“5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ниң 15 йиллиқи мунасивити билән явропа әллиридә намайишлар елип берилди

Мюнхендин ихтиярий мухбиримиз әкрәм тәйярлиди
2024.07.08
karlsruhe-1-1024

Германийәниң карлсрухе шәһиридә өткүзүлгән намайиш көрүнүши. 2024-Йили 5-июл, карлсрухи RFA/Ekrem

karlsruhe-2-1024

Германийәниң карлсрухе шәһиридә өткүзүлгән намайиш көрүнүши. 2024-Йили 5-июл, карлсрухи RFA/Ekrem

karlsruhe-3-1024

Германийәниң карлсрухе шәһиридә өткүзүлгән намайиш көрүнүши. 2024-Йили 5-июл, карлсрухи RFA/Ekrem

Belgiye-1-1024

Явропа иттипақиниң мәркизи болған белгийә пайтәхти бирюсселда өткүзүлгән намайиш көрүнүши. 2024-Йили 6-июл, бирюссел RFA/Ekrem

Belgiye-2-1024

Явропа иттипақиниң мәркизи болған белгийә пайтәхти бирюсселда өткүзүлгән намайиш көрүнүши. 2024-Йили 6-июл, бирюссел RFA/Ekrem

Belgiye-3-1024

Явропа иттипақиниң мәркизи болған белгийә пайтәхти бирюсселда өткүзүлгән намайиш көрүнүши. 2024-Йили 6-июл, бирюссел RFA/Ekrem

Norwegiye-namayish-01

Норвегийәниң пайтәхти осло шәһиридики парламент бинаси алдида өткүзүлгән намайиш көрүнүши. 2024-Йили 5-июл, осло RFA/Ekrem

Norwegiye-namayish-02

Норвегийәниң пайтәхти осло шәһиридики парламент бинаси алдида өткүзүлгән намайиш көрүнүши. 2024-Йили 5-июл, осло RFA/Ekrem

Norwegiye-namayish-03

Норвегийәниң пайтәхти осло шәһиридики парламент бинаси алдида өткүзүлгән намайиш көрүнүши. 2024-Йили 5-июл, осло RFA/Ekrem

Gollandiye-1-1024

Голландийәниң амстердам шәһиридики дам мәйданида кәң көләмлик намайиш өткүзүлди. 2024-Йили 6-июл, амстердам RFA/Ekrem

Gollandiye-2-1024

Голландийәниң амстердам шәһиридики дам мәйданида кәң көләмлик намайиш өткүзүлди. 2024-Йили 6-июл, амстердам RFA/Ekrem

Gollandiye-3-1024

Голландийәниң амстердам шәһиридики дам мәйданида кәң көләмлик намайиш өткүзүлди. 2024-Йили 6-июл, амстердам RFA/Ekrem

5-6-Июл күнлири “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ниң 15 йиллиқини хатириләш мунасивити билән дуняниң һәрқайси җайлирида һәр хил көләмдә намайишлар өткүзүлди. Биз өрнәк сүпитидә, явропадики 4 шәһәрдә өткүзүлгән намайишлар тоғрисида мәлуматлар беришни лайиқ көрдуқ.

5-Июл күни германийәниң карлсрухе шәһиридиму көплигән кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң һәмкарлишиши, йәрлик герман аһалисиниң иштиракида намайиш елип берилған. Карлсрухедики уйғур зиялийси әнвәр әһмәтниң билдүрүшичә, бу намайишқа уйғурлардин көпрәк германлар қатнашқан болуп, карлсрухедики университетниң икки нәпәр пирофессори “‛шәрқий түркистанға азатлиқ‚ дегән лозункини биз көтүрәйли” дейишип, өзлириниң уйғурларға вә уларниң келәчәктики дөлитигә болған һесдашлиқлирини намаян қилишқан.

5-Июл күни норвегийәниң пайтәхти осло шәһиридики парламент бинаси алдидиму намайиш өткүзүлгән. Норвегийә уйғур комитетиниң рәиси хәлчәм мәмтимин ханимниң билдүрүшичә, “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ни хатириләш намайиши ослодиму қизғин кәйпият ичидә давам қилған.

6-Июл күни явропа иттипақиниң мәркизи болған белгийә пайтәхти бирюсселдиму намайиш елип берилған. Белгийә уйғур җәмийитиниң рәиси әкбәрҗанниң билдүрүшичә, шәһәрниң қайнақ сода мәркизидә өткүзүлгән бу намайиш йәрлик аһалиләрниң күчлүк диққитини җәлп қилған.

6-Июл күни йәнә голландийәниң амстердам шәһиридики дам мәйданидиму кәң көләмлик намайиш елип берилған. Намайиш мәйданидин зияритимизни қобул қилған лагер шаһити қәлбинур сидиқ ханимниң билдүрүшичә, бу намайишқа хоңкоңлуқлар вә ички моңғулийәликләрму иштирак қилған.

5-6-Июл күнлири йәнә явропаниң башқа дөләтлиридики уйғурлар мәркәзлишип олтурақлашқан шәһәрләрдиму мәхсус намайишлар елип берилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.