинки пиланида йәнә 1933-йили қәшқәрдә қурулған шәрқий түркистан ислам җумһурийити вә 1944-йили ғулҗида қурулған шәрқий түркистан җумһурийити тоғрисида илмий муһакимә йиғини уюштуруп йиғинда оттуриға қоюлған илмий мақалиләрни рәтләп чиқип китаб нәшр қилидиғанлиқини ипадилиди. Йиғинда сөз қилған профессор язғучи султан мәхмут қәшқәрли, 1932-йили муһәммәд имин буғра башчилиқида хотәндә елип берилған қораллиқ һәрикәтниң 1930-йилларда шәрқий түркистанда омумйүзлүк елип берилған миллий азадлиқ инқилабиниң муһим бир тәркиби қисми икәнликини тәкитлиди вә шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң қурулушиға чоң асас яратқанлиқини ипадилиди.

Хотән һөкүмити қурулғанлиқиң 90-йили мунасивити билән истанбулда өткүзүлгән хатириләш йиғинида уйғур тәтқиқат мәркизиниң мудири абдулһеким идрис әпәнди сөзлимәктә. 2023-Йили 11-март, түркийә.
Хотән һөкүмити қурулғанлиқиң 90-йили мунасивити билән истанбулда өткүзүлгән хатириләш йиғинида уйғур тәтқиқат мәркизиниң мудири абдулһеким идрис әпәнди сөзлимәктә. 2023-Йили 11-март, түркийә.
RFA/Arslan

Йиғинда сөз қилған уйғур тәтқиқат мәркизиниң мудири абдулһеким идрис әпәнди, өзиниң кичик вақтида хотәндә, мәрһум муһәммәд имин буғраниң сиңлисиниң оғли абләтхан мәхсумда оқуп йетишип чиққанлиқини ипадилиди вә шәрқий түркистанниң тарихини өгинишниң муһимлиқини тәкитләп мундақ деди: “шәрқий түркситанниң тарихини өгиниш, шәрқий түркситан тоғрулуқ әқилни иштилитиш, анализ қилиш һәммимизниң мәсулийити, башта биз тарихимизни азат қилишимиз керәк, тарихимизни азад қилған вақитта пикиримизни азад қилалайимиз, дуняға өзимизни өзимиз башқуралайдиған қабилийәтлик вә талантлиқ хәлқ дегән оқумни беришимиз керәк, шуниң үчүн бу хил йиғинларниң ечилиши биз үчүн әһмийәтликтур”.

Профессор султан мәһимут қәшқәрли сөзидә йәнә, хотән ислам һөкүмитиниң қурулушиға рәһбәрлик қилған мәрһум муһәммәд имин буғраниң бир өлима, инқилабчи рәһбәр, тарихчи әдиб қатарлиқ сүпәтләргә игә көп тәрәплимә үлгүлик муһим шәхс икәнликини билдүрди.

Йиғинда сөз қилған егә универиситети түрк дуняси тәтқиқат институтиниң оқутқучиси профессор алимҗан инайәт, мәрһум лидер муһәммәд имин буғраниң һаяти тоғрисида тохтилип, уйғур хәлқи арисида йетишип чиққан, дини өлима, тарихчи, дөләт әрбаби, язғучи, шаир миллий инқилабчи болуп тарихта өткән муһим шәхс икәнликини тәкитлиди.

Профессор алимҗан инайәт мәрһум лидер муһәммәд имин буғраниң 1932-йиллири хитай ишғалийитигә қарши қораллиқ һәрикәт башлап қисқа вақит ичидә шәрқий түркистанниң җәнубини азад қилғанлиқини вә хотәндә вақитлиқ һөкүмәт қурғанлиқини, муһәммәд имин буғра башчилиқидики қораллиқ һәрикәтниң 1933-йили қәшқәрдә қурулған шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң қурулушиға муһим һәссә қушқанлиқини билдүрди. Хотән инқилабиниң пүтүн шәрқий түркистан миллий азадлиқ инқилабиниң муһим бир тәркиби қисми икәнликини тәкитлиди.

