Явропа вә фирансийә парламент әзалири тайланд һөкүмитини 48 уйғурни хитайға қайтурмаслиққа чақирди

Берндин ихтиярий мухбиримиз һәбибулла изчи тәйярлиди
2025.01.24
yawropa-firansiye-parlament-ezaliri-48-uyghur Явропа парламенти әзалири вә фирансийә парламенти әзалири тайландта тутуп турулуватқан 48 уйғурни хитайға қайтурмаслиққа чақириқ қилиш үчүн чақирилған баянат елан қилиш йиғинида явропа уйғур институтидин доктор дилнур рәйһан ханим риясәтчилик қилмақта. 2025-Йили 24-январ, париж.
RFA/Hebibulla Izchi

Тайландта тутуп турулуватқан 48 уйғурниң бихәтәрлик мәсилиси муһаҗирәттики уйғурларни наһайити җиддийләштүргәниди. Бу мунасивәт билән дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғур җамаити, тәшкилатлири, сиясий паалийәтчилири, тәтқиқатчилири һәр хил шәкилдә паалийәтләрни елип берип, бу 48 уйғурни қутқузуп қелиш үчүн америка һөкүмити, явропа парламенти, б д т қатарлиқ органлар һәм кишилик һоқуқ тәшкилатлириға чақириқларда болғаниди.

Бүгүн, йәни, 24-январ күни фирансийә пайтәхти парижда явропа уйғур институтиниң орунлаштуруши билән явропа парламенти әзалиридин рафел глүкисмән, бернард готта, фирансийә парламенти әзалиридин еммануел григори, париж шәһәрлик һөкүмәт вәкили рафаел лөлө қатарлиқлар париждики волтарийә хатирә сарийида баянат елан қилип тайланд һөкүмитини нөвәттә тайландта тутуп турулуватқан бу 48 уйғурни хитайға қайтурмаслиққа чақириқ қилди.

Явропа уйғур институтидин доктор дилнур рәйһан ханим зияритимизни қобул қилип бу һәқтики тәпсилатларни ортақлашти.

Бу баянат елан қилиш йиғинида явропа парламенти әзаси рафаел глүксмән сөз қилип, бу 48 уйғурниң явропа үчүн һечқанчә бир сан әмәсликини, явропа дөләтлирини бу уйғурларни қобул қилишқа чақириқ қилишни оттуриға қойған.

явропа уйғур институтиниң орунлаштуруши билән тайландта тутуп турулуватқан 48 уйғурни хитайға қайтурмаслиққа чақириқ қилиш үчүн чақирилған баянат елан қилиш йиғинида явропа парламенти әзаси рафаел глүксмән сөз қилмақта. 2025-Йили 24-январ, париж.
Явропа уйғур институтиниң орунлаштуруши билән тайландта тутуп турулуватқан 48 уйғурни хитайға қайтурмаслиққа чақириқ қилиш үчүн чақирилған баянат елан қилиш йиғинида явропа парламенти әзаси рафаел глүксмән сөз қилмақта. 2025-Йили 24-январ, париж.
RFA/Hebibulla Izchi

У сөзидә мундақ дәйду: “биз явропаниң бу мусапирларни қарши елишини, фирансийәниңму буниң бир қисми болушини тәшәббус қилишимиз керәк. Биз бу мусапирларни қарши алимиз, хитай һөкүмити вә униң мустәбит түзүмидин қорқмаймиз. Бу һәрикәт һазир қоллинилиши керәк. Тайландму чоқум бу мәсилидә 2 дин бирини таллиши керәк: явропа бирләшмисиму яки хитайму?. Биз елип баралайдиған ишлар шулардин ибарәт;1. Тайланд һөкүмитигә бесим қилиш, тайланд явропа билән һәмкарлиқи бар дөләт. явропа дөләтлири бирликтә бу мәсилигә күчәш вә тайландни бу мәһбусларни өлүмгә йоллаштин тосуш керәк. 2. Җамаәтни сәпәрвәр қилиш: җамаәтчиликни ойғитип, уларниң авазини тайланд һөкүмитигә йәткүзүш һәмдә бу қайтурушниң тайландниң мәнпәәтигә зиян елип келидиғанлиқини тонутуш лазим. 3. явропа иттипақиниң мәсулийити: биз йәнә явропа иттипақиниң бу мәсилидә бирликтә һәмкарлишип, мәһбусларни өзимизниң мәркәзләшкән җайлириға қобул қилишини тәклип қилимиз. Бу һәқ-һоқуқ вә адаләт мәсилисидур. явропа һечқандақ вақитта бундақ зулумға ортақ болмаслиқи керәк”.

явропа уйғур институтиниң орунлаштуруши билән тайландта тутуп турулуватқан 48 уйғурни хитайға қайтурмаслиққа чақириқ қилиш үчүн чақирилған баянат елан қилиш йиғинида явропа парламенти әзаси бернард готта сөз қилмақта. 2025-Йили 24-январ, париж.
Явропа уйғур институтиниң орунлаштуруши билән тайландта тутуп турулуватқан 48 уйғурни хитайға қайтурмаслиққа чақириқ қилиш үчүн чақирилған баянат елан қилиш йиғинида явропа парламенти әзаси бернард готта сөз қилмақта. 2025-Йили 24-январ, париж.
RFA/Hebibulla Izchi

Явропа парламенти әзаси бернард готтаму сөз қилған. У сөзидә; “улар аддийла уйғур аз санлиқлири әмәс, бәлки һәқиқий сиясий мусапирлар. Бу мәсилидә чоқум күрәш қилишқа тегишлик, бу мушу 48 адәмдин башлиниши керәк. Биз көчмәнләрниң иттипақлиқи үчүнла әмәс, бәлки әркинликниң муқәддәс қиммәт қариши үчүнму йетәкчилик қилишмиз керәк”

Дилнур рәйһан ханим бу һәқтә йәнә, париж шәһәрлик һөкүмәтниң әзаси рафаел лө лөниң әгәр мумкин болса бу уйғурларни парижға йәрләштүрүшкә чақириқ қилишни оттуриға қойғанлиқини билдүрди.

Рафаел глүксмән бу баянат елан қилиш йиғинда йәнә: “биз бу йәргә кишилик һоқуқ үчүн, уйғур хәлқиниң һоқуқлири үчүн вә тайланд зинданлирида 11 йилдин бери тутуп турулуватқан 48 мәһбус үчүн күрәш қилиш үчүн кәлдуқ. Уларниң йеганә ‛җинайити‚ болса, лагерлардин, зулумдин йирақ, бихәтәр шәрт-шараитта яшаш арзусидин ибарәт. 11 Йилдин бери улар ғайәт зор қийинчилиқларға дуч кәлди, уларниң һаяти тайланд зинданлирида әркинлик арзуси үчүн бәдәл төләш билән өтмәктә. Бундин бурун тайландтин хитайға қайтурулған 109 мәһбусниң ақивити ениқ әмәс” дегәнләрни оттуриға қуюп, нөвәттә қилишқа тегишлик әң муһим ишниң тайланд һөкүмитигә бесим қилиш икәнликини оттуриға қойған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.