Явропаниң һәрбий санаитигә тәсир көрситиватқан “шинҗаң пахтиси”
2024.08.23
Русийә 2022-йили 2-айниң 24-күни украинаға таҗавуз қилип киргәндин кейин, явропа иттипақи русийәниң тәһдитидин қутулуш үчүн бир тәрәптин украинани қорал-ярақ, оқ-дора билән тәминләш, йәнә бир тәрәптин өзлириниң қорал-ярақлирини ислаһ қилип, искилатлирини йетәрлик дәриҗидики һәрбий хам әшялар билән толдуруш мәҗбурийитидә қалған.
Явропа иттипақиниң әсли пилани, 2024-йилидин башлап NATO (шималий атлантик окян әһди тәшкилати)ни һәр йили асаслиқ калбир өлчимидики 1 милйон 500 миң данә оқ билән тәминләш болған. Бирақ явропа иттипақи нөвәттә бу вәзиписиниң һөддисидин чиқиштин көп узақта қалған. Чүнки улар оқ-дора яшашта зөрүр болған йетәрлик дәриҗидики “шинҗаң пахтиси” ни җуғлиялмиған.
“шинҗаң пахтиси” ниң пүтүн хитайдики пахта мәһсулатлириниң 90 пирсәнтини тәшкил қилидиғанлиқи, буниң уйғур мәҗбурий әмгикигә четилидиғанлиқи һәмдә америка вә явропа иттипақиниң буниңға қарита түрлүк чәклимә, җаза тәдбирлирини оттуриға қойғанлиқи бүгүн хәлқарада һәммигә мәлум бир мәсилигә айланди. Бирақ нурғун инсанлар “шинҗаң пахтиси” ниң тоқумичилик санаитиниң асаслиқ хам әшяси икәнликини билсиму, униң йәнә һәрбий санаәтниңму кәм болса болмайдиған муһим хам әшяси һесаблинидиғанлиқидин анчә хәвири болмиса керәк.
“германийә долқунлири” радийоси 22-авғуст елан қилған “явропаниң һәрбий санаити хитай ясиған нитроселлулосеға беқинип қелиштәк мүшкүлатқа йолуқмақта” намлиқ хәвәрдә баян қилишичә, һәр түрлүк бомба, зәмбирәк оқи вә башқа партлиғучи буюмлар үчүн нитроселлулосе дәйдиған бир елемент чоқум болуши керәк икән. Нитроселлулосә оқ-дорини от алдуруш ролиға игә болуп, у “шинҗаң пахтиси” дин чиқидикән. Нәччә миң километир йирақлиққа чүшүп партлайдиған бомбилар яки нәччә он километирға чүшүп партлайдиған зәмбирәк оқлири мана мушу нитроселлулосениң күчигә тайинидикән. Һазирға қәдәр дуня базирида сетилип кәлгән пахтиниң 70 пирсәнтини хитай тәминләп кәлгән болуп, тәркибидә нитроселлулосә болған бу пахта дәл уйғур мәҗбурий әмгикидин яралған “шинҗаң пахтиси” дин ибарәт икән.
Гәрчә фирансийә, белгийә, германийә вә шивейтсарийә қатарлиқ дөләтләр тәркибидә нитроселлулосә болған пахтиларни ишләпчиқириватқан болсиму, униң көлими кичик, тәннәрхи юқири болуп, явропаниң нөвәттики җиддий болған һәрбий еһтияҗи қандуралмайдикән. явропа иттипақиниң ички сода комиссари тиррй бретон бу һәқтә тохталғанда, “оқ-дора пурухини ясаш бир хил алаһидә болған пахтиға еһтияҗлиқ, лекин бу пахта асаслиқи хитайдин чиқиду” дегән. У сөзидә йәнә, бирқанчә айдин буян хитайниң бу хил пахтини явропаға експорт қилишни тохтатқанлиқини тилға алған.
Явропа иттипақиниң ички сода комиссари тиррй бретон (Thierry Breton) тилға алғандәк, әгәр хитайниң явропаға пахта мәһсулатлирини експорт қилиши расттинла тохтиған болса, бу уйғур мәҗбурий әмгикигә мунасивәтлик муһим бир иш һесаблинидикән. Уйғур сиясий әрбаблиридин әркин алиптекин әпәнди буни “бир йеңилиқ вә иҗабий қәдәм, уйғур мәҗбурий әмгикигә хатимә беришкә пайдилиқ һадисә” дәп атиди.
Түркийә һаҗитәппә университетиниң дотсенти, истратегийә мутәхәссиси доктор әркин әкрәмниң қаришичә, йеқинқи мәзгилләрдин буян явропа иттипақи билән хитай оттурисидики сода һәмкарлиқи көп тәрәпләрдин кәйнигә чекинмәктә икән. Униң илгири сүрүшичә, явропа иттипақи хитай таварлириға нисбәтән бәзи җаза тәдбирлирини йолға қойғандин кейин, хитай һакимийити өч елиш мәқситидә явропа иттипақи җиддий еһтияҗлиқ болған бәзи хам әшяларни явропа дөләтлиригә експорт қилишни тохтатмақта икән.
“явропаниң һәрбий санаити хитай ясиған нитроселлулосеға беқинип қелиштәк мүшкүлатқа йолуқмақта” намлиқ хәвәрниң “сиясий, иқтисадий вә әхлақий синаққа дуч келиш” намлиқ бөликидә мундақ баянлар учрайду: “хитайдин нитроселлулосә импорт қилиш мәсилисидә явропа иттипақи әхлақий мүшкүлатқа дуч кәлди. явропа парламенти бу йил 4-айда бир қарар мақуллап, мәҗбурий әмгәктин ясалған мәһсулатларниң явропа базарлириға киришини чәклиди. Вашингтондики коммунизм қурбанлирини хатириләш фонди мутәхәссислириниң агаһландурушичә, қанчә түмәнлигән уйғурлар шинҗаңдики пахта санаити саһәсидә ишләшкә мәҗбурланмақта икән. явропа иттипақи хитайдин импорт қиливатқан нитроселлулосениң әслидә шинҗаңдин чиққан болуши мумкинликидин сақланғили болмайду, чүнки хитайниң 90 пирсәнт пахта мәһсулати шинҗаңда ишләпчиқирилиду.”