“явропа иттипақиниң тәминләш зәнҗири қануни” ниң уйғур мәҗбурий әмгики билән алақиси барму?

Мюнхендин ихтиярий мухбиримиз әкрәм тәйярлиди
2023.12.15
Ursula-von-der-Leyen.jpg Явропа комиссийониниң рәиси урсула вон дер лейен(Ursula von der Leyen) явропа парламентида сөзлимәктә. 2023-Йили 13-декабир.
AP

14-Декабир явропа парламенти тәрипидин һазирланған “явропа иттипақиниң тәминләш зәнҗири қануни” явропа иттипақиға әза һәрқайси дөләтләрниң бирдәк мақуллуқи билән қарардин өткән.

Явропа парламенти хадимлири тәрипидин “кишилик һоқуқ саһәсидики тарихий бөсүш!” дәп тәриплиниватқан бу қанун икки йиллиқ талаш-тартиштин кейин ахири тәстиқланған.

Явропа ахбарат васитилиридики хәвәрләрдә баян қилишичә, “явропа иттипақиниң тәминләш зәнҗири қануни” германийәниң 2023-йилидин буян йолға қоюп кәлгән вә 2024-йили йолға қойидиған “йеңи тәминләш зәнҗири қануни” динму қаттиқ түзүлгән болуп, бу қанун явропадики ширкәтләрни явропаниң қиммәт қаришини тәминләш зәнҗириниң һәрбир һалқилириға қәдәр тәтбиқлашқа мәҗбурлайдикән. Германийәниң “йеңи тәминләш зәнҗири қануни” 900 дин артуқ ширкәткә тәсир көрсәткән болса, “явропа иттипақиниң тәминләш зәнҗири қануни” техиму көп ширкәтләргә тәсир көрситидикән.

2024-Йили 1-айдин башлап йолға қоюлидиған “явропа иттипақиниң тәминләш зәнҗири қануни” да тилға елиниватқан муһим нуқтиларға нәзиримизни ағдурсақ, төвәндикиләрни көрәләймиз:

Биринчи, мәзкур қанун 500 дин артуқ ишчи-хизмәтчиси болған, йәр шари бойичә йиллиқ омумий сода соммиси 150 милйондин ашидиған барлиқ ширкәтләргә тәтбиқ қилинидикән.

Иккинчи, мәзкур қанун 250 дин артуқ ишчи-хизмәтчиси болған, йиллиқ омумий сода соммиси 40 милйондин ашидиған ширкәтләргиму тәтбиқлашқа уйғун келидикән.

Үчинчи, йиллиқ омумий сода соммиси 20 милйондин ашидиған, явропа иттипақиға тәвә болмиған хәтәрлик районларда тиҗарәт қилидиған, таварлирини явропа иттипақи базарлирида сатидиған чәт әл ширкәтлириму мәзкур қанунниң җавабкарлиқиға тартилидикән.

“явропа иттипақиниң тәминләш зәнҗири қануни” ниң тәтбиқлиниш даириси тоқумичилиқ, кийим-кечәк, аяғ, деһқанчилиқ, белиқчилиқ, йемәклик ишләпчиқириш, минерал хам әшяларни елип-сетиш қатарлиқ кәң саһәләрни өз ичигә алған болуп, хилаплиқ қилғучилар җәриманә қоюш, намини булғаш, төләм төләш, тиҗарәт әһдинамилири әмәлдин қалдуруш қатарлиқ җазаларға учрайдикән.

“явропа иттипақиниң тәминләш зәнҗири қануни” ниң уйғур мәҗбурий әмгики билән алақиси барму?

“явропа иттипақиниң тәминләш зәнҗири қануни” да хитайға охшайдиған мәҗбурий әмгәк һелиһәм һөкүм сүрүватқан мустәбит дөләтләрниң исимлири вә мәҗбурий әмгәк билән шуғуллиниватқан хитай ширкәтлириниң намлири биваситә тилға елинмиған болсиму, бирақ бу қанунниң уйғур мәҗбурий әмгики билән биваситә алақиси бар икән. Бу қарашни илгири сүргән д у қ рәиси долқун әйса әпәндиниң билдүрүшичә, бүгүн йәр шарида мәҗбурий әмгәкниң гепи оттуриға чиқса, кишиләрниң нәзиридә уйғур мәҗбурий әмгики өрнәк сүпитидә гәвдилинидиған бир вәзийәт шәкилләнгән. У сөзидә, мәзкур қанунда “уйғур мәҗбурий әмгики” дейилгән ениқ бир мадда яки аталғу болсиму, әмма уйғур мәҗбурий әмгикиниң бу қанунниң түзүлүшидә түрткилик рол ойниғанлиқини әскәртти.

Германийәдики вәзийәт анализчиси ғәюр қурбан әпәндиму “явропа иттипақиниң тәминләш зәнҗири қануни” ниң түзүлүшигә уйғур мәҗбурий әмгикиниң зор тәсир көрсәткәнликини тилға алди. У сөзидә, һазирға қәдәр явропада мушундақ бирликкә кәлгән бир қанун болмиғанлиқи үчүн, хитайларниң өз таварлирини бир дөләт чәклисә, йәнә бир дөләткә әкирип сетип, уйғурларниң қан-тәридин пайда елишни давамлаштуруп кәлгәнликини, мәзкур қанунниң бу йочуқни етиш ролини ойнайдиғанлиқини тәкитлиди.

“явропа иттипақиниң тәминләш зәнҗири қануни” ниң мақуллиниши кишилик һоқуқ вә инсанпәрвәрлик нуқтисидин муһим әһмийәткә игә бир һадисә болсиму, пайда-мәнпәәт үчүн адимийликини йоқитидиған бәзи ширкәт рәһбәрлириниң наразилиқлирини қозғиған. Хәвәрләрдә баян қилишичә, бир қисим кишиләр “бирюсселниң бу қарари ширкәтләрниң техиму көп хил таллиши вә әркин риқабәт елип беришиға тосқунлуқ қилиду” дәп қахшиған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.