Явропа кишилик һоқуқ сот мәһкимиси малтаниң бир җүп уйғур әр-аялни хитайға қайтурушини тохтитип қойди

Мухбиримиз әркин
2023.01.19
явропа кишилик һоқуқ сот мәһкимиси малтаниң бир җүп уйғур әр-аялни хитайға қайтурушини тохтитип қойди Явропа кишилик һоқуқ сот мәһкимиси малтада панаһлинип келиватқан бир җүп уйғур әр-аялниң сиясий панаһлиқ илтимасини рәт қилип, хитайға мәҗбурий қайтуруш қарарини тохтитип қойған. 2023-Йили 16-январ.
ECHR

Явропа кишилик һоқуқ сот мәһкимиси 16-январ күни буйруқ чүшүрүп, оттура деңиздики малта көчмәнләр даирилириниң йеқинқи бир қанчә йилдин бери малтада панаһлинип келиватқан бир җүп уйғур әр-аялниң сиясий панаһлиқ илтимасини рәт қилип, хитайға мәҗбурий қайтуруш қарарини тохтитип қойған. Мәлум болушичә, бихәтәрлик сәвәбидин исим-шәрипи ашкарланмиған бу әр-аял, малтаниң “сафи барак” көчмәнләрни тутуп туруш орниға елип берилип, “пат арида хитайға йолға селиниш” тәк һалқилиқ бир пәйттә, явропа кишилик һоқуқ сот мәһкимиси тәрипидин тосуп қоюлған.

Бу явропа кишилик һоқуқ сот мәһкимисиниң әза дөләтләргә чиқарған уйғурлар тоғрисидики тунҗи қарари болмисиму, бирақ бу тунҗи қетим бир җүп әр-аял “пат арида” хитайға йолға селиништәк һалқилиқ пәйттә хитайға қайтурушни тосуп қелишидур.

Мәлум болушичә, малта көчмәнләр әрзийәт комитети 12-январ күни “сафи барак” көчмәнләр тутуп тутуш орниға қамақлиқ йоқуриқи бир җүп уйғур әр-аялға уларниң инсанпәрвәрлик қоғдиниш илтимаси рәт қилинғанлиқиға даир ахириқи қарарини уқтуруп, уларниң “пат арида” хитайға йолға селинидиғанлиқини билдүргән. Лекин бу һалқилиқ ахириқи минутта, малтадики “адитус фонди” намлиқ кишилик һоқуқ тәшкилати билән испанийәдики “қоғдиғучилар” тәшкилати уларниң делосиға арилашқан.

“қоғдиғучилар” тәшкилатиниң билдүрүшичә, бу икки тәшкилат 13-январ күни явропа кишилик һоқуқ сот мәһкимисигә җиддий әрз сунуп, сот мәһкимисидин 39-маддиға асасән малтаниң қарариға қарши вақитлиқ җиддий еһтият тәдбири елишни тәләп қилған. явропа кишилик һоқуқ сот мәһкимиси 16-январ дәрһал қарар чиқирип, малтаға уйғур әр-аялни хитайға мәҗбурий қайтурушни тохтитиш буйруқи бәргән.

“қоғдиғучилар” тәшкилатиниң паалийәт дериктори лавра харт 18-январ радийомизниң зияритини қобул қилип, бихәтәрлик түпәйли улар һәққидә көп учур берәлмәйдиғанлиқини, нөвәттә уларниң қоюп берилгәнлики, лекин явропа кишилик һоқуқ сот мәһкимисиниң қарариниң пәқәт бир вақитлиқ тәдбир икәнликини билдүрди.

Лавра харт мундақ деди: “бизгә шу ениқ болуши керәк, бу пәқәт бир вақитлиқ бир тәдбир, бу һөкүм әмәс. Бу пәқәт явропа кишилик һоқуқ сотиниң малтаға бәргән бу әр-аялни қайтурушни тохтитиш тоғрисидики буйруқи. Шуңа улар сотниң қараридин кейин, төнүгүн (йәни 17-январ) тутуп туруш мәркизидин қоюп берилди. Нөвәттә биз адвокатлар билән буниңдин кейин елинидиған қәдәмләрни музакирә қиливатимиз. Бәлким, явропа кишилик һоқуқ сотиға толуқ илтимаста болушимизму мумкин. Лекин бу бир еһтималлиқ, биз буниму музакирә қиливатимиз. Шуңа бу бир һөкүм әмәс, бу пәқәт чеградин қоғлап чиқиришни тохтитиш тоғрисидики вақитлиқ тәдбирдур.”

Мәлум болушичә, бу бир җүп әр-аял, хитай һөкүмитиниң 2017-йилдин башлап уйғурларни кәң көләмлик тутқун қилип, лагер, түрмиләргә қамиши, мәҗбурий әмгәккә селиши, уйғур аяллирини туғмас қилиши, уйғур пәрзәнтлирини ата-анисидин айрип, уйғур аилирини парчилашқа башлишидин бир йил аввал, йәни 2016-йили малтаға кәлгән икән. Улар малтада 2017-йили сиясий панаһлиқ илтимаси рәт қилинғандин кейинму давамлиқ йошурун яшап кәлгән. Пәқәт малта көчмәнләр комитети 2022-йили 1-авғуст күни уларни хитайға мәҗбурий қайтуруш вә чеградин қоғлап чиқиришни қарар қилған.

“қоғдиғучилар” тәшкилатиниң ейтишичә, шуниңдин кейин улар қайтурушқа болмаслиқ принсипиға асасән малта даирилириға қайта илтимас сунған болсиму, лекин малта көчмәнләр комитети бу йил 12-январ уларниң илтимасини рәт қилип, уларни хитайға қайтуруш тоғрисида ахириқи қарар чиқарған икән.