Профессор алимҗан инайәт, 1934 қәшқәрдики һөкүмәт ички вә ташқи күчләрниң һәмкарлишиши билән ағдурулғандин кейин муһәммәд имин буғраниң дәсләптә һиндистанға кейин афғанистанға һиҗрәт қилип барғанлиқини, бу җәриянида шәрқий түркистан тарихини йезип чиқиш үчүн тарихи мәнбәләрдин издинип материял топлап “шәрқий түркистан тарихи” намдики уйғурлар үчүн қиммәтлик болған әсәрни йезип чиққанлиқини билдүрди.

Хотән һөкүмити қурулғанлиқиң 90-йили мунасивити билән истанбулда өткүзүлгән хатириләш йиғинида доктор әсәт сулайман әпәнди сөзлимәктә. 2023-Йили 11-март, түркийә.
Хотән һөкүмити қурулғанлиқиң 90-йили мунасивити билән истанбулда өткүзүлгән хатириләш йиғинида доктор әсәт сулайман әпәнди сөзлимәктә. 2023-Йили 11-март, түркийә.
RFA/Arslan

Профессор алимҗан инайәт сөзидә йәнә мәрһум муһәммәд имин буғра язған әсәрлири арқилиқ, хитайниң “уйғурлар түрк әмәс”, “шинҗаң шәрқий түркистан әмәс”, “уйғурлар шинҗаңниң йәрлик хәлқ әмәс”, “қазақ, қирғиз, өзбек, татарлар түрк әмәс” дегән сәпсәтилиригә түрк тарихи пакитлар арқилиқ җаваб қайтуруп рәддийә бәргәнликини тәкитлиди.

Муһәммәд имин буғра, шәрқий түркистан тарихи намлиқ әсиридә йезилишичә, түркистан нами түрккә аиттур, түркистан әзәлдин түркләрниң ана юртидур, қазақ, қирғиз, өзбек, татарларму түрктур, чүнки түрк тарихи мәнбәләрдә түркләрниң ана юрти оттура асиядур. .

Профессор алимҗан инайәт, мәрһум лидер муһәммәд имин буғраниң “шәрқий түркистан тарихий” намлиқ әсириниң уйғурларниң тарихий, миллий кимликини тонуш җәһәттә наһайити қиммәтлик иптихарлинарлиқ бир әсәр икәнликини тәкитләп мундақ деди: “бу әсәр уйғурларға уйғур тарихи, уйғур кимлики билән пәхирлинишни, яшаватқан земинни сөйүшни, хитайниң идеологийәлик, сиясий вә психикилиқ бесимлириға қарши турушни өгәтти”.

Йиғинда йәнә доктор әсәт сулайман әпәнди, муһәммәд имин буғраниң “шәрқий түркистан миллий инқилаб тарихи” да изаһат бәрмигән үч түгүн дегән темида сөз қилди.

Йиғинда йәнә шәрқий түркистан тарихи намлиқ әсәрни түркчигә тәрҗимә қилип нәшр қилдурған тәтқиқатчи шундақла шәрқий түркистан вәхписиниң баш катипи абдулла оғуз әпәнди, хотән инқилабий вә хотәндә қурулған вақитлиқ һөкүмәт тоғрисида сөз қилди.

Йиғинда сөз қилған доктур нурәхмәт қурбан вә муһәммәд имин буғраниң йеқин туғқанлиридин тәтқиқатчи муһәммәд ели елиоғли әпәнди муһәммәд имин буғраниң һаяти вә сиясий паалийәтлири тоғрисида тохталди.

Йиғин ахирида “хотән ислам һөкүмити” намлиқ йеңидин нәшр қилинған китаб йиғинға қатнашқучиларға һәқсиз тарқитилди.

20-Әсирдә өткән мәшһур уйғур сиясий әрбаби вә тарихчи муһәммәд имин буғра 1901-йили хотәндә дуняға кәлгән болуп, 1965-йили 6-айниң 14-күни түркийәниң пайтәхти әнқәрәдә аләмдин өткән. Мәрһум тоғрилиқ түркийәдә икки китаб, 20 парчә мақалә елан қилинғандин сирт, йәнә түркийә дөләт телевизийәси т р т авази, муһәммәтимин буғра һәққидә һөҗҗәтлик филим ишләп тарқатти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.