Японийә парламенти “уйғур достлуқ гурупписи” ташқи ишлар министириға тайландтики уйғурлар тоғрисида тәләп мәктупи сунған

Әнқәрәдин ихтиярий мухбиримиз әркин тарим тәйярлиди
2025.02.03
yaponiye-dostluq-01 Японийә парламенти “уйғур достлуқ гурупписи” ниң рәиси кеиҗи фүруя (Keiji Furuya) японийә ташқи ишлар министири такәши ивая (Takeshi İwaya) ға мәктуп сунмақта. 2025-Йили январ, токйо
RFA/Erkin Tarim

1-Айниң 30-күни японийә парламенти “уйғур достлуқ гурупписи” ниң рәиси кеиҗи фүруя (Keiji Furuya), муавин рәиси әрико яматани (Eriko Yamatani), баш катипи сәиичи әто (Seiichi Eto) вә ринтаро ишибаши (Rintaro İshibashi) қатарлиқ кишиләрдин тәркиб тапқан һәйәт японийә ташқи ишлар министири такәши ивая (Takeshi İwaya) билән көрүшүп, тайланд түрмисидә тутуп турулуватқан 48 нәпәр уйғурни қутқузуш тоғрисида тәләп хети сунған.

Японийә парламенти “уйғур достлуқ гурупписи” 30-январ күни иҗтимаий таратқулар арқилиқ елан қилған бу һәқтики баянатида, ташқи ишлар министириға сунулған мәзкур хәттә үч тәләпниң оттуриға қойғанлиқи йезилған. Булар: “1. Дөлитимиз бу мәсилидә ялғуз учур топлаш биләнла чәклинип қалмай, тайланд һөкүмитигә қарита хитайниң бесимиға тиз пүкүп уйғурларни өткүзүп бәрмәслики керәклики тоғрисида ениқ вә күчлүк һәрикәт қоллансун.

2. Дөлитимиз бирләшкән дөләтләр тәшкилати қатарлиқ хәлқара органлар вә уйғурларни қобул қилиш мумкинчилики бар дөләтләр, иттипақдаш дөләтләр билән һәмкарлишип, бу уйғурларни қоюп бериш, олтурақлаштуруш, үчинчи бир дөләткә йөткәш қатарлиқ ишларда актип ярдәм қилип, һәм буни вуҗудқа чиқирип, бу уйғурларни қоғдисун.

3. Хитайниң чәт әлләргичә узарған зулуми тоғрисида учур топлашни күчәйтип, буни тосуш үчүн күчлүк тәдбир алсун.”

Уйғур достлуқ гурупписи япон ташқи ишлар министириға тәләп мәктупи сунди. 2025-Йили январ, токйо
Уйғур достлуқ гурупписи япон ташқи ишлар министириға тәләп мәктупи сунди. 2025-Йили январ, токйо
RFA/Erkin Tarim

 японийә парламенти “уйғур достлуқ гурупписи” һәйити японийә ташқи ишлар министири такәши ивая әпәнди билән мәхсус көрүшүп, тәләп хети сунуштин бурун, японийә уйғур җәмийити бу тоғрилиқ баянат елан қилған. Бу баянатта японийә һөкүмити, парламенти вә хәлқара кишилик һоқуқ органлириниң тайланд түрмилиридә тутуп турулуватқан 48 нәпәр уйғурниң хитайға қайтурулушини тосуш вә үчинчи бир дөләткә кетишини әмәлгә ашуруш үчүн тиришчанлиқ көрситиши тәләп қилинған. Бу баянат японийә мәтбуатлиридиму елан қилинған. японийә уйғур җәмийити рәиси әхмәт летип әпәнди бу һәқтә бизгә мәлумат бәрди.

Тайландтики 48 нәпәр уйғурниң хитайға қайтурулуш хәвпи мәсилиси чиққандин кейин, дуня уйғур қурултийи вә башқа бир қисим уйғур аммиви тәшкилатлири мәсуллири вә уйғур паалийәтчиләр бирләшкән дөләтләр тәшкилати, явропа иттипақи, америка, германийә, түркийә қатарлиқ дөләтләрни өз ичигә алған көплигән дөләтләрниң һөкүмәт хадимлири вә парламент әзалири шундақла хәлқаралиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлири билән көрүшкәниди. Американиң бәзи дөләт мәҗлис әзалири вә ташқи ишлар министирлиқи инкас қайтуруп, тайландни бу уйғурларни хитайға қайтурмаслиққа чақирған иди.

Уйғур һәрикити тәшкилатиниң башлиқи рошән аббас япон парламентида тайландтики 48 уйғурниң мәсилиси һәққидә сөзләватиду. 2025-Йили 21-январ, токйо
Уйғур һәрикити тәшкилатиниң башлиқи рошән аббас япон парламентида тайландтики 48 уйғурниң мәсилиси һәққидә сөзләватиду. 2025-Йили 21-январ, токйо
RFA/Erkin Tarim

21-январ күни уйғур һәрикити тәшкилатиниң башлиқи рошән аббас вә японийә уйғур җәмийити рәиси әхмәт летип башчилиқидики бир һәйәт японийә парламенти “уйғур достлуқ гурупписи” ниң рәиси кеиҗи фүруя вә гуруппа әзалири билән көрүшүп, 11 йилдин буян тайландта тутуп турулуватқан 48 нәпәр уйғурға японийә һөкүмитиниң игә чиқишини тәләп қилип, мәктуп сунған. Бу тәләп хетигә асасән улар японийә ташқи ишлар министири билән көрүшүп, бу һәқтә сөзләшкән. Әхмәт летип әпәнди бу һәқтә бизгә мәлумат бәрди.

Ундақта японийәниң тайланд һөкүмитигә гепи өтәрму? әнглийәдики шеффилд һаллам университетида хитай тәтқиқати саһәсидә тәтқиқатчи болуп ишләватқан, доктор мәвлан тәңриқут әпәнди зияритимизни қобул қилип, японийәниң шәрқий җәнубий асия дөләтлиридә, болупму тайландта тәсир күчиниң юқири икәнликини, японийә һөкүмити тайланд һөкүмити билән бу мәсилини сөзләшсә 48 нәпәр уйғурниң үчинчи бир дөләткә кетишини әмәлгә ашурғили болидиғанлиқини илгири сүрди.

17-январда шиветсийә, германийә, норвегийә, әнглийә, түркийә, японийә, канада, америка вә австралийә қатарлиқ дөләтләрдики уйғурлар, өзлири туруватқан дөләтләрдики тайланд әлчиханилири алдида намайишларни елип берип, мәтбуат баянатлирини оқуп тайланд һөкүмитини хәлқара қанунларға вә кишилик һоқуқ әһдинамисигә риайә қилип, 48 нәпәр уйғурни қоюп беришкә чақирғаниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.