Явропа путбол мусабиқиси мәйданида намаян болған ай-юлтузлуқ көк байрақ һәққидә тәсиратлар

Мюнхендин ихтиярий мухбиримиз әкрәм тәйярлиди
2024.07.01
adile-kok-bayraq.jpg Уйғур қизи адилә “явропа лоңқиси” путбол мусабиқисиниң түркийә билән чехийә мусабиқиси мәйданиға шәрқий түркистанниң ай-юлтузлуқ көк байриқини елип кириватқан көрүнүш. 2024-Йили 26-июн, һамбург, германийә.
RFA/Ekrem

“явропа лоңқиси” путбол мусабиқиси мәйданида көзгә челиққан шәрқий түркистанниң ай-юлтузлуқ көк байриқи тоғрисидики һаяҗанлиқ баянлар бирқанчә күндин буян иҗтимаий таратқуларни қаплиди. Уйғур җамаити, бу җасарәтни көрситәлигән уйғур яшлириға юқири баһалар беришип, буни “шәрқий түркистан хәлқиниң миллий ирадисиниң мәңгү өлмәйдиғанлиқиниң бир намайәндиси” дегәндәк ибариләр билән тәрипләшти.

Германийәниң һамбург шәһиридә 26-июн өткүзүлгән түркийә билән чехийәниң мусабиқисидә көк байрақниң сиймасини қанчә милйонлиған тамашибинларниң көз алдида намаян қилған қизниң исми адилә, униң йолдишиниң исми билгә хақан иди. Бүгүн бизниң муһаҗирәттики уйғурларни һаяҗанға салған бу һадисә һәққидә адилә вә униң аилиси һәмдә явропадики бәзи уйғурлар билән сөһбәт өткүзүш пурситимиз болди.

Адилә вә униң йолдиши билгә хақан “явропа лоңқиси” путбол мусабиқисиниң түркийә билән чехийә мусабиқиси мәйданиға шәрқий түркистанниң ай-юлтузлуқ көк байриқи билән түркийәниң байриқини елип кириватқан көрүнүш. 2024-Йили 26-июн, һамбург, германийә.
Адилә вә униң йолдиши билгә хақан “явропа лоңқиси” путбол мусабиқисиниң түркийә билән чехийә мусабиқиси мәйданиға шәрқий түркистанниң ай-юлтузлуқ көк байриқи билән түркийәниң байриқини елип кириватқан көрүнүш. 2024-Йили 26-июн, һамбург, германийә.
RFA/Ekrem

Вәтәнпәрвәрлики вә миллий җасарити билән йиллардин буян елип барған хитай зулмиға қарши паалийәтлири арқилиқ германийәдики уйғур җамаитиниң һөрмитигә муйәссәр болуп келиватқан уйғур қизи адилә “явропа лоңқиси” путбол мусабиқиси мәйданиға шәрқий түркистанниң ай-юлтузлуқ көк байриқини елип кириштики мәқсити һәққидә тохталғанда, бу байрақниң шәрқий түркистан дөлити вә хәлқиниң ирадисиниң символи икәнликини әскәртип, “уйғурларниң авазиниң өчмигәнликини хитай дөлитигә көрситип қоюшниң бу пурситини қолдин бәрмидуқ” дегәнләрни тилға алди.

Адиләниң дадиси әнвәр әһмәт әпәндим бу һәқтә тохталғанда, қизиниң җасаритидин көп пәхирләнгәнликини баян қилип, уйғур пәрзәнтлирини уйғур кимлики вә вәтән сөйгүси билән йетиштүрүшниң аилә тәрбийәсидә интайин муһимлиқини тәкитләп өтти. Адиләниң аниси амангүлму бу һаяҗанлиқ көрүнүшни пәйда қилалиған қизидин иптихарланғанлиқини ипадә қилди. Униң ейтишичә, адиләниң ай юлтузлуқ көк байраққа нисбәтән сөйгүси алаһидә күчлүк болуп, һәтта тойидиму бу байрақни есишта чиң турувалған вә той залиниң сәһнисигә ай-юлтузлуқ көк байрақни той ахирлашқучә есип қойған.

“явропа лоңқиси” путбол мусабиқисиниң түркийә билән чехийә мусабиқиси мәйданиға әсилған шәрқий түркистанниң ай-юлтузлуқ көк байриқи. 2024-Йили 26-июн, һамбург, германийә.
“явропа лоңқиси” путбол мусабиқисиниң түркийә билән чехийә мусабиқиси мәйданиға әсилған шәрқий түркистанниң ай-юлтузлуқ көк байриқи. 2024-Йили 26-июн, һамбург, германийә.
RFA/Ekrem

Ай-юлтузлуқ көк байрақниң дуняниң һәр йеридики қанчә йүз милйонлиған адәм нәқ мәйдандин көридиған “явропа лоңқиси” путбол мусабиқиси мәйданида җәвлан қилинғанлиқидин һаяҗанланған “германийә уйғур мәдәнийәт вә маарип бирлики” тәшкилатиниң рәиси пәридә ханим 27-июн адиләниң аписи амангүлгә йоллиған учурида, бу көрүнүштин көзлиригә яш алғанлиқини әскәртип “бу, кәлгүси әвладлиримизниң вәтинимиз шәрқий түркистанниң һаман биркүни мустәқил болидиғанлиқиға қарита ишәнчиниң бир намайәндиси” дегән.

Германийәдики вәзийәт анализчиси ғәюр қурбан әпәнди адилә вә униң йолдиши билгә хақанниң явропа лоңқиси путбол мусабиқиси мәйданида шәрқий түркистанниң ай-юлтузлуқ көк байриқини җәвлан қилдурғанлиқиға юқири баһа бәрди. Норвегийәдики уйғур сиясий актиплиридин иһсан шүкранму бу һәқтә өз тәсиратлирини баян қилип өтти.

Уйғур қизи адилә хитай һөкүмитигә қарши намайишта сөзлимәктә. 2015-Йили мюнхен, германийә.
Уйғур қизи адилә хитай һөкүмитигә қарши намайишта сөзлимәктә. 2015-Йили мюнхен, германийә.
RFA/Ekrem

Мәлум болғинидәк, “явропа лоңқиси” путбол мусабиқиси 2024-йили 14-июн германийәниң мюнхен шәһридә башланған болуп, бу мусабиқә 14-июлға қәдәр давам қилидикән. Мәзкур мусабиқә мунасивити билән дуняниң һәрқайси әллиридин кәлгән милйонлиған топ мәстанилири нөвәттә германийәниң охшаш болмиған шәһәрлиридә қайнам ташқинлиқ бир мәнзирә пәйда қилмақта. Әслидә, уйғур мәҗбурий әмгики билән әйиблинип келиватқан хитайниң “Hisense”, “Huawei”, “BYD” қатарлиқ ширкәтлири пурсәттин пайдилинип мусабиқә мәйданлирида елан берип, өзлирини базарға салмақта. Уйғурларниң қаришичә, мушундақ вәзийәттә, ирқий қирғинчилиққа учраватқан уйғурларниң тарихий вәтини шәрқий түркистанниң ай-юлтузлуқ көк байриқиниң намаян қилиниши һаяҗанлиқ бир һадисә болуп һесаблинидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.