Явропа парламенти мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини явропаға импорт қилишни чәкләш қарари мақуллиған

Мухбиримиз җәвлан
2022.06.10
явропа парламенти мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини явропаға импорт қилишни чәкләш қарари мақуллиған Явропа парламентидики биләт ташлаш мурасимидин илгирики көрүнүш. 2022-Йили 9-март, фирансийә.
Photo: RFA

Явропа парламенти 9-июн күни юқири аваз билән қарар мақуллап, хитайниң уйғур районида йүргүзүп кәлгән қәбиһ җинайәтлирини “инсанийәткә қарши җинайәт” вә “еғир ирқий қирғинчилиқ хәвпи” шәкилләндүргән җинайәт дәп етирап қилиш билән биргә, уйғур районидики мәҗбурий әмгәккә четишлиқ мәһсулатларни явропа базириға импорт қилишни чәкләйдиған муһим бир қарарни мақуллиған.

Дуня уйғур қурултийиниң тор бетидә елан қилинған ахбаратта билдүрүлүшичә, явропа иттипақи мақуллиған бу қарар хитайниң мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини чәкләшниң үнүмлүк қорали һесаблинидикән. Бу қарар явропа комиссийониға мәҗбурий әмгәкни чәкләш тоғрулуқ күчлүк тәклипләрни бәргән. явропа комиссийони бу йил 9-айда мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини явропа базириға импорт қилишни чәкләйдиған тәдбирләрни оттуриға қойидикән.

Дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса әпәндиниң билдүрүшичә, явропа парламенти мақуллиған бир қарар хитайниң мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини явропада сетишни чәкләш сода қолланмиси һәққидики қарар икән.

Явропа парламентиниң мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини чәкләш қарари билән америка дөләт мәҗлисидә мақулланған вә бу йил 6-айниң 21-күнидин башлап иҗра қилинидиған “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” һәр икки тәрәптин хитайниң иқтисадиға зәрбә бериштә чоң рол ойнайдикән. Долқун әйса әпәндиниң қаришичә, хитай әмди америка билән явропани бир-биригә қарши қоюш, улардин айрим-айрим пайдилиниш оюнини ойниялмайдикән.

Явропа парламенти мақуллиған бу қарар демократик әлләрниң кишилик қиммәт қаришини, заманиви қуллуқни йоқитиш ирадисини әкс әттүридиған қарар болуп, хитайниң иқтисади күчини аҗизлитиш арқилиқ униң зораванлиқ қилмишиға хатимә бериш тәхирсиз мәсилигә айланған.

Долқун әйса әпәнди явропа парламенти мақуллиған бу қарарниң пәқәт мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини импорт қилишни чәкләшла әмәс, бәлки униңға яндаш мулазимәтләрни чәкләшниму өз ичигә алидиғанлиқини, бу нуқтидин ейтқанда, бу қарарниң ирқий қирғинчилиқни тохтитиш җәһәттә әһмийәтлик бир қарар болғанлиқини баян қилди.

Уйғурларға ирқий қирғинчилиқ йүргүзүватқан хитайни тохтитишниң бирдинбир амали униң иқтисадини вәйран қилишму? сиясий көзәтчи илшат һәсән әпәнди, иқтисад билән хитайниң гелини боғуш арқилиқ уни пәйлидин яндурғили болмайдиғанлиқини, иқтисадий җаза биләнла ирқий қирғинчилиқни тохтатқили болмайдиғанлиқини мисаллар билән чүшәндүрди. Униң билдүрүшичә, иккинчи дуня уруши мәзгилидики гетлир германийәси вә бүгүнки бермаға хәлқарадин иқтисадий чәклимә қоюлған болсиму, улар ирқий қирғинчилиқни давамлаштуривәргән. Хитайниң ирқий қирғинчилиқ җинайитини тохтитиш үчүн униңға омумйүзлүк җаза йүргүзүш, һәтта бу мустәбит, рәзил һакимийәтни ағдуруветиш керәк икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.