“ялқун розиниң тутқун қилиниши уйғур маарипи вә уйғур кимликини ашкара йоқитишниң башлиниши ”

Вашингтондин мухбиримиз меһрибан тәйярлиди
2024.10.09
Yalqun-Rozi-renglik-1920 Оңдин солға уйғур аптоном районлуқ маарип назаритиниң муавин назири алимҗан мәмтимин, “шинҗаң маарип нәшрияти” ниң тәһрири, обзорчи ялқун рози, “шинҗаң маарип нәшрияти” ниң тәһрири, шаир ваһитҗан осман, уйғур аптоном районлуқ маарип назаритиниң сабиқ назири саттар савут
Photo: RFA

Тонулған обзорчи, башланғуч-оттура мәктәпләрниң уйғур тил-әдәбият дәрслик гурупписиниң башлиқи ялқун рози, хитай даирилири тәрипидин 2016-йил 10-айниң 6-күни тутқун қилинип, “дөләтни ағдурушқа қутратқулуқ қилиш” җинайити билән әйиблинип 15 йиллиқ муддәтлик қамақ җазасиға һөкүм қилинғаниди.

2024-Йили 6-өктәбир күни ялқун розиниң тутқун қилинғанлиқиниң 8 йиллиқи мунасивити билән, униң америкидики қизи тумарис ялқун X вә инстаграм қатарлиқ иҗтимаий алақә мунбәрлиридә синлиқ баянат елан қилип, дадиси ялқун розиға охшаш зиянкәшликкә учриған уйғур зиялийлириға әркинлик беришни тәләп қилған.

Тумарис ялқун баянатида, хитай һөкүмити тәрипидин наһәқ тутқун қилинған уйғур әдиб вә уйғурчә дәрсликләрниң баш муһәррири болған ялқун розиниң тутқун қилиниши, уйғур зиялийлириниң, уйғур маарипи вә уйғур кимликиниң ашкара йоқитилишиниң қәдими икәнликини билдүрүп мундақ дегән:

“сәккиз йил илгири, дадам ялқун рози хитай һөкүмити тәрипидин тутқун қилинди. У һөрмәткә сазавәр уйғур зиялий, язғучи вә әдәбий тәнқидчи иди. У пүтүн өмрини уйғур мәдәнийитини қоғдаш вә тәшвиқ қилишқа беғишлиған болуп, көп йиллардин буян у уйғур районида ишлитилгән уйғур әдәбият дәрсликлириниң баш муһәррири болғаниди. Әмма 2016-йили 10-айниң 6-күни, уйғурчә дәрсликләрни узун йил ишлитишни тәстиқлиған шу һөкүмәт туюқсиз бу дәрсликләрдә мәсилә бар дәп қарап, дадамни қолға алди. Дадам йеқинқи 8 йилни түрмидә өткүзди, у вә униңға охшаш уйғур зиялийлири билимниң күчи вә кишиләрниң кимликиниң күчидин қорқидиған һакимийәт тәрипидин җимиқтурулди. Шуниңдин кейин, хитай һөкүмити техиму чекидин ешип, мәктәпләрдә уйғур тили маарипини чәклиди. Ана тилимиз суслап кәтти, балилар раван сөзләш иқтидарини йоқитиватиду. Уйғур тили дәрсханилардин ғайиб болуватиду, хитай һөкүмити һазир уйғур балилириға уларниң кимликини унтуп қелишни өгитиватиду. Бу хилдики мәдәнийәт йоқитиши һазирму йүз бериватиду”.

Мәзкур баянатни елан қилған тумарис ялқун 8-өктәбир күни радийомизниң зияритини қобул қилди.

Униң билдүрүшичә, бу йилқи баянатта дадиси вә дадисиға охшаш нурғунлиған уйғур зиялийлириниң уйғур кимлики вә мәдәнийитини қоғдиғанлиқи үчүнла хитай һөкүмити тәрипидин тутқун қилинғанлиқи, йоқитилиш обйекти қилинған уйғур тилиниң нөвәттә уйғур елидики мәктәп маарипидин пүтүнләй сиқип чиқирилғанлиқи вә бу вәзийәткә пүткүл дуняниң җиддий көңүл бөлүши тәләп қилинған икән.

