Японийә вә австралийәдә хитайниң уйғур елини бесивалғанлиқиниң 75 йиллиқиға наразилиқ билдүрүлди
2024.09.30

Бу йил 10-айниң 1-күни хитай коммунистлириниң дөләт қурғанлиқиға 75 йил тошти. Шуниңдәк шу йилиниң ахирлири хитай коммунистлири уйғур елини бесивалғаниди. Хитай коммунистлири уйғур елини бесивалғанлиқиниң 75 йиллиқи мунасивити билән японийә вә австралийәдики уйғур җәмийәтлири түрлүк паалийәт өткүзди.
29-Сентәбир күни японийә уйғур җәмийити японийәдики тибәт вә моңғуллар билән бирлишип токйода үч мәйдан паалийәт елип барди. Австралийәниң сидней шәһәр мәркизидики мәйданда наразилиқ намайиши өткүзүлди.
Японийәдә өткүзүлгән паалийәтләрни японийә уйғур җәмийити, тибәт вә моңғул тәшкилатлири бирликтә уюштурған болуп, паалийәтләргә токйодики уйғурлар, тибәтләр, моңғуллар, тәйвәнликләр вә хоңкоңлуқлар билән уйғурларни қоллап келиватқан японийәликләр иштирак қилған.
Бу һәқтә телефон зияритимизни қобул қилған японийә уйғур җәмийитиниң рәиси әхмәт летип әпәнди мундақ деди: “бу паалийәтләрдин бири хитай әлчиханиси алдида наразилиқ намайиши өткүзүшимиздур. Бу намайишта хитайниң вәтинимиздин чиқип кетишини, бу 75 йиллиқ ишғалийәткә хатимә беришини тәләп қилған шоарлар уйғурчә вә япончә товланди. Йәнә бири баянатимиз оқуп өтүлди. Бу баянат хитай әлчиханисиниң почта сандуқиға ташланди.”
Намайиш ахирлашқандин кейин уйғурлар, тибәтләр, моңғуллар, тәйвәнлик вә хоңкоңлуқлар бирликтә, бир залда мухбирларни күтүвелиш вә 75 йиллиқ тарихни қисқичә муһакимә қилиш йиғини өткүзгән. Әхмәт летип әпәнди мәзкур иккинчи паалийәт тоғрисида мәлумат бәрди.
29-Сентәбир күни ахшам токйониң адәм әң көп өтидиған, әң ават шибуя бекитидә тәшвиқат арқилиқ хитайға наразилиқ билдүрүш паалийити өткүзүлгән. Әхмәт летип әпәнди бу паалийәттиму көк байрақ вә лозункиларни көтүргән һалда нутуқлар сөзләнгәнликини билдүрди.
Японийәдики уйғурлар билән охшаш күндә 29-сентәбир күни австралийәниң сидней шәһири мәркизидики мәйдандиму хитайниң ишғалийити вә ирқий қирғинчилиқ сияситигә наразилиқ билдүрүш үчүн намайиш өткүзүлгән. Паалийәтни уюштурған сиднейдики австралийә уйғур җәмийитиниң баянатчиси мәһмәт чәләпчи әпәнди бу мунасивәт билән телефон зияритимизни қобул қилип, мәзкур йиғин тоғрисида мәлумат бәрди. У, мундақ деди: “намайиш җәрянида хитай компартийәси һакимийитиниң қурулғандин һазирғичә уйғур вә башқа түркий хәлқләргә қарита елип барған зулумлири вә хәлқара җамаәтчилик билән австралийә һөкүмитидин бу зулумларни тохтитиш җәһәттин күткәнлиримиз тоғрисида баянатлар оқуп өтүлди. Сөз қилғучилар, хитай компартийә һакимийитиниң қурулушиниң уйғур вә башқа түркий хәлқләр үчүн бир матәм күни икәнликини вә хитай һөкүмитиниң бу хәлқләргә қилған зулумлириниң барғансери еғирлишип, 2017-йилидин кейин ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәткә айланғанлиқини баян қилди.”
Сиднейда өткүзүлгән намайишта сөз қилған мәһмәт чәләпчи әпәнди хитайниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири вә зулуминиң бир қисим дөләтләр тәрипидин ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт дәп етирап қилинғанлиқини оттуриға қойған һәм инсанийәтниң бирликтә һәрикәткә өтүп бу зулумни тохтитиши керәкликини тәкитлигән.
Намайишта хитайға қарита бәзи тәләпләр оттуриға қоюлған. Мәһмәт чәләпчи әпәнди мундақ деди: “биз хитай һөкүмитигә төвәндики тәләплиримизни оттуриға қойдуқ. Булар: җаза лагерлириниң пүтүнләй тақилиши, ирқий қирғинчилиқ сияситиниң тохтитилип, тутқунларниң шәртсиз қоюп берилиши, қул әмгики сияситиниң ахирлаштурулуши, ата-анилиридин зораванлиқ билән айриветилгән уйғур балиларниң аилилиригә қайтурулуши вә уйғур қатарлиқ түркий хәлқләрниң миллий кимлики, өрп-адити, тили вә диний етиқадиға һөрмәт қилған һалда әркин яшишиға йол қоюлуши қатарлиқлар.”
Дуня уйғур қурултийи ички ишлар комитети мудири бәхтияр бөрә әпәндиниң билдүрүшичә, намайишчилар әң ахирида австралийә һөкүмитигә болған тәләплириниму оттуриға қоюп өткән. Мәзкур баянатта австралийә һөкүмити уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилишқа, уйғур мәҗбурий әмгики билән четишлиқи бар малларниң австралийәгә киришини чәкләшкә, уйғур қирғинчилиқида роли болған хитай ширкәтлири, идарә-органлири вә әмәлдарлириға қарши җаза йүргүзүшкә, б д т кишилик һоқуқ комитетида уйғурларни қоллашқа вә австралийәдики уйғурларниң өз миллий кимликини қоғдап қелиши үчүн ярдәм беришкә чақирилған.
Дуня уйғур қурултийи һәр йили “1-өктәбир” күнини уйғурлар үчүн “матәм күни” дәп елан қилған болуп, дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғур җамаити бу күндә һәр хил шәкилләрдики наразилиқ паалийәтлирини тәшкилләш арқилиқ өзлириниң хитай һөкүмитигә болған ғәзипини ипадиләп кәлмәктә. Бу йилму дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғур җамаити хитай әлчиханиси алдиға вә мәйданларға топлинип өз наразилиқини ипадилимәктә.