Японийә уйғур җәмийити мурасим өткүзүп қоллиғучилириға рәһмәт ейтти
2024.12.26

Японийә уйғур җәмийити уйғур қирғинчилиқини японларға аңлитиш, японийә һөкүмитини һәрикәткә кәлтүрүш, японларниң қоллишини вә һесдашлиқини қолға кәлтүрүш мәқсити билән сиясий паалийәтләрни елип бармақта. японийә уйғур җәмийити 21-декабир күни токйода чоң бир паалийәт өткүзүп қоллиғучилириға рәһмәт ейтқан. Паалийәткә узун вақиттин буян уйғурларни қоллап келиватқан йәрлик парламент әзалириниң башлиқи, токйо университетидин 2 нәпәр пирофессор, далай ламаниң токйодики вәкили, хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң мәсуллири, канада қатарлиқ бирқанчә дөләтниң әлчилири, аммиви тәшкилат мәсуллири вә тәтқиқатчилардин болуп көп санда киши иштирак қилған. Улар паалийәттә сөз елип бундин кейинму уйғурларни қоллашни давам қилидиғанлиқини тәкитләшкән.
Телефон зияритимизни қобул қилған японийә уйғур җәмийитиниң башқуруш һәйәт әзаси вә дуня уйғур қурултийиниң шәрқий асия ишлири комитетиниң мудири савут мәмәт әпәнди паалийәт тоғрисида мәлумат бәрди. У, мундақ деди: “японларда йил ахири өзиниң йеқинлириға, қоллиғучилириға, һәмкарлашқучилириға рәһмәт ейтидиған, зияпәт беридиған мушундақ бир мәдәнийити бар. Бизму японларниң мушу мәдәнийитигә бинаән 21-декабир күни бизниң қоллиғучилиримизға рәһмәт ейтидиған бир паалийәт уюштурдуқ.”
Савут мәмәт әпәнди паалийәтниң мәзмуни тоғрисида мәлумат берип мундақ деди: “бу паалийәт японийә вә шәрқий түркистанниң истиқлал маршини оқуш билән башланди. Униңдин кейин бизниң японийә уйғур җәмийитиниң рәиси әхмәт летип әпәнди вә бизни қоллаватқан йәрлик парламент әзалири гурупписиниң рәиси марияма әпәнди нутуқ сөзлиди. Паалийәт җәрянида уйғурларниң мәдәнийити әкс әттүрүлгән қисқа видийо вә японийә уйғур җәмийитиниң бир йилдин буян қилип кәлгән паалийәтлирини хуласилигән қисқа видийолар қоюлди. Униңдин сирт уйғурларниң нахша музикилири, уйғурчә тамақлар қоллиғучилиримизға тәқдим қилинди.”
Японийә уйғур җәмийитиниң рәиси әхмәт летип әпәнди йиғинда өзиниң сөз қилип, уйғур җәмийитиниң бир йиллиқ паалийәтлиридин мәлумат бәргәндин кейин, хитайниң уйғурларға қаратқан зулумида 2024-йилида бир өзгириш болмиғанлиқини, японийә һөкүмитидин из-дерәксиз йоқ болуп кәткән, өлтүрүлгән вә түрмиләргә ташланған уйғурлар тоғрисида тәкшүрүш елип беришини тәләп қилғанлиқини баян қилди.
Паалийәт ахирида уйғурларни қоллиғучилар арқа-арқидин сөз елип, мәзкур паалийәтни уюштурған японийә уйғур җәмийитигә рәһмәт ейтиш билән бирликтә, һазир өзлириниң һаятида уйғурларни қоллаштин башқа әһмийәтлик ишниң йоқлиғини, бундин кейинму уйғурларниң паалийитигә актип қатнишишни давам қилидиғанлиқини баян қилишқан. Савут мәмәт әпәнди бу һәқтә бизгә мәлумат бәрди.
Әхмәт летип әпәндиниң билдүрүшичә, японийә уйғур җәмийити уйғур қирғинчилиқини японийәдики авам хәлққә вә һөкүмәткә тонутуш мәқситидә бир йүрүш паалийәтләрни 2021-йили 2-айда башлиған. 2024-Йили киргәндин буян җәмий 11 қетим паалийәт өткүзгән. японийәлик қоллиғучилар бу паалийәтләрниң һәммисигә дегүдәк қатнашқан.