Явропа парламенти қарарнамә мақуллап хитай һөкүмитидин җаза лагерлирини тақашни тәләп қилди
2024.10.10

10-Өктәбир күни, явропа парламенти мутләқ үстүн аваз билән хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан муамилисини әйибләйдиған қарарнамә елан қилди.
Явропа парламенти қарарнамисидә, хитай һөкүмитини түрмидә тутуп турулуватқан илһам тохти вә гүлшән аббасни дәрһал вә шәртсиз қоюп беришкә, уйғур елидики җаза лагерлирини тақап, халиғанчә тутқун қилинған барлиқ тутқунларни азад қилишқа, уларниң ақивити һәққидә мәлумат беришкә вә уларниң аилисидикиләр билән болған нормал алақисини әслигә кәлтүрүшкә чақирди.
Явропа парламентида мақулланған бу абидә характерлик қарарда, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаритиватқан сиясәтлири “инсанийәткә қарши җинайәт” дәп аталған болуп, бу җинайәтләрниң “еғир ирқий қирғинчилиқ хәвпи” тәшкил қилидиғанлиқи оттуриға қоюлған. Униңда мундақ дейилгән:
“явропа парламенти хитай даирилирини уйғурларға қаритиватқан кәң көләмлик назарәт қилиш, мәҗбурий әмгәккә селиш, туғмас қилиш, туғутни чәкләш вә уйғур кимликини йоқитиш қатарлиқ қәбиһ сиясәтләр билән уйғурларни бастурушни вә тәқибләшни тохтитишини тәләп қилиду. Бу сиясәтләр инсанийәткә қарши җинайәт болуп, еғир ирқий қирғинчилиқ хәвпи тәшкил қилиду.”
Кәскин ибариләр ишлитилгән қарарнамидә йәнә, хитай һөкүмитиниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) кишилик һоқуқ алий комиссарлиқи ишханисиниң уйғурлар һәққидики доклатида оттуриға қоюлған тәвсийәләргә әмәл қилмиғанлиқи әйибләнгән болуп, хитай һөкүмитиниң районда мустәқил тәкшүрүш әп беришқа йол қоюши лазимлиқи көрситилгән.
Явропа парламенти 10-өктәбир күнидики йиғинида дуняниң һәрқайси җайлиридики кишилик һоқуқ мәсилилири үстидә үч қарарнамә елан қилған болуп, униң бириниң уйғурлар мәсилиси болуши күчлүк диққәт қозғиди һәмдә алқишқа еришти.
Уйғур һәрикити тәшкилатиниң директори рошән аббас ханим бу мунасивәт билән радийомизға сөз қилип явропа парламентиниң қарарнамиси уйғурлар мәсилисиниң күн тәртиптә тутуп турулушида муһим рол ойнайдиғанлиқини билдүрди. У мундақ деди:
“явропа парламентиниң һәдәм гүлшән аббас вә илһам тохтиниң исмини атап туруп, уйғурлар учраватқан ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәтни тилға елиши уйғур мәсилисиниң йәнә бир қетим күн тәртипкә келишигә түрткә болди. Һәммигә мәлум болғандәк, американиң әксичә, явропа уйғурлар мәсилисидә бираз җимип қалған иди. Бәлким буниңға русийә-украина уруши вә оттура шәрқтики тоқунушлар сәвәб болған болуши мумкин. Әмма шундақтиму, бу мәсилиниң парламентта күн тәртипкә келиши интайин муһим әһмийәткә игә.”
Дуня уйғур қурултийиму X тә елан қилған баянатида явропа парламентиниң қарарини қарши алған. Улар “явропа парламент әзалириниң уйғурларниң кишилик һоқуқиға көңүл бөлгәнликигә рәһмәт ейтип, буниң уйғур хәлқи үчүн елип бериливатқан адаләт вә иззәт-һөрмәт күришидә интайин муһим әһмийәткә игә” икәнликини тәкитлигән.