Лавра хартниң ейтишичә, бу бир җүп әр-аял малтаға 2016-йили кәлгән болсиму, лекин улар бу делодин өткән йили 8-айда, йәни малта көчмәнләр кпомитети уларни чеградин қоғлап чиқиришни қарар қилғандин кейин хәвәр тапқан. Лавра харт мундақ деди: “биз бу делодин өткән йили авғуст ейида хәвәр таптуқ. Йәни малта даирилири өткән йили уларниң сиясий панаһлиқ илтимасини рәт қилғандин кейин хәвиримиз болди. Лекин биз бу бир җүп әр-аялни қоғдаш нуқтисидин тор бетимиздә елан қилинған бу һәқтики баянатимизниң сиртида көп нәрсә сөзләп берәлмәймиз.”

Нөвәттә “қоғдиғучилар” тәшкилати билән “адитус фонди”, малта көчмәнләр даирилирини илтимас қилғучилар “қайтурмаслиқ прнисипиға чүшидиған йетәрлик дәлил-испатлар билән тәминлийәлмиди” дегәнни баһанә қилсиму, лекин улар тәминлигән қошумчә һөҗҗәтләрни диққәткә алмиди, дәп әйиблимәктә.

Малта “адитус фонди” җәмийитиниң дериктори неил фалзон 19-январ радийомизға әвәткән язма баянатида, малта даирилириниң баһаниси пут тирәп туралмайдиғанлиқини билдүргән. Баянатта мундақ дейилгән: “малтаниң панаһлиқ тәртипи бу әр-аялниң илтимасини рәт қилғанлиқи расит, шундақла униң панаһлиқ тәртипниң мукәммәл әмәсликиму раст. явропа кишилик һоқуқ сотиниң йеқинда баңладашлиқ бир журналистқа алақидар қарарида, малтаниң панаһлиқ илтимасини бир тәрәп қилиш усулида бир қатар мәсилә барлиқи оттуриға қоюлған. Бу мәсилә, шундақла хәлқараниң хитайдики уйғурларниң әһвалидин хәвәрдар икәнликини нәзәрдә тутқанда, малтаниң бу кишиләрни қоғдашта қолидин келидиған һәммә ишни қилғанлиқини тәкитлиши, пут тирәп туралмайду.”

Биз шу мунасивәт билән малта ташқий ишлар министирлиқи, ичкий ишлар министирлиқи вә көчмәнләр комитети қатарлиқ орунларға хәт йезип вә телефон қилип, уларниң явропа кишилик һоқуқ сотиниң қарариға болған инкасини елишқа тиришқан болсақму, лекин ташқий ишлар министирлиқи вә көчмәнләр комитетидин һечқандақ җаваб кәлмиди. Пәқәт ичкий ишлар министирлиқиниң кишилик һоқуқ дериктири майкел камиллерла телефонимизни алди. Майкел камиллер суалимизға телефонда җавап бәрмәйдиғанлиқи, суаллиримизни елхәт арқилиқ әвәтсәк әһвални игилләп андин җавап бериши мумкинликини ейтқан болсиму, лекин һазирға қәдәрға җаваб бәрмиди.

Лекин “малта вақти” гезитиниң 19-январ хәвәр қилишичә, малта ичкий ишлар министирлиқи явропа кишилик һоқуқ сотиниң вақитлиқ тәдбиригә һөрмәт қилидиғанлиқини билдүргән. Ичкий ишла рминистирлиқи бу бир җүп әр-аялниң сиясий панаһлиқ тәртиплирини ахирлаштуруп болғанлиқи, уларниң қоғдашқа еһтиҗаҗлиқ әмәс, дәп қаралғанлиқини, шундақла уларниң адвокатлириниң һәр бир “натоғра баяналири” ға җавап беридиғанлиқини ейтқан болсиму, лекин уларниң адвокатлириниң қандақ “натоғра баянлар” да болғанлиқини тилға алмиған.

Лекин “қоғдиғучилар” тәшкилатиниң 16-январ елан қилған баянатида ейтишичә, бу әр-аял малта даирилирини хитайниң уларға шинҗаңдики аилә әзалиридин өч елиш арқилиқ чегра һалқип зиянкәшлик қилғанлиқиға аит ениқ дәлилләр, б д т кишилик һоқуқ алий комиссариниң 2022-йили 8-айда елан қилған доклати, шундақла бәзи дөләтләр вә хәлқаралиқ органларниң җиддиий доклат вә қарарлирини өз ичигә алған қошумчә һөҗҗәтләр билән тәминлигән болсиму, әмма диққәткә алмиған.

Лавра харт мундақ деди: “көчмәнләр комитетиниң бурунқи, болупму ахириқи қисқиғинә төт бәтлик қарари бәк әхмиқанә қарар болуп, униңда бу бир җүп әр-аял тәминлигән қошумчә һөҗҗәтләр диққәткә елинмайла қалмай, хитайда уйғурларға немә ишларниң болуватқанлиқидәк омуми вәзийәтму диққәткә елинмиған. Мән сизгә шуни ейталаймәнки, биз вә адвокатлар бирлишип көчмәнләр комитетини йетәрлик дәлил-испатлар билән тәминлидуқ”.

Лекин малта ичкий ишла рминистирлиқи “малта вақти” гезитигә бәргән баянатида: “чеградин қоғлап чиқириш көчмәнлик вә панаһлиниш сияситиниң айрилмас бир қисми болуп бәзиләрниң бу хизмәткә тосқунлуқ қилиш тиришчанлиқи амминиң бу хил системиға болған сәмимийити вә ишәнчисини төвәнлитип, қоғдашқа һәқиқий еһтияҗлиқ болған кишиләргә зиян йәткүзди” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.