Явропа иттипақиниң хитай сияситиниң техиму кәскинлишидиғанлиқи диққәтни тартмақта

Мюнхендин ихтиярий мухбиримиз әкрәм тәйярлиди
2024.10.25
Kaja-Kallas Явропа иттипақиниң дипломатийә вә хәвпсизлик сиясити алий комиссари кая каллас (Kaja Kallas).
REUTERS

“фирансийә авази” радийосиниң баян қилишичә, хитай компартийәси баш секретари ши җинпиң 24-өктәбир русийәниң қазан шәһиридә өткүзүлүватқан “кесәк дөләтлири башлиқлар йиғини” да дуня тинчлиқи үчүн шоар товлап мундақ дегән: “дуня тинчлиқи вә тәрәққияти барғансери чоңқур хирисларға дуч кәлмәктә, биз чоқум тинчлиқни муқимлаштурғучи күчкә айлинип, йәр шариниң бихәтәрликини идарә қилишни күчәйтишимиз, кесәлликни йилтизидин давалайдиған бүйүк мәсилиләрни һәл қилишниң чарисини тепип чиқишимиз лазим”.

“уйғур ирқий қирғинчилиқиниң баш пиланлиғучиси вә иҗрачиси” дәп қариливатқан ши җинпиң бу сөзләрни қиливатқанда, өзиниң уйғур дияриға кәлтүргән апәтлири вә вәһшийликлирини унтуп қалған болуши мумкин. Әмма дәл шу 24-өктәбир күни явропа иттипақиниң дипломатийә вә хәвпсизлик сиясити алий комиссари кая каллас (Kaja Kallas) хитайни “системилиқ рәқиб” дәп атап, явропа иттипақиниң хитай сияситиниң бундин кейин техиму кәскинлишидиғанлиқидин бешарәтләр бәргән.

“германийә долқунлири” радийоси 24-өктәбир елан қилған “явропа иттипақиниң хитайни нишан қилған сиясәтлири бундин кейин техиму өткүрлишиду” намлиқ хәвиридә баян қилишичә, илгири естонийәниң баш министири болған кая каллас явропа иттипақида вәзипигә олтуруштин илгири оттуриға қойған пиланида, явропа иттипақи һазирғичә хитайға қоллинип кәлгән “сода шерики”, “иқтисадий риқабәтчи” дегән сөзләрни чөрүп ташлап, пәқәтла “системилиқ рәқиб” дегән ибарини қоллинип, зор ғулғулиларға сәвәб болған.

Кая каллас мундақ дегән: “мениң қисқа муддәтлик асаслиқ вәзипәм, нөвәттики йәршари йүзлиниватқан әң җиддий ишларни бир тәрәп қилиш болуши керәк: у болсиму русийәниң украинаға қилған таҗавузчилиқ уруши билән явропа иттипақиниң хәвпсизлики вә мудапиәсини күчәйтиштин ибарәт. Хитайниң русийәни қоллиши җиддий бир хирис. Хитайниң базарлиқи йоқ иқтисадий қилмишлири явропа билән хитай оттурисида қурулма характерлик тәңпуңсизлиқниң барлиққа келишигә йол ачти”.

Дәрвәқә, ахирқи айларда явропа иттипақи хитайниң токлуқ аптомобиллириға 45 пирсәнт таможна беҗи қоюшни қарар қилғандин кейин, хитайму явропаниң сүт мәһсулатлири, гөш мәһсулатлири вә ичимликлиригә өч елиш характерлик баҗ қойидиғанлиқи билән тәһдит селип, икки тәрәп оттурисидики мунасивәтләрни техиму кәскинләштүрүвәтти.

Уйғур сиясий әрбаблиридин әркин алиптекин әпәндиниң қаришичә, нөвәттә явропа иттипақи билән хитай оттурисидики мунасивәтниң техиму яманлишиши бир муқәррәрликкә айлинип қалған. Әгәр икки тәрәпниң мунасивәтлири бузулса, бу уйғурларниң истиқлали үчүн кәлгүсидә хәйрлик бир пурсәтләрни несип қилиши мумкин икән.

“фирансийә авази” радийоси 24-өктәбир бу хусуста елан қилған “явропа иттипақиниң дипломатийә сиясити мәсули русийә билән хитайни қаттиқ агаһландурди” намлиқ хәвиридә баян қилишичә, 11-айда вәзипә тапшуруп алидиған кая каллас 21 бәтлик бу пиланида русийәниң җаһангирлик арзусиға вә хитайниң адаләтсиз риқабитигә қаттиқ агаһландуруш елан қилған.

Кая каллас йәнә мундақ дегән: “явропаниң хәвпсизлики маңа нисбәтән ейтқанда пүтүнләй шәхсийләшкән ишимдур, чүнки мениң вәтиним узун йиллардин буян кишиләргә русийәниң җаһангирлик арзусиниң йоқалмиғанлиқи билдүрүп кәлди. Мениң хитай билән болған мунасивәттики алдинқи вәзипәм, явропа иттипақиниң гио-сиясити вә иқтисадий хәвпсизликини қоғдаштур”.

Хәвәрдә әскәртишичә, кая калласниң бу сөзлири дәл явропа иттипақи өзигә әза дөләтләрни һошярлиққа үндәп, техникиларниң сиртқа еқишини қаттиқ назарәт қилишни тәкитләватқан, болупму квант техникиси, микро өзәк вә сүний әқилгә даир алий дәриҗилик техникиларниң хитайниң қолиға чүшүп кетишидин қаттиқ агаһландуруватқан бир мәзгилгә тоғра кәлгән.

Германийәдики вәзийәт анализчиси ғәюр қурбан әпәндиниң илгири сүрүшичә, явропа иттипақи билән хитай оттурисидики зиддийәтләрниң көлими барғансери кеңийиватқан болуп, әгәр икки тәрәп оттурисидики мунасивәт техиму яманлашқан тәқдирдә, бүгүн хитай билән болған иқтисадий мунасивәтләр түпәйли уйғур ирқий қирғинчилиқиға сүкүт қиливатқан явропа дөләтлириниң хитайға қарита бесимлири һәссиләп күчийидикән.

“пул муамилә базири” гезити 24-өктәбир елан қилған “хитай билән явропа иттипақиниң таможна маҗираси” намлиқ хәвәрдә баян қилишичә, хитай һөкүмити таможна беҗидин қутулуш үчүн явропа иттипақиға әза дөләтләрдә аптомобил завутлирини қурмақчи болуватқан хитай ширкәтлиригә җиддий буйруқ чүшүрүп, уларни дәрһал пиланлирини тохтитишқа чақирған. Буму явропа иттипақи билән хитай оттурисидики сүркилишниң әвҗигә чиқишиға һәссә қатидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.