Японийәдә уйғур елидики лагерларни тақаш вә илһам тохтини қоюп беришни тәләп қилиш паалийити өткүзүлгән
2024.09.24
23-Сентәбир күни японийә пайтәхти токйода илһам тохтиниң муддәтсиз қамаққа һөкүм қилинғанлиқиниң 10 йиллиқи мунасивити билән мәхсус йиғин өткүзүлгән. Мәзкур йиғинда алди билән илһам тохтиниң америкадики қизи җәвһәр илһам видийо арқилиқ сөзләп әвәткән синлиқ нутуқи аңлап өтүлгән, андин японийә уйғур җәмийитиниң рәиси әхмәт летип әпәнди билән хәлқара кәчүрүм тәшкилати японийә шөбисиниң мәсули китайи кетаро әпәндиләр сөз қилған. Улар бирдәк уйғур елидики лагерларниң дәрһал тақилиши вә илһам тохтиниң шәртсиз қоюп берилишини тәләп қилған.
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати билән японийә уйғур җәмийити ортақ уюштурған бу йиғин нәқ мәйдан вә тордин қатнишиш шәклидә елип берилған болуп, бу йиғинға токйодики канада әлчиханисиниң хадимлири, японийә йәрлик парламентлириниң әзалири вә мухбирлардин болуп, 60 тин көп киши иштирак қилған.
Әхмәт летип әпәнди билән японийә уйғур җәмийитиниң идарә һәйәт әзаси вә дуня уйғур қурултийиниң японийәдики вәкили савутҗан мәмәт әпәнди йиғин ахирлашқандин кейин телефон зияритимизни қобул қилип, бу йиғинда асаслиқи илһам тохти делоси тема қилинип, уйғур қирғинчилиқиниң тонуштурулғанлиқини баян қилип өтти.
Әхмәт летип әпәнди йиғин тоғрисида мәлумат берип мундақ деди: “икки саәт давамлашқан бу йиғинда алди билән илһам тохтиниң қизи җәвһәр йоллиған видийолуқ нутуқ вә униң япончә тәрҗимиси кириштүрүлгән син нусхиси йиғин әһлигә қоюп берилди.”
Әхмәт летип әпәнди йәнә мундақ деди: “кейин җәмийитимиз тәрипидин илһам тохтиниң кимлики, уйғурлар үчүн немиләрни қилғанлиқи, шундақла хитайниң көзигә мих болуп қадилип, ахирида қандақ болуп муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқи чүшәндүрүп өтүлди. Шуниң билән бир вақитта биз йәнә униң делосиға хәлқара җәмийәтниң қандақ инкасларда болуп келиватқанлиқи тоғрилиқ мәлумат бәрдуқ.”
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати японийә шөбисиниң мәсули китайи кетаро әпәнди хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң уйғурлар тоғрисида тәйярлиған доклатини асас қилған һалда уйғур ирқий қирғинчилиқи тоғрисида қисқичә сөз қилған. Әхмәт летип әпәнди, китайи кетаро әпәндиниң хитайниң илһам тохтини муддәтсиз қамаққа һөкүм қилишиниң хәлқара қанунға вә кишилик һоқуқ әһдинамисигә хилап икәнликини тәкитләп өткәнликини билдүрди.
Тонулған уйғур зиялийси илһам тохти уйғурларниң хитай һакимийити астидики ечинишлиқ вәзийитини дуняға ашкарилап, уйғурларниң қануний һәқлирини тәләп қилғанлиқи үчүн, 2014-йили 1-айда бейҗиңдики өйидин тутуп кетилгән. Шу йили 9-айниң 23-күни үрүмчи оттура сот мәһкимиси тәрипидин муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған. Илһам тохтиниң наһәқ тутқун қилинип, еғир җаза билән түрмидә йетиватқиниға бу йил дәл 10 йил болди. Илһам тохти тутқун қилинишниң алдида вә тутқун қилинғандин кейин униң бейҗиңдики өйигә берип аилисидикиләр билән көрүшкән савутҗан мәмәт әпәнди өзиниң 10 йил бурунқи әслимилирини аңлитип өтти.
Мәмәтҗан савутниң билдүрүшичә, хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң японийә шөбиси нара дегән җайда илһам тохтини қутулдуруш гурупписи қуруп, “хитай илһам тохтини шәртсиз қоюп бәрсун” дегән темида имза топлаш паалийити қанат яйдурған икән.