Явропада “10-декабир кишилик һоқуқ күни” билән “9-декабир уйғур ирқий қирғинчилиқи күни” бирликтә хатириләнди

Мюнхендин ихтиярий мухбиримиз әкрәм тәйярлиди
2024.12.12
kishilik-hoquq-kuni-oslo

Ирқий қирғинчилиққа қарши 10 дин артуқ тәшкилатларниң бирликтә уюштуруши билән 100 дин артуқ киши қатнашқан мәшәл йүрүшидин көрүнүш. 2024-Йили 9-декабир, осло, норвегийә. RFA/Ekrem

kishilik-hoquq-kuni-oslo-pezilet-yaqup

100 Дин артуқ киши қатнашқан мәшәл йүрүши җәрянида, уйғур қизи пәзиләт яқуп шәрқий түркистанда һелиһәм давам қиливатқан уйғур ирқий қирғинчилиқи һәққидә нутуқ сөзлимәктә. 2024-Йили 9-декабир, осло, норвегийә. RFA/Ekrem

kishilik-hoquq-kuni-shiwetsiye-1

Ситокһолмдики “шиветсийә уйғур бирлики” тәшкилати “уйғур ирқий қирғинчилиқини унтумаймиз, унтулдурмаймиз!” дегән шоар астида елип барған намайиштин көрүнүш. 2024-Йили 8-декабир. RFA/Ekrem

kishilik-hoquq-kuni-shiwetsiye-2

Ситокһолмдики “шиветсийә уйғур бирлики” тәшкилатиниң рәиси бәхтинур абдуреһим ханимниң уюштуруши билән елип берилған уйғур ирқий қирғинчилиқини тонутуш паалийитидә хатирә сүрәт. 2024-Йили 9-декабир. RFA/Ekrem

kishilik-hoquq-kuni-karlsruhe-1

“10-декабир хәлқара кишилик һоқуқ күни” ни хатириләш мунасивити билән германийәниң карлсруһе шәһридә өткүзүлгән паалийәттин көрүнүш. 2024-Йили 10-декабир. RFA/Ekrem

kishilik-hoquq-kuni-karlsruhe-2

“10-декабир хәлқара кишилик һоқуқ күни” ни хатириләш мунасивити билән германийәниң карлсруһе шәһридә өткүзүлгән паалийәттин көрүнүш. 2024-Йили 10-декабир. RFA/Ekrem

Явропадики уйғурлар топлишип олтурақлашқан бирқисим дөләтләрдә бу йиллиқ “10-декабир хәлқара кишилик һоқуқ күни” ни хатириләш паалийитиниң алди-кәйнидә “9-декабир уйғур ирқий қирғинчилиқи күни” му бирликтә хатириләнди.

Ситокһолмдики “шиветсийә уйғур бирлики” тәшкилатиниң рәиси бәхтинур абдуреһим ханимниң билдүрүшичә, улар 8-декабир күни “уйғур ирқий қирғинчилиқини унтумаймиз, унтулдурмаймиз!” дегән шоар астида намайиш елип барған. Улар 9-10-декабир күнлириму ситокһолмда уйғур ирқий қирғинчилиқини тонутуш йолида йәнә бәзи паалийәтләрни қанат яйдурған.

Ослодики “норвегийә уйғур комитети” тәшкилатиниң рәиси хәлчәм мәмтимин ханимниң билдүрүшичә, 9-декабир күни норвегийәдики 10 дин артуқ ирқий қирғинчилиққа қарши тәшкилатларниң бирликтә уюштуруши билән 100 дин артуқ киши қатнашқан мәшәл йүрүши болуп өткән. Норвегийәдики уйғурларму бу паалийәткә иштирак қилип, “9-декабир уйғур ирқий қирғинчилиқи күни” ни хатирилигән. Уйғур қизи пәзиләт яқуп паалийәт әснасида шәрқий түркистанда һелиһәм давам қиливатқан уйғур ирқий қирғинчилиқи һәққидә нутуқ сөзләп, кишиләрни тәсирләндүргән.

“10-декабир хәлқара кишилик һоқуқ күни” ни хатириләш мунасивити билән 10-декабир күни германийәниң карлсруһе шәһридә өткүзүлгән паалийәтниң көлими зор болған. Хәлқара кәчүрүм тәшкилати, хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилати, кишилик һоқуқни қоғдаш тәшкилати қатарлиқ 15 хәлқаралиқ тәшкилат бирлишип өткүзгән бу паалийәттә уйғур зиялийлиридин әнвәр әхмәт әпәнди “шәрқий түркистандики аялларниң паҗиәси” дегән темида доклат берип, уйғур аяллири дуч келиватқан паҗиәләрни әтраплиқ йорутуп бәргән. Әнвәр әхмәт әпәндиниң билдүрүшичә, униң доклатидин кейин һәр саһә кишиләр түрлүк соалларни оттуриға қоюп, уйғурлар учраватқан бу ирқий қирғинчилиққа германийә һөкүмитиниң сүкүт қилмаслиқини тәкитләшкән.

“кишилик һоқуқни қоғдаш мәркизи” ниң рәһбири арканҗела ранири (аркаңәла раниәри) ханим бу һәқтә зияритимизни қобул қилди. У мундақ деди: “бу қетимқи 10-декабир хәлқара кишилик һоқуқ күнини хатириләш паалийитидә биз ялғуз уйғурлар учраватқан ирқий қирғинчилиқ һәққидила әмәс, бәлки уйғур аяллири дуч келиватқан паҗиәлик вәзийәтләрдинму вақип болдуқ. Мәсилән: мәҗбурий туғут чәкләш, мәҗбурий әмгәккә селиниш, аилисидин вә пәрзәнтлиридин айриветилиш, җинсий зораванлиққа учраш, хитайлар билән мәҗбурий тойлишип ассимилятсийә қилиниш қатарлиқлар. Хитай мустәбит һакимийитиниң бу хил чәктин ашқан зулумлириға вә уйғурларниң еғир азаблириға хатимә беридиған вақит аллиқачан кәлди”.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.