Ялқун рози тутқун қилинғанлиқиниң 8 йиллиқи мунасивити билән, америкидики “уйғур һәрикити тәшкилати” вә абдувәли аюпқа охшаш уйғур паалийәтчилириму баянат елан қилип, хитай түрмисигә қамалған ялқун розиға охшаш уйғур зиялийлириға әркинлик тәләп қилған.

“уйғур һәрикити тәшкилати” ниң баянатида, “көзгә көрүнгән уйғур зиялийси ялқун розиниң наһәқ түрмигә ташланғанлиқиниң 8 йиллиқини хатириләш мунасивити билән, хитай һөкүмитидин ялқун розиға охшаш наһәқ һалда түрмиләргә ташланған уйғур зиялийлирини шәртсиз вә дәрһал қоюп беришни тәләп қилидиғанлиқи” билдүрүлгән.

Ана тил тәшәббусчиси абдувәли аюп 2017-йилдин башлап үзлүксиз тутқун қилинған уйғур зиялийлириниң тизимликини елан қилип кәлгән уйғур паалийәтчилириниң бири болуп, ялқун розиниң тутқун қилинғанлиқи һәққидики хәвәрму әң дәсләп у елан қилған “тутқундики уйғур зиялийлири” тизимликидә берилгән иди.

8-Өктәбир күни радийомиз зияритини қобул қилған абдувәли аюп әпәнди ялқун розиниң тутқун қилинишини “хитай һөкүмитиниң уйғур тили вә уйғур мәдәнийәт кимликини қәдәмму қәдәм йоқитиш тарихидики әң чоң вәқә” дәп баһалиди.

Абдувәли аюп әпәнди сөзидә йәнә, “хитай һөкүмитиниң ялқун рози қатарлиқларни тутқун қилиши уйғур тили вә маарипини йоқитишқа өткәнлики, шундақла уйғур мәдәнийәт кимликини сақлаватқан 3 милйондин артуқ уйғурни тутқун қилип лагерларға қамаш җинайитини башлиғанлиқидин дерәк бериду” дәп көрсәтти.

Мәлум болғинидәк, хитай һөкүмитиниң 2016-йили күчәйтишкә башлиған “террорлуқ вә әсәбийликни йоқитиш” һәрикити давамида, маарип назаритиниң сабиқ назири сатар савут, шинҗаң маарип нәшриятиниң сабиқ башлиқи абдуразақ сайим, дәрслик гурупписиниң тәһрирлиридин ялқун рози вә ваһитҗан осман қатарлиқлар “дөләтни парчилашқа урунди” дегән төһмәтләр билән түрмиләргә қамалған болуп, саттар савут һәтта өлүм җазасиға һөкүм қилинғаниди.

1978-Йилдин 2008-йилғичә болған уйғурчә дәрсликләр үстидә тәтқиқат елип барған уйғуршунас тимоси грус, һәрқандақ уйғурчә дәрслик китабниң хитай һөкүмитиниң қатмуқат тәкшүрүшлиридин өтидиғанлиқини тәкитләйду. Саттар савут, ялқун рози қатарлиқлар мәсул болуп түзгән дәрсликләрниң хитай органлириниң тәкшүрүши вә контроллиридин өтмәй туруп нәшр қилинмайдиғанлиқи ениқ туруқлуқ, улар йәнила хитай һөкүмитиниң нишанлиқ зәрбисигә учриған.

Абдувәли аюп әпәнди әйни чағда маарип назаритиниң уйғур тил-әдәбият дәрсликини түзүш гурупписидин қолға елинған уйғур зиялийлиридин абдуразақ сайим, саттар савут, алимҗан мәмтимин, ваһитҗан осман, арслан абдулла вә башқа бир түркүм уйғур зиялийлириниң һәммисиниң дегүдәк сәрхил уйғур зиялийлири икәнликини, уларниң тутқун қилинишиниң уйғур ана тил маарипи вә уйғур зиялийлар қошуни үчүн зор йоқитиш болғанлиқини тәкитлиди.

Юқиридики аваз улинишидин тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.