Йәркәндә деһқанларниң 500 мо йери вә бир қисим өйлири шаңхәйликләргә бикарниң орнида бериветилгән

Вашингтондин мухбиримиз шөһрәт һошур тәйярлиди
2024.11.13
xitay-kochmen-dehqan-bughday-yol-traktor-qonaq Хитай көчмән деһқан һосул алған қонақни трактор билән 2.4 Километир йолға йейип қурутуватқан көрүнүш. 2008-Йили 6-март, үрүмчи.
AFP

Өткән һәптә хитайчә иҗтимаий таратқуларда бир қисим хитай чолпанлириниң уйғур елигә көчүп чиқип йәрлишиватқанлиқи, бу йәрдә өйләрниң толиму әрзан икәнлики вә бағваранлиқ һойлиси барлиқи тәшвиқ қилинған. Хәвәрдә йеқинда йәрләшкән бир хитай аилиниң ясидақ икки ханилиқ өйи көрситилгән. Бу тәшвиқат һәққидики ениқлашлиримиз давамида йәркән базар ичидә деһқанларниң 500 мо йериниң шаңхәйлик бир ширкәткә бикарниң орнида бериветилгәнлики ашкариланди.

Иҗтимаий таратқулардики мәзкур синлиқ учурда алди билән уйғур елидики мәлум бир бағваранлиқ һойла көрситилгән. Арқидин бу һойлиға җайлашқан бир көркәм бина вә униң ичидики ясидақ икки ханилиқ өй көрситилгән. Уйғур елигә көчмән чақириш маһийитидики бу еланда йеқинда көчүп чиққан бир әр-аял тонуштурулған. Тонуштурушта буларниң бу җайда гоя 10 йилдин бери яшаватқандәк сәрәмҗанлиқ икәнликини тилға алған.

Биз юқириқи учурда көрситилгән өй вә бағларниң әсли игилириниң кимликини айдиңлаштуруш үчүн, йәркән наһийәсигә телефон қилдуқ. Өзини ашкарилашни халимиған аһалиләрдин бири, йеқинқи йилларда көпинчә аилиләрдә аилиниң ғоллуқ әзалири түрмә вә лагерларда болғачқа бир қисим терилғу йәрләр, һәтта бир қисим қора-җайлар ташлинип қалған. Нәтиҗидә даириләр бу йәрләрни сетишқа чиқирип, бир тәрәптин өзиниң чөнтикини толдурса; йәнә бир тәрәптин хитай ширкәтлиригә чоң мәнпәәтләрни йәткүзүп, өзлириниң хитай дөлитигә болған садақитини ипадилигән.

Бу аһалиниң мисал сүпитидә баян қилишичә, йеқинқи 3 айдин бери йәркән наһийә базар ичи тәвәликидики 500 мо терилғу йәрдики бир қисим зираәтләр ағдурулушқа, бу терилғу йәр әтрапидики қору-җай, қотан вә қоруқ тамлар чеқилишқа башлиған. Даириләр, бу йәрләр вә мүлүкләрниң һесабиға деһқанларға наһайити аз миқдарда төләм пули тарқитишқа башлиған. Мутләқ көп сандики аһалиләр “тәрбийәләш” кә елип кетилиштин қорқуп, бу иҗраатқа қарши һечқандақ үн чиқиралмиған; аз сандики бир қисим кишиләр төләм пулиниң азлиқи вә өзлиригә йеңи көрситилгән қору-җай орунлириниң қолайсизлиқлири һәққидә базар вә кәнт кадирлириға наразилиқлирини баян қилған; ақивәттә икки тәрәп арисида гәп талишиш йүз бәргән. Бу чағда кәнт кадирлири сақчи чақирмақчи болғанда, деһқанлар пәскойға чүшкән вә өйлиригә қайтқан.

Мәзкур вәқә йүз бәргән кәнттин телефонимизни қобул қилған бир аманлиқ мудири, бу қетимқи йәр сетишниң адил болғанлиқи, қанун-тәртипләр бойичә елип берилғанлиқини илгири сүрди. Бу мудир йәнә өзиниң бу җәрянда, деһқанлар ичидики “шикайәтчи” ләрниң еғизини тувақлаш үчүн, алақидар қанун-бәлгилимиләрни шу чеқиливатқан қоруқ там вә қору-җайларға бир-бирләп чаплап чиққанлиқини тилға алди.

Өзини ашкарилашни халимиған мәзкур аһалиниң йәнә әскәртишичә, бу 500 мо йәр шаңхәйлик бир қурулуш һөддигәрлик ширкитигә нормал базар баһасидин толиму төвән баһада, һәтта бикарниң орнида бериветилгән.

Телефонимизни қобул қилған йәркән базарлиқ йәр башқуруш идарисиниң башлиқи, мәзкур учурниң тоғрилиқини дәлилләш билән бирликтә, мәзкур ширкәт йәркәндики бир асарә-әтиқә орнини ремонт қилған чеғида көп пайда алалмиғанлиқи, шуниң йүз хатириси үчүн уларниң зийинини толуқлап бериш мәқситидә бу 500 мо йәр вә олтурақ өйләрниң уларға әрзан баһада бериветилгәнликини дәлиллиди.

Илгирики ениқлашлиримизда 2017‏-йилдики чоң тутқундин кейин түрмә вә лагерларда өлгән вә 15 йиллиқтин юқири кесиветилгән мәһбусларниң йәр вә қору-җайлириниң хитай көчмәнлиригә етибар баһада сетип берилгәнлики айдиңлашқан иди. юқириқи учурдин қариғанда, бу хилдики йери вә қору-җайлири тартивелинишниң еғир җазаланғанлар биләнла тохтап қалмиғанлиқи мәлум болмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.