Түрмидики уйғур зиялийси илһам тохтиниң қизи, америкадики әмгәкчиләр һоқуқи тәшкилати тәтқиқатчиси җәвһәр илһам мәзкур қарарнамини “наһайити зор қәдәм” дәп көрсәткән. У радийомизға елхәт арқилиқ әвәткән сөзидә “буниң уйғур мәсилисиниң бу йеңи нөвәтлик парламент үчүн интайин муһим орунға қоюлидиғанлиқидин дерәк беридиғанлиқини” билдүргән. У язма инкасида мундақ дегән:
“мәнчә бу қарарниң елан қилиниши наһайити зор қәдәм болуп һесаблиниду. Бу йеңи нөвәтлик парламентниң уйғур мәсилисиниң муһим күн тәртиптә туридиғанлиқидин дерәк бериду. Униң үстигә бу қарарда ‛ирқий қирғинчилиқ‚ аталғуси билән бирликтә мәҗбурий әмгәкни аяғлаштуруш һәққидә күчлүк ибариләр орун алған болуп, у илгирики һәрқандақ бир баянға қариғанда көп күчлүк.”
Явропа парламенти бүгүн елан қилған ортақ қарарнамисидә уйғурлар мәсилисидики мәйданини ипадиләпла қалмай, бу һәқтики конкрет тәләплириниму оттуриға қойған. Улар қарарнамисидә “явропа иттипақи вә униңға әза дөләтләрни хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә четишлиқ юқири дәриҗилик әмәлдарлар вә орунларға қошумчә җазаларни йүргүзүшкә; хитай билән болидиған барлиқ юқири дәриҗилик учришишларда уйғурлар мәсилисини оттуриға қоюп хитайға бесим ишлитишкә; б д т кишилик һоқуқ алий комиссарлиқи ишханисиниң уйғурлар һәққидики доклатини йеңилап, хитай һөкүмитиниң мәсулийитини сүрүштүрүшкә даир конкрет һәрикәт пиланини оттуриға қоюшқа” дәвәт қилған.
Қарарнамидә йәнә әза дөләтләр бу дөләтләрдә яшаватқан уйғурлар вә бир қисим хитай өктичилириниң хитайниң дөләт һалқиған бастурушиға учраш мәсилисини һәл қилишқа вә җавабкарларни җазалашқа, хитайда тиҗарәт қиливатқан барлиқ явропа ширкәтлири кишилик һоқуқ мәсилисидики мәсулийитини ада қилишқа дәвәт қилинған. явропа парламенти елан қилған бу ортақ қарарнамә 540 авазниң қоллап аваз бериши, 23 авазниң рәт қилиши вә 47 авазниң тәрәпсизлики билән елан қилинған.
Мутләқ үстүн аваз билән қобул қилинған бу қарарнамә дәл хитай һөкүмити уйғурларға қаритиватқан ирқий қирғинчилиқини инкар қилиш тәшвиқатини күчәйткән, чәт әлләрдики бир қисим уйғурларниң уйғур елигә берип-келишигә йол қоюш арқилиқ районниң һәммә кишигә очуқлуқини илгири сүрүватқан, шуниңдәк буни американиң хитайға қозғиған иқтисади урушиниң бир қисми дәп тәшвиқ қиливатқан мәзгилгә тоғра кәлгән.
Мәзкур қарарнамини қоллап аваз бәргән парламент әзаси мериям лексимән ханим (Miriam Lexmann) ханим X тики инкасида “мән хитай һөкүмитиниң сәмигә салимәнки, явропа иттипақи хитай компартийәсиниң бесими астида яшаватқан сансизлиған кишиләр үчүн сөз қилиш ирадисидин һәргиз қайтмайду. Тәһдит вә өч елиш һәрикәтлири бизни әркинликимиз вә хәвпсизликимизни мудапиә қилиштин тосуп қалалмайду” дәп язған.
Хитай һөкүмити 2021-йили 3-айда явропа парламентидики уйғур һәқлирини қоллап сөз қилған вә явропа иттипақиниң биңтүәнгә қарши җаза тәдбири йолға қоюшиға түрткә болған явропадики 10 парламент әзасиға, шундақла явропа кеңишиниң сиясәт вә хәвпсизлик комитети, явропа парламентиниң кишилик һоқуқ тармақ комитети қатарлиқ төт орунға өч елиш характерлик җаза тәдбири қойған иди.